Қирим татарлири мәҗлиси миллий мухтарийәт йолини таллиди
2014.03.31

Әслидә украина тәркибидә қелишни халап, қиримниң русийәгә қошулушиға қарши турған қирим татарлири өзлириниң сиясий һоқуқлириниң русийә һөкүмити тәрипидин қандақ дәриҗидә капаләткә игә қилиниши һәққидә техи ениқ ишәнчкә игә әмәстур. Лекин, шундақ болушиға қаримай, улар қиримда өз тәқдирини өзлири бәлгиләш принсипи бойичә миллий мухтарийәткә еришишниң муһимлиқини тонуп йәткән болуп, қирим татарлири миллий мәҗлиси бу мәсилидә дәсләпки қәдәмләрни басмақта.
Қирим татарлири өз туприқида өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқиға игә
Қирим татарлириниң миллий мәҗлиси 29-март күни қиримдики бағчасарай шәһиридә қурултай чақирип, қиримда мәхсус татарларниң миллий территорийилик аптономийисини қуруш үчүн һәрикәт қилишни қарар қилди.
Азадлиқ радиоси татар бөлүминиң нәқ мәйдан видео хәвиридә қурултайниң җәряни көрситилгән болуп, қурултайға қирим татарлири миллий мәҗлисиниң рәиси рефат чубаров, татаристан җумһурийитиниң президенти рустәм миңнеханов, пүтүн русийә муптилар бирләшмисиниң рәиси равил гайнетдин, қирим җумһурийитиниң муавин баш министири рустәм темирғалийев қатарлиқ әрбаблар шуниңдәк қирим татар миллий мәҗлисиниң әзалири иштирак қилған.
Қирим мустәқиллиқ җакарлап, русийәгә қошулғандин кейин тунҗи қетим өткүзүлгән қирим татарлириниң мәзкур қурултийиға рефат чубаров риясәтчилик қилған болуп, қурултай қирим татарлириниң миллий марши билән башланған.
Қурултайда қиримниң нөвәттики вәзийити, ички ташқи мунасивәт қатарлиқ түрлүк мәсилиләр муһакимә қилинған шуниңдәк қурултай бирдәк һалда қирим татарлириниң өзлириниң тарихи ана вәтини қиримда миллий территорийилик аптономийисини қурушқа мунасивәтлик қануний йоллар вә сиясий қәдәмләрни бесишни қарар қилған.
Қирим татарлири миллий мәҗлисиниң рәиси рефат чубаров сөзидә “биз қиримниң қирим татар миллити шәкилләнгән вә өз миллий дөләтчиликигә игә болған тарихий земин икәнликиниң муназирә тәләп қилмайдиғанлиқини тәкитләймиз. Биз әнә шуниңдин чиқиш қилип, бу күнимиздә қиримниң салаһийити қиримниң йәрлик хәлқи болған қирим татар хәлқиниң арзусиға уйғунлашмай вә уларниң қошулушисиз һалда әмәлгә ашурулди” дәп тәкитлигән.
Татаристан президенти қирим татарлирини русийәгә ишинишкә үмидләндүрди
Қирим татарлириниң миллий мәҗлисиниң мәзкур қурултийиға русийә федератсийәсигә тәвә татаристан җумһурийитиниң президенти рустәм миңнеханов тәклип билән қатнишип, нутуқ сөзлигән.
Сөзини алди билән татар тилида башлап, кейин рус тилида давамлаштурған татаристан президенти қирим татарлириниң һәр хил күчләр тәрипидин пайдилинишқа урунуватқанлиқи, шуңа уларниң башқа күчләрниң өз мәнпәәтлири үчүн пайдилинип кетишигә йол қоюп, кейин пушайманда қалмаслиқни агаһландурди.
У, өзиниң йеқинда президент путин билән көрүшүп, вә өзиниң қурултайға қатнишип, бу йәрдә музакирә қилинған мәсилиләр вә қирим татар хәлқиниң арзу-үмидлирини униңға йәткүзидиғанлиқи һәтта өзиниң путиндин татар миллий мәҗлисиниң вәкиллири билән учришип һәр хил мәсилиләр, җүмлидин тарихий мәсилиләр, татарларниң орунлаштурилишини һәл қилиш вә башқиларда сөзлишишини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Татар президенти қирим татарлирини үмидләндүрүп, уларниң кәлгүсиниң яхши болидиғанлиқиға ишәнчи камил икәнликини билдүрди. У, буниң үчүн татаристанни мисал қилип, татарларниң өз җумһурийитидә русийә дөлити рамкиси астида сиясий, мәдәнийәт, иқтисад вә һәр саһәләрдә еришкән нәтиҗилири һәм тәҗрибилири барлиқини тәкитлиди.
Қирим татарлири хәлқаралиқ қоллашқа моһтаҗ
Қирим татарлириниң миллий қурултийи рәиси рефат чубаров нуқтида қирим татарлири арисида өзлириниң кәлгүсини бәлгиләйдиған омумий хәлқ беләт ташлаш өткүзүшни тәшәббус қилди.
Азадлиқ радиосиниң хәвәр қилишичә, қирим татарлириниң миллий мәҗлиси б д т, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати һәм һәр қайси дөләт һөкүмәтлири билән мунасивәт орнитип, уларниң қирим татар хәлқиниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқини етирап қилишини қолға кәлтүрүшни қарар қилди.
Қурултайға қатнашқан пүтүн русийә муптилар бирләшмисиниң рәиси равил гайнетдин қирим татарлириниң өз туприқида хатирҗәм яшиши керәкликини тәкитләп; “қирим хәлқи вә қирим татарлири әмди қирим татарлириниң хатирҗәм болуши һәм уларниң өзлириниң кәлгүсигә вә пәрзәнтлириниң кәлгүсигә ишәнч бағлап, өз земинида хатирҗәм яшиши һәққидә конкрет қәдәм бесиши вақти кәлди” дәйду.
У йәнә қирим татарлириниң өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқи барлиқини илгири сүрүп, “хәлқара қанун бойичә һәр бир хәлқ өз тәқдирини өзлири бәлгиләш һоқуқиға игә” деди.
Хәвәрләрдә ейтилишичә, қирим татарлири миллий мәҗлиси бу қетимқи қурултайни еһтият сәвәбидин руслар көп санлиқни тәшкил қилған қирим пайтәхти симфереполда әмәс, бәлки татарлар көп җайлашқан бағчасарай шәһиридә ачқан.
Русийә қирим татарлириға вәдә бәрди
Мәлум болушичә, қирим җумһурийити һөкүмити қирим татарлириға һөкүмәт органлирида 20% нисбәт бойичә орун беришкә вәдә бәргән. Русийә президенти владимир путин 18-март күни сөзлигән нуқтида қирим татарлири һәққидә тохтилип, уларға әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлигән иди.
Путин сөзидә қиримда рус, украин вә татар тиллириниң һөкүмәт тиллири болидиғанлиқини тәкитлигән.
Қирим татарлири қирим нопусиниң 14% ни тәшкил қилидиған болуп, руслар вә украиналардин кейин нопус җәһәттә үчинчи орунда туриду.
“невсру” ториниң хәвиригә қариғанда, қирим татарлири миллий мәҗлисиниң қурултийи ечилип, икки күндин кейин русийә баш министири дмитрий медведев бир һөкүмәт вәкилләр өмикини башлап, қиримға йетип келип, қирим даирилири билән иқтисадий тәрәққият вә башқа мунасивәтлик мәсилиләрни муһакимә қилған. Бирақ, һазирчә, русийә баш министириниң қирим татарлири миллий мәҗлиси билән учришидиған яки учрашмайдиғанлиқи һәққидә учур йоқ.
Қирим татарлири қурултийиниң қирим татарлириниң миллий аптономийисини қуруш һәрикитини башлаш қарариға қарита русийә даирилириниң инкаси техи оттуриға чиқмиди.
Украина кризиси хәлқаралиқ әң муһим күнтәртиптә
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, өткән җүмә күни русийә президенти владимир путин билән америка президенти барак обама йәнә бир қетим телефонда сөзлишип, украина мәсилисини муһакимә қилған. 30-Март күни русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф русийәниң қиримни өз хәритиси ичигә киргүзгәндин кейин, давамлиқ түрдә украинаға ичкириләп кириш нийити йоқлуқини билдүргән. Әмма, 30-март күни кәчтә америка дөләт ишлири министири керри билән русийә ташқи ишлар министири лавроф паризһда көрүшүп, америка оттуриға қойған украина кризисини һәл қилиш тәклипини муһакимә қилған. Мәтбуатлар гәрчә, мәзкур биваситә сөһбәтниң “қурулуш характерлик” дәп қаралсиму, бирақ нәтиҗилик болмиғанлиқини хәвәр қилишти. Әмма, русийәниң “невсру” ториниң хәвиридә керри-лавров сөһбити нәтиҗиси сүпитидә “русийә пәрдә арқисида туруп, американиң украина кризисини һәл қилиш шәртлирини орундашни башлиди” дәп баян қилинди.
Қирим татарлири миллий мәҗлисиниң қурултийи әнә шундақ мурәккәп хәлқара вәзийәт шараитида ечилған иди.