Рабийә қадир ханим “голландийә түрк федератсиюни” ниң йиғинида сөз қилди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.12.16
rabiye-qadir-xanim-turk-tarixi-we-dewlet-qurulmisi-muhakime-yighinida-sherqiy-turkistan-mesilisi-anglatmaqta.jpg Рабийә қадир ханим “голландийә түрк федератсиюни” ниң йиғинида сөз қилмақта
RFA/Pidaiy


14 - Декабир “голландийә уйғур бирлики тәшкилати” билән “голландийә түрк федератсийони” бирликтә орунлаштурған “түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” намлиқ муһакимә йеғинида уйғур дияри, уйғурларниң нөвәттики әһвали тоғрилиқ мәлумат берилди.

Паалийәткә дуня уйғур қурултийиниң мәсуллиридин рабийә қадир ханим вә сейт тумтүрк әпәндиләрму қатнашти.

“голландийә түрк федератсийони” ға қарашлиқ амистердам әқса мәсчити вәхпиниң залида үч саәтчә давам қилған мәзкур паалийәткә голландийәдики түрк миллий һәрикәт партийисиниң қоллиғучилири, түрк миллийәтчи яшлири, ханим - қизлар, язармән, журналистлар болуп, икки йүзчә адәм қатнашти.

Паалийәт һәққидә қисқичә изаһат берип өткән голландийә түрк федератсийониниң башлиқи мурад гедик әпәнди дуня уйғур қурултийи башлиқ уйғурларниң тәклипкә бинаән қәдәм тәшрип қилғанлиқини тәбриклигәндин кейин, рабийә қадир ханимни сөзгә тәклип қилди.

Рабийә қадир ханим түрк федератсийони билән болған алақиниң нәччә йиллардин бери изчил давам қиливатқанлиқини ипадиләп: “һәр қетимлиқ голландийә зияритидә тәшкилат мәсуллири билән учришип, уйғур хәлқи дуч келиватқан әһвалларни ортақлишиш арқилиқ икки тәрәп һәмкарлиқиниң барғансери күчийиватқанлиқидин интайин хурсән” икәнликини билдүрүп өтти вә уйғурларға алақидар әң йеңи учурлардин мәлумат бәрди. У, йиғин иштиракчилириниң тәлипи билән шәхсий турмушиға алақидар мәзмунлар һәққидиму тохталди вә соалларға җаваб бәрди.

“түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” намлиқ лексийә билән башлинип, “шәрқий түркистанниң зари” намлиқ пикир темиси билән ахирлашқан бу паалийәттә рабийә қадир ханимдәк бир дәва адиминиң бәргән бәдәллири вә қорқмас роһидин тәсирләнгән, зулум ичидә һаят - маматлиқ көрүши қиливатқан уйғур қериндашлириға болған һесдашлиқ туйғулириниң һаяҗанға чөмгән паалийәт иштиракчилири, рабийә қадир ханим билән биргә хатирә рәсимләргә чүшти.

Паалийәт мәзкур федератсийон башлиқи мурад гедик әпәндиниң рабийә қадир ханимға “голландийә түрк федератсийони тәшәккүр ләвһәси” ни тәқдим қилиши билән ахирлашти.

Зияритимизни қобул қилған “голландийә түрк федератсийони” ниң башлиқи мурад гедик әпәнди, рабийә қадир ханимниң “түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” намлиқ муһакимә йеғиниға тәшрип қилип, түрк миллий һәрикитиниң җамаәтлиригә уйғур мәсилисини аңлатқанлиқидин хурсән болғанлиқини билдүрүп, “голландийә түрк федератсийони” намидин уйғурлар билән болған кәчмиштики һәмкарлиқниң ғәлибилирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

У мундақ деди: “бүгүн ‛голландийә түрк федератсийони‚ ға қарашлиқ амистердам әқса мәсчити вәхпиниң залида өткүзүлгән “түрк тарихи вә дөләт қурулмиси” муһакимә йеғиниға рабийә қадир ханимниң қетилиши бизни һаяҗанландурди. Чүнки бу муһакимимизниң тарихимиздин башлап шәрқий түркистан мәсилисигә келип тохтилиши уни техиму мукәммәлләштүрди.

Әлвәттә, бу бизниң шәрқий түркистанға мунасивәтлик тунҗи паалийитимиз әмәс, бәлки йилда бир қанчә қетим паалийәт тәшкилләп келиватимиз. Бу бизниң 2015 - йилиға тәвә 3 - паалийитимиз. Көргиниңиздәк иштиракчилар залға сиғмай қалди. Һәтта өрә туруп аңлапму, һаяҗан чөмди. Өткәндә рамизан ейидиму хитай консулханиси алдида иптар қилиш, җамаәт болуп намаз оқуш арқилиқ намайиш қилиштәк бирләшмә паалийитимиз билән ‛голландийә түрк федератсийони‚ намидин авазимизни яңраттуқ. Униңдин башқа федератсийонимиз намидин голландийә парламентиғиму шәрқий түркистандики қериндашлиримизға болуватқан зулумларниң чәктин ашқанлиқини чүшәндүрүп язма доклат сундуқ. Өткәндә йәнә шәрқий түркистандин һиҗрәт қилип, түркийәниң қәйсәри шәһиригә йәрләшкән қериндашлиримизға ярдәм топлаш паалийити тәшкилләп уларға йәткүздуқ. Бу хизмәтлиримиз сәвәблик шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға бирәр пайдимиз йәтсә, биз үчүн немә дегән, бәхт һә?! чүнки бу бизниң вәзипимиздур. Әһмәд йәсивийниң ейтқинидәк, ‛түрклүк бизниң тәқдиримиз‚ дур. Биз үчүн түрк системисидики қериндашлиримизға ярдәм қилиш башқилардин илгири күлиду. Нәдә бир түрк болса, у бизниң қериндишимиздур. Уларниң тойлири бизниң тойлиримиздур. Йиғиси йиғимиздур. Уларниң дәрди бизниң дәрдимиздур.”

Мурат гедик әпәнди йәнә миллийәтчи һәрикәт идеологийисидә юғурулған қериндашларниң уйғур қериндашлириға болған көз қариши һәққидә сориғинимизда: “һәр қачан шәрқий түркистан дейилсә ичимдин қанлиқ йиға келиду. У бизниң миллий еңимиздур. Биз тәшкилат болуп қурулғандин бери ‛түрк топлиминиң қийинчилиқлири өз қийинчилиқимиз‚ дәп кәлдуқ. Бизниң түрк дунясиға болған көз қаришимиз һәм қуранийдур. Һәм туранийдур.” дәп җаваб бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.