Рабийә қадир ханим уйғурларға қурбан һейтлиқ ялқунлуқ салам йоллиди
2016.09.12

Д у қ вә хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати дуняниң һәр йеридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур вә тибәтни һимайә қилғучи күчләрни сәпәрвәр қилип, 9 - айниң 16 - күни бир қанчә миң кишилик хәлқаралиқ бирләшмә зор намайиш тәшкиллимәкчи.Намайишқа яврупа дөләтлиридә яшаватқан уйғур, тибәт, түрк вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири әзалири қатнишидикән.
Б д т да хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити музакирә қилиниватқан дәл шу дәқиқиләргә тоғрилап елип берилидиған бу намайишқа уйғур миллй һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим өзи йетәкчилик қилмақчи болуп, қурбан һейт күнлиридә җәнвәгә қарап сәпәргә чиқиш алдида турған рабийә қадир ханим ишханисида мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип, пүтүн дунядики уйғурларға һейтлиқ алаһидә салам йоллиди болупму һәҗ үчүн йолға чиқип түрлүк тосқунлар сәвәбидин йолларда қалған мусапир уйғурлардин һал сорайдиғанлиқини уларниң өзиниң тиләклирини йәткүзишимизни һавалә қилди.