Рабийә қадир ханим: рамизан һарписида дуняни уйғур хәлқиниң сориқини қилишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2015.06.17
Xelqara-kechurum-teshkilati-iptar-ramizan-uyghur.jpg Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң диний әркинликини қоллаш үчүн бәргән иптар зияпитидә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинди вә сөз қилди. 2014-Йили 9-июл, вашингтон.
RFA


Бу йил рамизан уйғур илиниң вәзийити охшашла интайин назук бир мәзгилдә йетип кәлди. Бу мунасивәт билән рабийә қадир ханим 17‏-июн радийомизда рамизанлиқ сөһбәт елан қилип, диний чәклимә уйғурларниң имани, ирадисини күчәйтсә күчәйтидуки, уларниң етиқадини сундуралмайду, деди. У, бу сөзни уйғур хәлқиниң рамизан ейини тәбрикләш билән башлиди.

Рабийә қадир: мән пүтүн дунядики мусулман қериндашлиримниң рамизан ейини тәбрикләймән һәм уларға ялқунлуқ салам йоллаймән. Дуняниң һәммә йеридә сәргәрдан болуп яшаватқан, түрмә ичи-тешидики , вәтән ичи-тешидики барлиқ шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң мубарәк рамизанлирини тәбрикләймән.
30 Күн рамизанни шундақ яхши тутушини, 30 күн рамизанда аллаһтин тилигән тиләклириниң һәммиси иҗабәт болушини, шу қатарда түрмидә йетиватқан, әркинликкә муһтаҗ болуватқан, дуняда сәргәрдан болуватқан қериндашлиримизниң шу рамизанда тиләклирини тиләп, шуларниң сақ-саламәт өз өйлиригә қайтип чиқишини, өз маканлирини тепишини, пүтүн мәқсәтлириниң әмәлгә ешишини сораймән.

Мухбир: йеқинда хитай һөкүмити чиқарған бәзи бәлгимиләргә қарисақ, уйғурларниң рамизан ейидики ибадәт паалийити вә иш-һәрикитиниң барғансери тарийип кетиватқанлиқини көриватимиз. Мәсилән, рамизан ейидики диний паалийәтләрни башқуруш бәлгилимилиридә ибадәткә алақидар шундақ конкрет бәлгилимиләрни чиқарди. Сиз буларға қандақ инкас қайтурисиз?

Рабийә қадир: бу бир чәклимә. Лекин бу бизниң улуғ роза -рамизанимизға, бизниң хәлқимизниң аллаһға болған тәлпүнишигә яки хәлқимизниң рамизанға болған һөрмити, етиқади, роза тутушиға һәргиз тосалғу болалмайду.
Чүнки, у тутқузмиған тәқдирдиму, у шунчила зулум салған тәқдирдиму, бир залим диктатор һакимийәт астидики уйғур хәлқиниң мушу рамизанда ашундақ қошлап қийинчилиқлар билән, қошлап азап-оқубәт вә қошлап бесимлар билән рамизанни қарши елиши, уларға һәссиләп савапларни елип келиду. Аллаһ уларниң қәлбидә тутқан рамизанлирини қобул қилиду, дәп қараймән.

Мухбир: әмма хитай һөкүмити рамизанда күндүзи ечилмиған рестуран-ашханиларға еғир җәриманә қойидиғанлиқини, тиҗарәт кинишкисини бикар қилидиғанлиқини агаһландуруп, йеңи бәлгилимиләрни чиқарди. Бу хил әһвал мусулманларниң һессияти нуқтисидин қандақ тәсир көрситиду җәмийәткә?

Рабийә қадир: хитай һөкүмити уйғурларниң һәрикитини чәклисиму, униң қәлбидики етиқадини чәклийәлмәйду. Хитайниң елип барған бу зулуми, бу тетиқсиз қилиқи, бу сиясити хәлқниң роһини күчләндүриду, ғәйрити, етиқадини ашуриду, һәргиз хәлқниң ирадиси, етиқадини чәкләп қалалмайду.
Хитай һөкүмити буниңда наһайити хата ишларни қиливатиду. Мәйли ашханини ачқузсун, мәйли һарақни хәлқниң бешиға елип келип төкивәтсун, мәйли хәлқниң җәйнимазлирини тартивелип икки қолини бағлап қойсун, хәлқниң қәлбини аллаһ чүшиниду. Хәлқ өз қәлбиниң, өз етиқадиниң, өз әркинликиниң, өз иманиниң арқидин маңиду.
Шуниң үчүн хәлқимниң қиливатқан һәр бир иши уларниң етиқадиға һесаб болидиғанлиқини билимән вә шуниңға ишинимән.

Мухбир: хитай һөкүмити бир тәрәптин муқимлиқни тәкитләватиду. Лекин йәнә бир тәрәптин, рамизан ейида хәлқниң күндилик конкрет диний ибадәт паалийәтлиригә қол тиқиватиду.  Бу әһвал өз ‏- ара зидидийәттәк қиламду, қандақ?

Рабийә қадир: хитай һөкүмити муқимлиқни арзу қилмайду. Хитай һөкүмитиниң муқимлиқ дегини мутләқ ялған. Уйғур хәлқиниң шәрқий түркистандики һәр милләт хәлқи билән иттипақ , хатирҗәм өтүшини хитай һөкүмити һәргиз арзу қилмайду. Муқимсизлиқни өзи кәлтүрүп чиқириватиду. У һәм уйғур хәлқини ғидиқлайду һәм уруш, җидәл -маҗираға чақириду һәм интиқам елишқа чақириду.

Мухбир: рамизан мусулманларниң мәнивий дунясида аллаһға әң йеқинлишидиған, роһий дуняси күчлинидиған ибадәт ейи. Мушундақ улуғ айда көңүлсиз вәқәләр йүз беридиған болди. Өткән йили йәкәндә елишқу вәқәси йүз бәрди рамизанда, бүгүн шиән пойиз истансисида сақчилар бир уйғур балини етивәтти. Хитай һөкүмити бу вәқәни террорлуққа бағлайдиғандәк бишарәт бериватиду. Бу вәқәгә немә дәйсиз?

Рабийә қадир: хитай һөкүмити бикардин-бикар қатнаш бикәттә биләт еливатқан бир балини сақчилирини чиқирип, бозәк етип, уруп тиллап қилғандин кейин, у бала бир чалма етип қойса етип ташлиди. Бу, хитай һөкүмитиниң роза ‏- рамизанда уйғур хәлқиғә бәргән сигнали. Қозғал, сән билән биз соқушимиз, дәп уйғур хәлқини уруш,маҗираға чақирғанлиқ. Мәқсити рамизанда җидәл-маҗира пәйда қилиш. Хитай һөкүмити ашу бир бала билән уйғур хәлқиғә җаваб бәрсун. Мән пүтүн дуняни шуниңға чақиримән. Мушу етилған балиниң сориқини қилиш пүтүн уйғур хәлқиниң сориқини қилиш. Америка һөкүмити, пүтүн дуня хәлқи, ислам дунясиниң бу мәсилиләрдә қарап турмаслиқини, дуняниң уйқусини ечишини үмид қилимән.

Хитай һөкүмити бу йил йәнә, бәзи тәдбирләрни йолға қоюп, рамизанда бәзи диний ибадәт паалийәтлирини чәклигән.

Җиң наһийәси уқтуруш чиқирип, наһийәдики барлиқ мусулман ашхана вә рестуранларниң күндүзи тиҗарәт тохтатмаслиқини тәләп қилған. Маралбеши наһийәсидә, партийәлик кадирлар динға ишәнмәслик, диний паалийәткә қатнашмаслиқ, рамизанда роза тутмаслиқ һәққидә ағзаки вә язма тил хәт бәргән.




Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.