Рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити японийәдә зиярәттә болмақчи

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2017.02.11
rabiye-qadir-duq-yaponiye-2017.jpg Рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийи йиғинида
RFA/Haji Qutluq Qadiri


Мушу айниң 11-күнидин 17-күнигә қәдәр рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити японийәдә мәхсус зиярәттә болидикән.

Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим бу һәқтә учур бәрди.

Японийәдә зиярәттә болидиған рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйитини күтивелиш тәйярлиқ комитетиниң мәсуллиридин японийә демократик сотсиял уюшмисиниң һәйәт әзаси коҗима әпәнди бу һәқтә тохтилип:“хәлқара вәзийәттә җиддий өзгриш болуватқан,америка президенти доналд трамп йеңидин вәзипигә тәййинләнгән бир вақитта, рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйитиниң японийәдә зиярәттә болуши, мениңчә, зор тарихий әһмийәткә игә дәп қараймән. Чүнки, йеқиндин буян шәрқий җәнуби асия вәзийитидә шундақла америкиниң хитайға болған ташқи сияситидә зор өзгиришләр йүз бериватиду. Тәйвән мустәқиллиқ һәрикити күчийиватиду. Мана мушундақ назук бир сиясий вәзийәттә, рабийә қадир ханимниң японийәгә зиярәткә тәклип қилинишини, әлвәттә, мәлум бир тәрәпләрниң алдин орунлаштурған бәзи бир пиланлири болса керәк дәп ойлаймән” деди.

Өткән йили уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә мәхсус қарар һазирлап японийә парламентиға доклат сунған канагава өлкиси камакура шәһәр парламент әзаси уихата әпәнди, японийәдә зиярәттә болидиған рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйитиниң японийә зиярити тоғрисида тохтилип:“өткән йили рабийә қадир ханим камакура шәһәр парламентида уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә доклат бәргән иди. Әлвәттә, бу қетимқи японийә зияритидиму парламентта алаһидә доклат беришкә тәклип қилиш қарар қилинди. Ишинимәнки, рабийә қадир ханимниң шәһәр парламентида бәргән бу доклатлири йеқин кәлгүсидә мивә бәргүси” деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт бу қетимқи японийәдә зиярәттә болидиған дуня уйғур қурултийи һәйити әзалириниң һәр қайси дөләтләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин тәшкилләнгәнликини илгири сүрди.

Рабийә қадир ханимниң токйодики доклат бериш паалийәтлиригә риясәтчилик қилиш вәзиписини үстигә алған японийә такукошоко университетиниң профессори, тонулған хәлқара мәсилиләр мутәхәссиси фуҗи генки әпәнди зияритимизни қобул қилип:“японийә җамаити рабийә қадир ханимниң бу қетимқи зияритидин немиләрни күтиду?” дегән соаллимизға җаваб берип:“японийә җамаити,сиясийонлири вә мәтбуатлири рабийә қадир ханимдин хитай компартийәсиниң уйғур мустәқиллиқ һәрикәтлирини қандақ шәкилдә бастурватқанлиқиниң һәққий маһийитини ашкарилап беришни үмид қилиду” деди.

Игилишимизчә, рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи һәйити японийәдә зиярәттә болуш җәрянида японийәдики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири биләнму мәхсус сөһбәтләрдә болидикән.

Мәлум болушичә, сүргүндики тибәт һөкүмитиниң бир қисим рәһбәрлириму мушу айниң 5-күнидин башлап японийәдә мәхсус кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә зиярәттә болидикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.