Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәт 17 күн давамлишиду

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.08.05
rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-1.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-2.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-3.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-4.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-5.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-6.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-7.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-8.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-9.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-10.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

rabiye-qadir-uchun-bir-milyon-imza-11.jpg

Түркийәниң әскишәһир шәһиридә өткүзүлүватқан “рабийә қадир үчүн бир милйон имза” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили авғуст, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң 81 вилайитидә шөбиси бар, әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түрк оҗақлири тәшкилатиниң әскишәһир шөбиси 8-айниң 1-күни шәһәр мәркизидә “рабийә қадир үчүн бир милйон имза...” намида паалийәт башливәтти.

8-Айниң 17-күнигичә давамлишидиған бу паалийәткә қизиқиш бәкла юқири болуп, кишиләр өчирәт билән бөлүмигә келип қол қоймақта. Нәдим үнал әпәндиниң ейтишичә бу паалийәттә пәқәтла рабийә қадир ханимниң түркийәгә келиши үчүн имза йиғипла қалмастин, уйғурлар вә уйғурлар тартиватқан дәрд-әләм түрк җамаәтчиликигә аңлитилидикән.

Имза қоюш паалийити башлаштин бурун түрк оҗақлири тәшкилати әскишәһир шөбиси башлиқи профессор нәдим үнал әпәнди икки тәрипигә хитай сақчилириниң уйғурларни тутқун қиливатқан, 5-июл үрүмчи вәқәсидә уйғурларни бастуруватқан рәсимләр есилған бөлүмниң алдида қолиға микрофон алған һалда мухбирларға баянат берип, уйғурларниң диний вә сиясий җәһәттин бесим астида яшаватқанлиқини әскәртти.

Профессор нәдим үнал әпәнди шәһәр мәркизиниң оттурисида қолида микрофон билән бәргән баянатида 17 күн давамлишидиған имза йиғиш паалийити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
Шәрқий түркистанлиқларниң лидири қәһриман рабийә қадир ханимниң әпсуски түркийәгә кириш визиси йоқ. Кишиләр рабийә қадир ханимға сән түрк немә үчүн түркийәгә кирәлмәйсән? дәп сорумақта. Рабийә қадир ханим пүтүн үмид билән түркийәгә келиш күнини күтмәктә. Бүгүн бу йәрдә қол қоюш арқилиқ рабийә қадир ханимниң түркийәгә келип уйғурларниң авази болушиға бир кишилик төһпә қошқан болисиләр.

Түрк оҗақлири тәшкилати әнқәрә шөбисиниң мудири профессор нәдим үнал әпәнди кишиләргә кишиләргә бу йәрдә қол қоюш арқилиқ, уларниң рабийә қадир ханимни түркийәгә елип келипла қалмай, шәрқий түркистан дәвасини қоллайдиғанлиқини ипадилигән болидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
“уйғур түрклири бизниң җенимиз, бизниң қенимиз, түркчигә, түркийә түрклиригә әң йеқини уйғур түрклиридур. Сиз қол қоюш арқилиқ залимларға зәрбә бәргән болисиз. Аяллар вә балилар шәрқий түркистанда әркин яшиялайдиған болиду. Келиң қол қоюң, рабийә қадир ханимниң шундақла шәрқий түркистан хәлқиниң ялғуз әмәсликини көрситиң. Қол қоюңлар коммунист хитай мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗипларниң юртида қирғинчилиқ елип бармисун. Биләмсиләр хитай дөлити 66 йилдин бери нурғун уйғур қериндишимизни қетил қилди. Силәр әркин-азадә намизиңларни қилип, ибадитиңларни қилғанда, хитай уйғурларға бу һәқ-һоқуқни бәрмиди.”

У, сөзиниң ахирида қол қоюлған қәғәзләрниң бирләшкән дөләтләргә әвәтилидиғанлиқини рабийә қадир ханимниң түркийәгә келидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
“силәр қойған һәр бир имза бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әвәтилиду, рабийә қадир ханим түркийәгә келиду. Қол қоюңларки мусулман уйғур түрклириниң бешидики бала-қазалар йоқ болсун”.

Биз бу имза йиғиш долқуни тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн түркийә әскишәһир шәһири түрк оҗақлири тәшкилати мәсули профессор нәдим үнал әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

У, бу паалийәткә әскишәһир хәлқиниң наһайити актип қатнишиватқанлиқини баян қилип мундақ деди:
“әскишәһир хәлқиниң рабийә қадир ханимниң түркийәгә келиши үчүн виза берилсун намлиқ қол қоюш долқуниға қизиқиши бәкла юқири. Бу паалийәт 8-айниң 17-күнигичә давамлишиду. Рабийә қадир шәрқий түркистан дәвасиниң йол башчиси. Уйғурларниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқан аял. Рабийә қадир ханим башқа дөләтләргә бериштин бурун биринчи болуп түркийәмизгә кирәлиши керәк иди. Әпсуски түркийә техиғичә виза бәрмәйватиду. Бизниң мәқситимиз түркийәни башқуруватқан рәһбәрләргә рабийә қадир ханимниң уйғурларниң әркинлики үчүн қолиға қорал-ярақ алмастин күрәш қиливатқан инсан һәқ -һоқуқлири күрәшчиси икәнликини аңлитиш. Шәһәрниң мәркизидә бөлүм ачтуқ һәр күни миңлиған киши бу йәргә келип қол қоюватиду”.

Профессор нәдим үнал әпәнди 8-айниң 17-күнигичә имза йиғиш билән бирликтә һәр хил йоллар билән уйғурларни, уйғурлар тартиватқан дәрд-әләмләрни түрк җамаәтчиликигә аңлитидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
“бу айниң 17-күнигичә һәм рабийә қадир ханимни аңлитимиз. Һәмдә уйғур түрклирини шундақла уйғур түрклири тартиватқан дәрд-әләмни аңлитимиз. Биз кочиларға булар әкс әттүрүлгән рәсимләрни астуқ, китабчә бастуруп тарқитиватимиз. Кәлгәнләргә шәрқий түркистанниң тарихий шәһәрлиридин қәшқәр, хотән вә турпанларни аңлитиватимиз. Биз пәқәтла имза йиғиватмаймиз, шәрқий түркистан дәвасини түркләргә аңлитиватимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.