Русийә нато ға қарши һәрбий маневир башлиди

Мухбиримиз үмидвар
2015.05.26
nato-afghanistan.jpg 2001-Йилидин буян америка һәрбий қошунлириниң афғанистанға әвәтилгән тарихи диаграммиси. 2012-Йили 2-май.
AFP


Русийә деңиз армийәси хитай билән оттура йәр деңизида бирләшмә маневир өткүзүп болуп, бир қанчә күн өткәндин кейин йәнә бир қетимлиқ зор көләмдики һәрбий маневирни башлиди. Украина кризиси түпәйлидин нато билән русийә арисидики ихтилап йәнила өткүр һаләттә туруватқанда өткүзүлгән бу маневир диққәтни җәлп қилмақта.

Русийә дөләт мудапиә министирлиқи бу маневирни русийә қораллиқ күчлири мәркизий һәрбий райони қошунлириниң һавадин мудапиәлиниш вә һава қисимлириниң җәң қилиш тәйярлиқини туюқсиз тәкшүрүш паалийити дәп атиған.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур һәрбий маневирда 250 һәрбий айропилан вә тик учар айропилан шуниңдәк 700 һәр хил һәрбий техника қораллири ишқа селинған. Русийә мудапиә министирлиқи мәзкур маневирниң төт күн давамлишидиғанлиқини вә 12 миң һәрбий хадим қатнишидиғанлиқини билдүргән.

Русийә дөләт мудапиә министирлиқи мәзкур һәрбий тәкшүрүш паалийитиниң президент владимир путинниң тәстиқи билән елип берилғанлиқини билдүрди. Дөләт мудапиә министири сергей шойгу бу қетимқи маневирниң бу йил 9 - айда өткүзүлидиған “мәркәз - 2015” дәп аталған чоң һәрбий маневирниң тәйярлиқ иши билән мунасивәтлик икәнликини билдүргән.

Русийәниң мәзкур һәрбий маневири натониң шималий қутуп маневири башлишиға тоғра кәлди.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, нато ниң дүшәнбә күни башлиған шималий қутуб маневириға 100 һуҗумчи айропилан вә 4 миңдин артуқ һәрбий хадим қатнишидикән. Мәзкур маневир таки 5 - июнғичә давамлишидиған болуп, буниңға натоға әза, америка, германийә, әнглийә, франсийә, норвегийә вә голландийә шуниңдәк йәнә натоға әза әмәс, шветсийә, финландийә вә шветсарийәму қатнишидикән.

Русийә хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, буниңдин бир қанчә күн илгири, йәни 17 - майдин 21 - майғичә болған арилиқта русийә вә хитай деңиз армийәлири бирликтә 10 парахот чиқирип, оттура йәр деңизиниң шәрқий болүгидә, йәни түркийә, гретсийә вә мисир арисидики деңиз районида бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән иди.

Русийә билән хитай деңиз армийәсиниң өз деңиз тәвәликидин наһайити йирақтики оттура йәр деңизида өткүзгән бу бирләшмә маневир натониң диққитини тартқан иди. Бирақ, русийә муавин дөләт мудапиә министири анатолий антонов хитай билән русийәниң мәзкур бирләшмә деңиз армийә маневериниң үчинчи дөләткә қарши туруш үчүн әмәслики, вә райондики җиддилишиватқан сиясий вәзийәт билән мунасивәтсизликини әскәрткән. Әмма, хитай билән русийә бу йил 8 - айда йирақ шәрқтики япон деңизида бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзүшкә пүтүшкән иди.

Украина кризиси җиддийләшкәндә кейин, русийә ғәрбниң имбарголири түпәйлидин йетип қелишқа учрап, хитай билән болған енергийә, сода - иқтисадий һәтта һәрбий - сиясий һәмкарлиқларни күчәйтишкә киришкән иди. 8 - 9 - Май күнлири хитай рәиси ши җинпиң москва зияритидә икки дөләт йәнә бир қатар келишимләрни имзалиди.

Русийәниң уран тавлаш мәсилисидә изчил ғәрб билән зитлишип келиватқан иран билән сөзлишип, иранға “с - 300”типлиқ һава һуҗумидин мудапиәлиниш ракета системиси сетип бериш һәққидә келишим һасил қилғанлиқи иран тәрәптин муәййәнләштүрүлди. Русийә тәрәп мәзкур содиниң пат арида әмәлгә ешиши мумкинчиликини билдүргән иди.

Нөвәттә, украина мәсилисини йәнила муқимсиз һалаттә болуп, гәрчә уруш тохтиған болсиму, әмма русийә һәрбий айропланлириниң украина чегралири әтрапида даим учуп йүрүшлири көрүлүп турмақта икән.

Русийә натониң украина мәсилисидики агаһландурушлирини даим инкар қиливатқан болуп, натониң балтиқ дөләтлиридә мудапиәни күчәйтиши вә шималий қутуп маневирини башлишиға қарита русийәниң юқириқидәк һәрбий маневирлар арқилиқ инкас қайтуриватқанлиқи тәһлил қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.