Москвадики уйғур тиҗарәтчиләрдин 3 нәпири үрүмчи айродромида тутуп кетилгән

Мухбиримиз қутлан
2018.09.24
shi-jinping-rusiye-ziyaret.jpg Хитай дөләт рәиси ши җинпиң москвада русийә президенти путин билән сөһбәттә. 2013-Йили 22-март, русийә.
http://www.rg.ru

Хитайниң уйғур диярида йолға қоюватқан юқири бесимлиқ тәқиб системиси күчәйгәнсери чәтәлләрдики хитай паспорти билән сода-тиҗарәт қиливатқан уйғурларға болған бесимниңму һәссиләп ешиватқанлиқи мәлум. Игилишимизчә, русийә пайтәхти москвада узундин буян тиҗарәт қиливатқан уйғур содигәрләр өткән йилидин буян қаттиқ бесимға дуч кәлмәктикән.

Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн москвадики уйғур тиҗарәтчиләргә телефон қилдуқ. Москвада узун йиллардин буян тиҗарәт қиливатқан уйғур содигәр нәби һаҗим зияритимизни қобул қилип, өзлири дуч келиватқан әһвалларни аңлатти.

Униң билдүрүшичә, алдинқи йиллардин буян хитай һөкүмити оттура асия дөләтлири билән русийә федератсийәси тәвәликидә тиҗарәт қиливатқан уйғур содигәрлиригә болған тәқиб вә контроллуқни барғансери күчәйткән. Уларниң паспортлирини узартиш яки йеңилаш тәләплири бирдәк рәт қилинип, һәммисиниң юртиға қайтиши тәләп қилинған. Москвадики уйғур тиҗарәтчилиридин 3 нәпири бу йилниң ичидә юртиға қайтқинида айродромдин тутуп кетилгән. Уларниң һазир қәйәргә қамалғанлиқи, әһвалиниң қандақлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ икән.

Москвада узун йиллардин буян тиҗарәт билән туруп қалған нурмуһәммәт әпәндиму бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. У өткән йилидин буян өзлириниң қаттиқ бесим ичидә қалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң түрлүк усуллар билән уларға бесим ишлитип, үрүмчигә қайтишқа мәҗбурлиғанлиқи, бу йилниң ичидә москвада тиҗарәт қиливатқан уйғурлардин 3 нәпириниң юртиға қайтқинида икки нәпириниң үрүмчи айродромидин, бир нәпириниң бейҗиң айродромидин тутуп кетилгәнликини ашкарилиди.

Москвадин қайтип үрүмчи айродромида тутуп кетилгән уйғур тиҗарәтчиләрдин бириниң исми муһәммәт абләт болуп, у узун йиллардин буян москвада туруп тиҗарәт билән шуғулланған киши икән. Йәнә бири йүсүпҗан исимлик 19 яшлиқ йигит болуп, уни атуштики дадиси сақчиларниң бесими билән қайтип келишкә дәвәт қилған. Һалбуки, йүсүпҗан үрүмчи айродромиға чүшкинидә хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән.

Хитай сақчилири тутуп кәткән үчинчи киши 24 яшлиқ исмәтулла аблимит болуп, у үрүмчи билән қайтиштин әнсирәп, москвадики һәмраһлириниң тәвсийәси билән бейҗиң арқилиқ қайтмақчи болған. Әпсуски, у бейҗиң айродромиға чүшкинидә тутуп кетилгән.

Нурмуһәммәт әпәнди йәнә москвада тиҗарәт билән туруватқан уйғурларниң һәммисиниң дегүдәк қоллиридики хитай паспортиниң инавәтлик вақтиниң өтүп кәткәнликини, йеңи паспорт елиш үчүн улар москвадики хитай әлчиханисиниң виза бөлүмигә барғинида “қолуңларға пәқәт үрүмчигә қайтиш үчүн ишлитилидиған вақитлиқ сериқ паспорт берилиду. Һәммиңлар қайтишиңлар керәк, у яқта ишиңлар бар,” дегәнликини баян қилди.

Биз бу һәқтә хитай һөкүмәт тәрәпниң инкасини елиш үчүн хитайниң москвада турушлуқ әлчиханисиниң виза бөлүмигә телефон қилдуқ. Һалбуки, шунчә көп урған телефонлиримизға хитай әлчиханиси бәзидә җаваб беришни рәт қилиш, бәзидә баш аппараттин улап бәрмәслик усули билән инкас қайтурди.

Москвадики уйғур тиҗарәтчиләр дуч келиватқан қийин әһваллар һәққидә хәвири барлиқини илгири сүргән германийәдики уйғур тәтқиқатчилиридин доктор абләт сәмәт зияритимизни қобул қилип, мунуларни илгири сүрди: “бу әһваллардин мениңму хәвирим бар. Мән москваға барғинимда у йәрдики уйғур тиҗарәтчиләрдин нурғун әһвалларни аңлидим. Уларниң әһвали қийин болуп, көпинчисиниң паспортлириниң инавәтлик вақти өтүп кетипту. Әмма хитай әлчиханиси уларниң паспортини йеңилап бәрмәй, әксичә уларни вәтәнгә қайтишқа мәҗбурлаветипту. Һәтта мән москвада чеғимда бир яш уйғур йигит дадисиниң чақиртиши билән вәтәнгә қайтқинида үрүмчи айродромидин тутуп кетилгәнликини аңлидим.”

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.