Русийә түркийәгә иқтисадий ембарго елан қилди
2015.11.28
Шәнбә күни русийә даирилири түркийәгә қариши бир қатар иқтисадий ембарго қоюлғанлиқини елан қилди. BBC Ниң хәвәр қилишичә, мәзкур қарарға русийә президенти путин имза қойған. Русийәниң бу қарари түркийәниң русийә айропиланни етип чүшүрүш вәқәси сәвәблик икки тәрәп мунасивәтлири таза җиддийләшкән мәзгилгә һәмдә дүшәнбә күни парижда ечилидиған килимат йиғинниң алдиған тоғра кәлди.
Ембарго, түрк импорт мәһсулатлири, русийәдә сода қилидиған түрк ширкәтлири вә рус ширкәтлиридә ишләйдиған түрк пуқралирини чәкләш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
Б д т парижда чақиридиған бу нөвәтлик дуня килимат йиғиниға түркийә вә русийә рәһбәрлириму қатнишиду.
Җүмә күнки хәвәрләрдә рәҗәп таййп әрдуғанниң парижда русийә президенти путин билән көрүшүшни халайдиғанлиқи көрситилгән.
Һалбуки, путиниң ярдәмчиси юи ушаков путинниң әрдуған билән көрүшни рәт қилғанлиқини билдүргән болсиму, әмма кремил даирилири әрдуғанниң көрүш тәлипи һәққидики рәсмий қарарини техи елан қилмиған.
24 - Ноябир түркийәниң F - 16 типлиқ күрәшчи айропилани русийәниң SU - 24 типлиқ бир айропиланини етип чүшүрүвәткән.
Түркийә тәрәп рус айропиланиниң түркийә һава бошлуқиға үсүп кирип, түркийәниң игилик һоқуқиға дәхли қилғанлиқини көрсәтсә, русийә һуҗумниң сүрийә чеграси ичидә болғанлиқини илгири сүргән. Нәтиҗидә һәр икки тәрәп мәсилисидә бир ортақ пикир һасил қалалмиған иди.
Шундин кейин икки тәрәп мунасивәтлири җиддий соғуқлишип, русийә түркийәгә қаритилған рус саяһәтчиликини тохтатқан, рус пуқралириниң түркийәгә визисиз кириш түзүмини бикар қилған вә түркийә йеза игилик мәһсулатлириға ембарго қойидиғанлиқидин шәпә бәргән.
Әрдуғанму пәйшәнбә күни америка телевизийәси CNN ниң зияритини қобул қилғанда, русийә тәрәптин әпу соримайдиғанлиқини ейтқан иди.
Түркийә русийәниң 2 - чоң сода шерики, бу нөвәтлик ембаргониң түркийәниң иқтисадиға қандақ зиянларни елип келидиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.