Русийә анализчилири: ши җинпиң һакимийити русийә билән достанә мунасивәтни сақлашқа мәҗбур болиду

Русийә мәтбуатлири вә анализчилар, ши җинпиң башчилиқидики хитай рәһбәрлири мәмликәт ичидә һәл қилиш қийин болған көплигән мәсилиләргә дуч кәлгәнликтин, хәлқниң диққитини буриветиш мәқситидә, ташқи сиясәттә техиму қаттиқ позитсийә қоллинишқа мәҗбур болидиғанлиқини билдүрүшти.
Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2013.01.30
shi-jinping-bashchiliqidiki-7-daimy-heyiti-305.jpg Хитай компартийиси мәркизи комитет сиясий бюросиниң ши җинпиң башчилиқидики 7 кишилик даимий әзаси. 2012-Йили 15-ноябир, бейҗиң.
AFP

“америка авази” радиосиниң йеқинда бәргән хәвиригә қариғанда, русийә-хитай мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққияти һәққидә русийә ахбарат агентлиқиниң зияритини қобул қилған русийә һөкүмәт әмәлдарлири вә дипломатийә саһәсидики мутәхәссисләр йеңидин һакимийәт бешиға кәлгән ши җинпиң башчилиқидики хитай даирилириниң ташқи сиясити һәққидә тәһлил йүргүзүп,икки дөләт мунасивитиниң америка-хитай мунасивәтлиридин кейинкила орунда туридиған истратегийилик мунасивәт болидиғанлиқини қәйт қилишқан.

Русийилик анализчиларниң қаришичә, земин мәсилиси һәмдә идеологийә җәһәттики пәрқләр сәвәбидин һиндистан, японийә, филиппин, вйетнам вә башқа дөләтләр билән дүшмәнлишиш һалитидә туруватқан хитайниң йеңи һакимийити русийә билән инақ қошнидарчилиқ мунасивитини сақлашқа мәҗбур болидикән.

“америка авази” радиосиниң русийә йирақ шәрқ тәтқиқат мәһкимисиниң муавин башлиқи луканинниң сөзидин мисал кәлтүрүп билдүрүшичә хитайниң йеңи рәһбәрлири русийә билән болған истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтни сақлап қелишқа тиришиду. Кәлгүсидә америка билән хитай мунасивитиниң барғансери мурәккәплишиши һәмдә җиддийлишишигә әгишип русийә гәрчә хитайниң хәлқарадики ишәнчлик шерики болуп қалсиму бирақ луканин, ши җинпиң һакимийәт бешида турған мәзгилдә русийиниң хитай билән һеқиқи иттипақдашлардин болуп қелиш мумкинчилики йоқлуқини билдүргән.

Кәлгүсидики русийә-хитай мунасивити һәққидә өз қарашлирини баян қилған дуня иқтисади вә хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси солжинискиниң билдүрүшичә, ши җинпиң дәвридә русийә-хитай мунасивитидә чоң өзгиришләр йүз бәрмәйду,бирақ америка-хитай мунасивити җиддийлишип кетиши мумкин. Хитай нөвәттә дунядики нурғун дөләтләр болупму әтрапидики қошна дөләтләр билән земин талаш-тартиши сәвәбидин дүшмәнлишиш һалитидә туруватиду. Бундақ әһвалда хитайниң йеңи рәһбәрлири русийә билән достанә мунасивәтни раваҗландурушқа мәҗбур болиду, уларниң буниңдин башқа таллаш имканийити йоқ.

Хитай мәсилилири мутәхәссиси пагровниң қаришичә, хитайниң хәлқара җәмийәттики әһвали бу йеңи рәһбәрләрни русийә билән болған шерикчилик мунасивәтни раваҗландурушқа мәҗбурлайду, чүнки бүгүнки дуняда хитайниң дүшмәнлири вә рәқиблири һәммила йәрдин тепилиду. Бундақ шараитта хитай русийә билән болған мунасивәтниң яманлишип қелишини һәргиз халимайду.

Русийә мәтбуатлириниң тәһлилигә қариғанда, хитайниң йеңи рәһбәрлири кәлгүсидә көплигән хирисларға дуч келиду. Болупму һәл қилиш қийин болған хитайниң ички қисмидики иқтисади вә иҗтимаий мәсилиләргә қарита хитай даирилири хәлқниң диққитини буриветиш мәқситидә ташқи дунядин дүшмән издәшкә һәмдә қошна дөләтләр билән болған земин талаш-тартишлирини һәл қилишта хитай миллитиниң тәлвә вәтәнпәрвәрлик һессиятини қозғашқа вә қаттиқ қоллуқ ташқи сиясәт қоллинишқа мәҗбур болиду. Мәмликәт ичидә хитай болмиған милләтләргә қаритилған ассимилятсийиниң барғансери күчийиши, ташқи җәһәттә йолға қоюлған иқтисади вә сиясий кеңәймичилик қатарлиқ амиллар дуняда хитай һакимийитини барғансери йетим қалдуруп ақивәттә коммунистик һакимийәтниң йимирилишигә илип келиши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.