Чәтәл мәтбуатлири мулаһизиси: хитай һакимийитиниң дости йоқ
2014.06.02

Чәтәлләрдики бир қисим мәтбуатларда хитайниң дипломатик шериклик мәсилисидә барғанчә йетим қеливатқанлиқи, һәтта җәнубий деңиздики земин дәталиши мәсилисидә хитайниң нөвәттики әң чоң иттипақдиши дәп қариливатқан русийәниңму хитайни қоллимайдиғанлиқи көрситилмәктә.
Бу һәқтә пикир йүргүзгән уйғур көзәткүчиләрму юқириқи қарашларни қоллайдиғанлиқини билдүрүшмәктә.
Йеқиндин буян хитай һакимийитиниң өз әтрапидики қошна дөләтләргә қарита земин тәлипи қоюши һәмдә һәрбий, сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдә бисим ишлитиши сәвәбидин хитайниң бу дөләтләр билән болған мунасивити барғансери начарлишишқа башлиди. Болупму сенкаку арили мәсилисидә японийәгә өктәмлик қилиши, җәнубий деңизда болса вийетнам, филиппин қатарлиқ дөләтләргә қораллиқ тәһдит селиши, ғәрбий-җәнупта һиндистан билән болған чегра маҗиралири хәлқарада хитайни мислисиз йетим һаләткә чүшүрүп қойди.
“йеңи ера” ториниң йеқинқи санида йеңи деһли сиясий тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси, профессор бираһма челланиниң “дости йоқ хитай һакимийити” намлиқ мақалиси елан қилинди.
Профессор бираһма челлани бу мақалисидә мундақ дәйду: хитай һакимийити гәрчә дунядики нурғун дөләт вә районлар билән дипломатик мунасивәт орнатқан болсиму, земин кеңәймичилики сәвәбидин хитай һакимийити билән көплигән дөләтләр оттурисида үзүлмәстин қораллиқ тоқунушлар йүз берип келиватиду. Нөвәттә японийә, һиндистан, вийетнам, филиппин қатарлиқ дөләтләр билән земин талаш-тартиши қилип келиватқан хитай һакимийити кәлгүсидә йәнә малайшия, корейә, бутан, һиндонезийә һәмдә бируни қатарлиқ дөләтләр биләнму земин талишиш сәвәбидин қораллиқ тоқунушларға берип қелиши мумкин.
“дости йоқ хитай һакимийити” намлиқ мақалида йәнә мунулар билдүрүлгән: хитай һакимийити русийә, қазақистан, моңғулийә, қирғизистан һәмдә бирма қатарлиқ дөләтләр билән өз-ара чегра келишимнамилирини имзалиған болсиму, бирақ хитай әсәбий милләтчилириниң “тарттуруп қойған хитай земинлирини қайтурувелиш” һәққидики чуқанлири күндин-күнгә әвҗ елишқа башлиди.
“вашингтон вақти” гезитидә йоруқ көргән “бейҗиңниң дости йоқ” намлиқ мақалида болса, хитай коммунист һакимийитиниң әдәбият-сәнәт, кино- телевизийә, маарип, мәдәнийәт қатарлиқ барлиқ саһәләрни һәрикәтләндүрүп өткән әсирниң 30-йиллиридики японлар билән болған урушни тәшвиқ қилип, бу урушни японийәгә болған өчмәнликниң сәвәби қилип көрситиватқанлиқи, бирақ бу васитиләрниң хитай һакимийитигә һечқанчә ярдими болмиғанлиқи, икки дөләт оттурисидики земин талаш-тартишиниң бу урушниң сәвәбидин әмәс, бәлки хитайниң уруштин кейинки йәр шари истратегийиси сәвәбидин йүз бериватқанлиқи, хәлқара җамаәтчиликниң японийәни әмәс, бәлки хитай һакимийитини районниң вәзийитини җиддийләштүрүватқан асаслиқ амил дәп қараватқанлиқи һәққидики баянлар берилгән.
Хитайниң ички әһвали һәмдә әтрапидики дөләтләр билән болған мунасивити һәққидә тохталған қирғизистандики уйғур зиялийси назим қәмбири мундақ дәйду: хитайниң нөвәттики вәзийитигә төвәндики икки нуқтидин қарашқа тоғра келиду. Биринчиси; хитайниң ички әһвали, хитай коммунист һакимийитиниң дөләтниң ички қисмида йүргүзүватқан һаким мутләқ сияситиниң мәмликәт ичидә наһайити зор қаршилиқларға дуч келиватқанлиқи һәммигә аян. Уйғур, тибәт қатарлиқ мустәмликә қилинған районлардила әмәс хитайниң ички өлкилиридиму хәлқниң коммунист әмәлдарларниң парихорлуқиға, сақчи вә һәрбийләрниң зораванлиқиға қарши һәрикәтлири күндин-күнгә әвҗ еливатиду. Уйғур елидә болса, хитайниң терроризмға, бөлгүнчиликкә вә диний әсәби күчләргә зәрбә бериш нами билән уйғур хәлқи үстидин елип бериватқан қанлиқ қирғинчилиқи уйғурларни һәр хил радикал усуллар арқилиқ қаршилиқ өксүтүшкә мәҗбур қиливатиду. Бундақ әһвалда хитай һакимийити уйғур хәлқини техиму қанлиқ бастуруш билән биргә хитайниң ички қисмидики коммунист һакимийәткә болған наразилиқларға қарита хәлқниң диққәт-нәзирини башқа яққа буриветиш мәқситидә әтрапидики қошна дөләтләр билән болған мунасивәтни қәстән җиддийләштүрүп, шу арқилиқ хитайларниң әсәби вәтәнпәрвәрликини қозғашқа урунуватиду.
Иккинчидин; хитай һакимийити йеқинқи йиллардин буян изчил һалда кеңәймичилик қилип, көплигән дөләтләргә йолсизлиқ билән земин тәлипи қоюп, башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға таҗавуз қилип келиватиду. Хитай милләтчилири болса, барлиқ ахбарат васитилиридин пайдилинип аталмиш “бүйүк җуңхуани әслигә кәлтүрүш үчүн тарттуруп қойған барлиқ земинлиримизни қайтурувелишимиз керәк” дәйдиған бимәнә сәпсәтини тәрғиб қиливатиду. Мана буларниң һәммиси бүгүнки дуняда хитай һакимийитиниң йетим һалға чүшүп қелишиниң сәвәблири болуп һесаблиниду. Мениңчә бу мәсилиләр хитайдики коммунистик һакимийәт ағдурулуп, хитайда һәқиқий бир демократик түзүлмә барлиққа кәлмәй туруп һәл болмайду.
“вашингтон вақти” гезитиниң “бейҗиңниң дости йоқ” намлиқ мақалисиниң ахирида русийәниң бу һәқтики позитсийиси һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: хитай һакимийити нөвәттики осал һаләттин қутулуш койида русийәни өзи билән бирликтә японийәгә қарши сәпкә қетивелиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, украина билән болған җедәл сәвәбидин хәлқара җәмийәтниң иқтисадий җазасиға учраватқан русийә хитайниң тәләплирини рәт қилди. Чүнки хитайниң рәқиблири болған вийетнам, һиндистан вә японийәләр билән достанә мунасивәтни сақлашқа тиришиватқан русийә хитайниң мәнпәәтни дәп бу дөләтләр билән йириклишип қелишни һәргиз халимайду. Һиндистан һәм вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң хитайға тақабил туруши үчүн русийәниң буларни зор көләмдики әң йеңи һәрбий қораллар билән тәминләватқанлиқи шундақла сенкаку арили мәсилисидә хитай һакимийити тәрәптә турушни рәт қилиши русийә билән хитайниң һәқиқий мәнидики истратегийилик шерикләрдин әмәсликини испатлайду.