Русийәдә хитайниң җаза лагерлириға қарши чоң намайишлар өтмәкчи
2018.12.19

Мәлуматларға қариғанда, уйғур елидики җаза лагерлириға қарши һәрикәтләр дуняниң башқиму мәмликәтлири билән бир қатарда русийәдиму елип берилмақта. Йеқинда русийәниң “настояшейе время. Азия” ахбарат телевизийә программиси әнә шундақ һәрикәтләрниң бири һәққидә хәвәр елан қилған иди. Бу мәркизий асия бойичә йеңилиқлар елан қилип туридиған русийәдики тонулған телевизийә қаналлириниң бири. Униңдин мәлум болушичә, 15-декабирда русийә пайтәхти москва шәһиридики хитай әлчиханиси алдида ялғуз кишилик намайиш уюштурулуп, униңда уйғур елидики җаза лагерлириға қаршилиқ билдүрүлгән. Мәзкур телевизийә қанилиниң мухбири муса казакоф намайиш өткән йәрдә болуп қайтқан.
Униңда мундақ дейилгән: “бүгүн москвада хитай әлчиханиси алдида ялғуз кишилик намайишлар болуп, улар шәрқий түркистандики қайта тәрбийәләш лагерлирини йепишни тәләп қилди”.
Москвадики уйғурларниң миллий-мәдәнийәт бирләшмисиниң мәсули шәриф әхмәтофму бу намайишқа қатнашқан болуп, униң ейтишичә, у 1962-йили русийәгә келип орунлашқан. Һазир униң уруқ-туғқанлири уйғур елиниң көплигән шәһәрлиридә яшайдикән. У мундақ деди: “туғқанларниң көпи өз вақтида етилип кәтти. Аңлишимчә, һазир уларниң җиқлири түрмидә йетипту. Улардин һазир бирәр хәвәр йоқ. Мән ахирқи қетим 2013-йили барған. Кейинки вақитларда беришқа рухсәт алалмидим. Һазирқи вақитқа кәлсәк, уйғурлар һеч қачан хитайни етирап қилмиған. Азадлиқ үчүн күрәш қилиду. Һазир москвадики түркий милләтлири уйғурларни қоллаватиду. Лекин һөкүмәтлири билип турсиму, бу һәқтә ениқ хәвәр бәрмәйватиду. Улар ғәзәплинип, намайишларни қиливатиду. Намайиш билән хитай тохтап қалмайду. Қанчилик давамлишиду, уни уқмаймиз”.
Мәзкур намайишқа чиққан тонулған өзбек һоқуқ қоғдиғучиси, мәркизий асия сиясий көчмәнләр җәмийитиниң президенти бәһрам һәмрайеф вә торбәтчи бәһрам рәһман нөвәтлишип хитайниң җаза лагерлириға қарши сөзләр йезилған варақчиларни һәм ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүп чиққан. Бу варақчиларда мундақ дейилгән: “хитай! йиғивелиш лагерлирини яп! әркинлик ишиклирини ач!”, “хитайдин мусулманлар үчүн йиғивелиш лагерлирини йепишни тәләп қилимиз!”
Радиомиз зияритини қобул қилған торбәтчи бәһрам рәһман мундақ деди: “мән тор арқилиқ рабийә қадирниң сентәбирдә шәрқий түркистанда уйғур, өзбек, қирғиз, қазақ қатарлиқ түркий хәлқләрни тутуп туруватқанлиқини аңлиған идим. Йеқинда қазақистан хитайға нота әвәтти. Қирғизларму йеқинда намайишқа чиқти. Мәнму чәттә қарап турмай дәп, ялғуз кишилик намайиш уюштурдум. Мән алди билән һоқуқ қоғдиғучи бәһром һәмрайеф вә башқилар билән мәслиһәтләштим. Бу мундақ мәзмундики тунҗи намайиш болуп һесаблиниду.”
Уйғур елидики җаза лагерлири мунасивити билән түркий тиллиқ хәлқләрниң бирлишиши мумкинму дегән соалға у мундақ дәп җаваб бәрди: “биз йеқинда ббч ниң өзбек хизмити арқилиқ өзбекистан президенти шавкәт мирзийойефқа мураҗиәтнамә әвәттуқ. Униңға тор арқилиқ 500 өзбек имза қойди. Биз униңда шәрқий түркистандики уйғур вә өзбек қериндашларниң бүгүнки тәқдиригә нәзәр ағдурушни соридуқ. Мән ойлаймәнки, хитайниң түркий хәлқләргә қарши йүргүзүватқан тәқибләшлири бизни бирләштүриду. Мән өзүм қирғизистанниң ош шәһиридики уйғурлар билән яхши тонуш. Мениң момам уйғур. У қәшқәрдә туғулған. Әйни вақитларда руслар ошни бесивалғанда ата-бовилиримиз шәрқий түркистанға кәткән икән”.
Биз һоқуқ қоғдиғучи бәһром һәмрайеф әпәнди билән алақиләшкинимиздә у бу қаршилиқ һәрикитиниң мушуниң биләнла тохтап қалмайдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “биз шуниң билән биргә москва һакимидин шәрқий түркистандики уйғурларниң әһвалиға қаритилған намайиш өткүзүшкә рухсәт сораватимиз. У яқта мана йүз йилдәк вақит болди, хитай һөкүмити һәр хил сәвәб-баһаниләр билән уйғур хәлқини езип келиватиду. Шу мәқсәт билән чоң йиғивелиш лагерлири қурулуп, у йәрләрдә аялларму, әр кишиләрму чидиғусиз шараитларда тутуп турулмақта. Сан-санақсиз қийнашлардин адәмләрму өлүватмақта. Уйғур аһалисигә һәр хил қисимлар көрситилип, бу җисманий йоқитишларғичә давам қилмақта. Шуниң үчүн биз, барлиқ түркий хәлқләр өзимизниң буниңға қаршилиқини билдүрүшимиз керәк. Бу қаршилиқ интайин кәң даиридә болуши лазим. Биз тинчлиқ йоли билән хитайдин уйғурлар үстидин тәқибләшләрни тохтитишни тәләп қилимиз. Биз хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан сиясий, диний тәқибләшлирини иқрар қилишини қолға кәлтүрүшимиз керәк.”
Бәһром һәмрайеф өз сөзидә йәнә москвада өткән ялғуз кишилик намайишни шәһәрлик аһалиниңму, һоқуқ қоғдаш органлири хадимлириниңму чүшиниш билән қобул қилғанлиқини илгири сүрди. Униң ейтишичә, һазир болупму мусулман яшлар арисида тәшвиқ ишлири йүргүзүлүватқан болуп, уларда уйғурларниң бүгүнки еғир тәқдири чүшәндүрүлмәктә икән.
Бәһром һәмрайеф сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “илгири хитай уйғур бөлгүнчилики тоғрилиқ гәп қилған болса, кейинрәк ‛террорчи‚ дегән аталғу пәйда болғандин кейин, уйғурларға нисбәтән ‛террорчи‚ вә ‛диний радикал унсур‚ дегән аталғуларниму ишлитишкә башлиди. Лекин хитай дуня җамаәтчилики алдида әнә шу күчләргә қарши күрәш йүргүзүватқанлиқини ақлашқа тиришиватиду. Бизчә, хитай уйғурларни илгири қандақ җазалиған болса, һазирму шу сиясәтни давамлаштуруп кәлмәктә. Мән у яқтин кәлгән уйғурлар билән пат-пат алақилишип туримән. Һазир уйғурлар билән бир қатарда қазақларму, қирғизларму, өзбекләрму җазаланмақта. Хитай һазир бу хәлқләрни бирдәк езиватиду. Әлвәттә, уйғурлар интайин көп санда азаб тартиватиду. Бу хитай һазир пүткүл мусулманларға қарши чиқиватиду дегән сөз. Бу күрәштә мусулман хәлқләр бирлишиду. Буни хитай келәчәктә әмәлийәттә көрүп билиду.”
Игилишимизчә, русийә тәркибидики татаристан җумһурийитидиму өткән айда ялғуз кишилик намайиш болуп өткән иди. Уни уюштурған татар яшлириниң “азадлиқ” иттипақиниң әзаси рафик каримуллин хитайниң қазан шәһиридики баш консулханиси алдида наразилиқ билдүргән. У қолида “хитай! мусулман хәлқләрни, бизниң уйғур, татар, қирғиз, қазақ қериндашлиримизни қиришни тохтат! инсан һәқлирини сақлашни, “тәрбийәләш лагерлири” ни йепишни, адәмләр үстидин қийнашларни вә хорлашларни тохтитишни тәләп қилимиз!” дегән варақни көтүрүп чиққан.
Әмди 15-декабирда “азадлиқ” радйосиниң татаристандики бөлүминиң мухбири регина хисамованиң “қазанда хитайдики мусулман вә түркийләрни қоғдаш намайиши болиду” дегән мақалисидә ейтилишичә, 22-декабир күни қазанда чоң намайиш болмақчи икән. Мақалида бу намайишни өткүзүшкә йәрлик һөкүмәттин рәсмий рухсәт елинғанлиқи ейтилған.