Японийә журнили: “ши җинпиң биарамчилиқтин сенкаку арилида маҗира териватиду”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.08.23
senkaku-xitay-kemisi.jpg Хитай деңиз чарлаш парахоти маҗира арисидики арал сенкакуға тәвә районға йеқин кетиватқан көрүнүш. 2012-Йили 17-декабир.
AFP

Японийәдики нопузлуқ журналлардин бири болған “шукан шинчо” намлиқ сиясий вә иҗтимаий мәсилиләр журнилиниң бу һәптилик санида “ши җинпиң биарамчилиқтин сенкаку арилида маҗира териватиду” намлиқ японийә билән хитай мунасивәтлиригә даир сиясий анализ мақалә елан қилинди.

Мәзкур мақалә японийә, корейә, хитай ташқи ишлар министирлири 23-авғусттин башлап токйода елип баридиған үч дөләт сөһбәт йиғининиң һарписида елан қилинип, кәң оқурмәнләрниң бу қетимқи үч дөләт учришишиға болған қизиқишини техиму бәк ашурувәтти.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған қануншунас ямада: “әлвәттә, бу қетими японийә билән хитай сөһбитидә сенкаку арили мәсилисиниң асасий тема қилиниши һәммимизниң үмиди болса керәк дәп ойлаймән. Чүнки, хитай тәрәп һәмишә бизгә тәһдит селип келиватиду. Биз мәсилини тинчлиқ билән һәл қилишқа тиришиватимиз. Бирақ, хитайниң нийити башқичә” деди.

Японийә н һ к телевизийә қанилиниң 22-авғусттики бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, японийә ташқи ишлар министири фумио кишида мухбирларға бәргән баянатида, бу қетимқи учришишта алди билән шималий корейәниң үзлүксиз елип бериватқан узун мусапилик башқурулидиған бомба синиқи мәсилисини музакирә қилиш билән биргә, өзиниң хитай ташқи ислар министири ваң йи билән сенкаку арили мәсилиси үстидә сөһбәт елип баридиғанлиқини билдүрди.

Ташқи ишлар министири фумио кишида хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң бу қетимқи японийә зиярити, униң ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққандин буянқи тунҗи қетимлиқ японийә сәпири икәнликини илгири сүрди.

Н һ к ниң хәвиридә дейилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каң бейҗиңда мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргәндә, ваң йиниң японийәниң тәклипигә бинаән зиярәттә болидиғанлиқини, район характерлик бихәтәрликни тәрәққий қилдуруш вә тинчлиқни әмәлгә ашуруш зиярәтниң асаслиқ мәқсити икәнликини тәкитлигән.

Японийә “шокан шу чо” журнилидики мақалидә көрситилишичә, 15-авғустқичә 200 дин 300 гичә хитай белиқчи кемилири вә 15 деңиз чарлиғучи қоғдаш парахоти японийә деңиз тәвәликидики сенкаку арили әтрапиға 28 қетим қанунсиз киргән. Бәш күндә ичидә 72 парахот қанунсиз һалда японийә деңиз тәвәликидә һәрикәт қилған. Бу хил һадисиләргә нисбәтән японийә һөкүмити бу йил киргәндин буян 30 қетим хитайға наразилиқ билдүргән.

Японийә тәрәпниң ашкарилишичә, хитай кемисазлиқ ишлирида чоң типтики парахот ишләпчиқириш қетим санини ашурған болуп, хитайда 2012-йилиғичә чоң типтики парахотлардин җәмий 40 и болған болса 2015-йилиға кәлгәндә бу парахотларниң санини 120 гә йәткән.

Америкилиқ мутәхәссисләр хитайниң кемисазлиқ санаитигә баһа берип:“хитай шәрқий деңиз тәвәликидә һәрбий һәрикәт елип бериш үчүн кемисазлиқ санаитиниң сүритини тезләткән” дегән

Мақалидә:“японийә баш вәзири шинзо абе 3-авғуст японийә ички кабинетини қайтидин тәшкилләп хитайға қарши бир қисим әрбабларни вәзипигә қойғанлиқи үчүн хитай компартийәси буниңға қарши сенкаку арили әтрапида һәрикәт елип бармақта” дейилгән.

Японийәдики бир қисим көзәткүчиләрниң қаришичә, бу қетим шинзо абениң томоми инада ханимни японийә дөләт мудапиә министири қилип тәйинлиши хитай тәрәпни қаттиқ биарам қилған болуп, томоми инада ханим илгири бир қанчә қетим ясукуни бузрукварлар мазарлиқини тавап қилип хитайниң чишиға тәккән икән.

Хитайниң үзлүксиз һалда сенкаку арили әтрапида һәрикәт елип беришиниң сәвәби һәққидә тохталған хәлқара мәсилиләр мулаһизичиси фумия шинохара “голландийә хәлқара сот мәһкимиси җәнубий тақим араллирини хитайға тәвә әмәс дәп һөкүм чиқарғандин кейин, хитай буниңдин қаттиқ чөчүгәнлики үчүн дәрһал сенкаку арили әтрапида маҗира теришқа башлиған болуши мумкин” дәп баһа бәргән.

Мақалидә дейилишичә, японийә сикуба университетиниң сабиқ профессори һомари индо сенкаку арили мәсилиси һәққидә тохтилип:“йеқинда лаоста чақирилған шәрқий җәнуби асия әллири ташқи ишлар министирлиқи йиғинида шии җинпиң бир қисим дөләтләргә иқтисадий ярдәм беришкә вәдә қилған асаста уларни голландийә хәлқара сот мәһкимисиниң җәнубий тақим араллири мәсилисидики һөкүмигә қарши чиқишқа вә улар үстидин шикайәт қилишқа күшкүрткән вә шундин кейинла сенкаку арили маҗирасини тиришқа башлиди” дегән.

Мақалидә баян қилинишичә, хәлқара мәсилиләр мулаһизичиси фумия шинохара, японийә билән хитай мунасивитиниң яманлишиши хитайниң ички вәзийити билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүргән болуп, у,сөзидә:“җәнубий тақим араллири мәсилисидә хитайдики демократчилар хитай компартийәсиниң өктәмлик қиливатқанлиқини тәнқид қилғанлиқи үчүн шундақла хитайниң ички вәзийитидә давалғуш йүз бериватқанлиқи сәвәбидин ши җинпиң хитайдики пуқраларниң диққитини бураш үчүн сенкаку арили маҗирасини тириватиду” дегән.

Мақалидә оттуриға қоюлушичә, японийә сикуба университетиниң сабиқ профессори һомари индо хитайда сөз әркинликиниң йоқлуқини баян қилип:“хитай компартийәсидин ибарәт бир партийәлик түзүмдә пуқраларниң өз пикрини әркин баян қилишиму җинайәт һесаблиниду” дегән.

Мақалидә шундақла 11-авғуст японийә деңиз тәвәликидә талапәткә учриған хитай кемичилириниң японийә деңиз қоғдаш қисимлириниң ярдимигә еришкәнликини алаһидә әскәрткән вә хитай тәрәпниң буниңға рәһмәт ейтқанлиқини билдүргән.

Японийә мәтбуатлиридин “асаһи шимбун”, “йомиури шимбун” гезитлиридә дейилишичә, бу қетимқи токйода чақирилған үч дөләт ташқи ишлар министирлири учришишида японийә тәрәп көпрәк сенкаку арили мәсилисидә хитай тәрәп билән сөзлишишни нишан қилидикән.

Японийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлиридин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмутниң билдүрүшичә, икки дөләт мунасивитиниң начарлишиши японийәдә уйғур мәсилисини аңлитишқа вә японларниң уйғур мәсилисигә болған қизиқишини қолға кәлтүрүштә көп пайдилиқ икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.