Сәрвәт қабақли истанбулдики алиптекин паркини тақилип қелиштин қоғдап қалған иди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.09.04
merhum-servet-kabakli.jpg Мәрһум сәрвәт қабақли әпәнди
RFA/Arslan


Язғучи сәрвәт қабақли әйни заманда истанбулниң мәркизи вә саяһәт орни болған солтан әхмәт җаминиң йениға җайлашқан әйса йүсүп алиптекин бағчиси вә түркистан өйлири ашханисини тақаш үчүн хитайниң тәләп қилиши билән ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бир гуруппа сақчилар бағчиға кәлгәндә язғучи сәрвәт қабақли әпәнди көкрәк кирип оттуриға чиққан һәмдә қаршилиқ көрситип бағчини тақаштин тосуп қалған вә әйса йүсүп алиптекин бағчиси һазирғичә сақлинип қалған.

Һәммимизгә мәлум болғандәк, сәрвәт қабақли 29 - авғуст шәнбә күни аләмдин өтти вә 30 - авғуст султан әхмәт җамиидә җинази намизи оқулғандин кейин истанбул әюб қәбристанлиқида йәрликигә қоюлди.

Мәрһум сәрвәт қабақли әпәндиниң җиназа намизиға кәлгән җамаәт
Мәрһум сәрвәт қабақли әпәндиниң җиназа намизиға кәлгән җамаәт

Түрк әдәбият вәхпинң рәиси шундақла йеңи чағ гезитиниң язғучи сәрвәт қабақлиниң җиназа намизиға әдәбиятчилар, сәнәтчиләр, сиясийонлар, парламент әзалири болуп көплигән киши қатнашти.

Җиназа намизиға қатнашқан бир қисим муһим шәхсләр мухбирларниң зияритини қобул қилип сәрвәт қабақли тоғрисидики пикир - қарашлирини баян қилди.

Биз бу тоғрида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн мәрһумни йеқиндин тонуйдиған уйғур язғучи профессур султан мәһмут қәшқәрлини зиярәт қилдуқ.

Султан мәһмут қәшқәрли әпәнди, мәрһум сәрвәт қабақлиниң уйғурлар тоғрисда көплигән мақалиләрни йезип елан қилғанлиқини, әйни заманда мәрһум әйса йүсүп алптекин билән йеқиндин хизмәт қилғанлиқни, әйса йүсүп алиптекинни көплигән дөләт әрбаблири билән учраштурғанлиқини, әйса йүсүп алиптекинни йиғинларға елип берип шәрқий түркистанни аңлатқанлиқини, болупму әйни заманда, истанбул шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин султан әхмәттә тәсис қилинған әйса йүсүп алиптекин бағчисини, түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң тәләп қилиши билән тақашни қарар қилғанда қарши туруп кәлгәнликини, бағчини тақаш үчүн сақчилар кәлгәндә көкрәк кирип мәйданға чиққанлиқини вә сақчилар билән қаршилишип бағчини тақашқа рохсәт қилмай қоғдап қалғанлиқини вә муһим дөләт әрбаблири билән сөзлишиш арқилиқ бағчини тақаш қарарни бикар қилғанлиқини вә һазирғичә шу бағчини қоғдап бағчида түркистан ашханиси ечип кәлгәнликини билдүрди.

Түркийә нәшр ахбарат идарисиниң баш мудири мәһмәт аталай әпәнди мундақ деди: “сәрвәт қабақли көплигән муваппәқийәтлик ишлар қилған бир язғучи иди, тәшкиллигүчи, әдәбиятчи бүйүклиримиздин бирси иди. Бирликтә көп хизмәт қилдуқ, дуруст, тиришчан, муваппәқийәт қазанған бир инсан иди. Аллаһ мәғпирәт қилғай.”

Истанбул сабиқ валийиси һөсәйин авни мутлу мундақ деди: “интайин қиммәтлик бир инсандин айрилдуқ. Пүтүн һаяти, вәтән, милләт вә түрк мәдәнийити үчүн хизмәт қилиш билән өткән қиммәтлик бир инсан иди. Түрк әдәбият вәхпиниң қиммәтлик рәиси қабақли аилисиниң қайғулуқ күнидә турватимиз. Җанаби аллаһ орнини җәннәттә қилғай.”

Түркийә сабиқ парламент әзаси лутфу түркқан мундақ деди: “үлкүчи еқимдикиләр бүгүн һәқиқәтән сәмимий, мутәпәккүр бир инсандин айрилди. Түркийидә әхмәт қабақлидин кейин униң байриқини һәқиқий мәнада көтүргән яхши бир язғучи журналист иди. яхши бир мусулман түрк мутәпәккүр бүгүн аллаһниң дәргаһиға кәтти. Җанабий аллаһ рәһим - шәпқәт вә мәғпирәт қилғай.”

Шаир язғучи явуз буләнт әпәнди мәрһум сәрвәт қабақли тоғрисидики көз - қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “у әлазиғли бир қериндишимиз иди. У мән тонуйдиған пүтүн елазиғлиқларниң көңүл төридин орун алған бир инсан иди. Сәрвәт қабақли, миллитимизни, дөлитимизни ашиққа охшаш яхши көргән бир инсан иди. Елазиғлиқ болуш мунасивити билән түркийә сиртида яшайдиған қандаш қериндашлиримизға йеқиндин көңүл бөлгән бири иди. Пәқәт түркийә түрклирини әмәс, бәлки пүтүн дуня түрклирини ойлайдиған бир инсан иди. Наһайити қайғу ичидә түриватимән.Җанаби аллаһ аилсигә вәйеқинлириға сәбир бәргәй.”

Сәрвәт қабақли, журналистлиқ һаятини башлиғандин тартип әйса йүсүп алиптекинниң тәсири билән шәрқий түркситан мәсилиси тоғрисида көплигән илмий мақалиләр йезип гезитләрдә елан қилған. У тәрҗиман, түркийә гезити вә әң ахирида йеңичағ гезитидә көплигән мақалә йезип елан қилған уйғурларниң дости бир язғучи иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.