Кишилик һоқуқ паалийәтчилири: “бин салманниң лагерларни қоллиши униң әхлақий вә диний салаһийитигә хилап”

Мухбиримиз әркин
2019.02.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Muhemmet-bin-salman.jpg Сәуди әрәбистан вәлиәһид шаһзадиси муһәммәт бин салман хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәттики көрүнүши. 2019-Йили 22-феврал, бейҗиң.
AP

Сәуди әрәбистан вәлиәһид шаһзадиси муһәммәт бин салман өткән һәптә хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учраватқан бир мәзгилдә хитайни зиярәт қилған. Униң зияритиниң мушундақ бир һалқилиқ пәйттә елип берилиши уйғурларда вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида бәзи үмидләрни пәйда қилған. Улар бин салманниң бейҗиңда сәуди падишаһиниң “икки һәрәмниң муһапизәтчиси” дегән намини җари қилдуруп, лагердики уйғурларниң тәқдири һәққидә хитай тәрәп билән сөзлишишини үмид қилған. Бирақ, униң бейҗиңдики ипадиси уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирини қаттиқ үмидсизләндүрди.

Бин салман 21‏-феврал күни башланған 2 күнлүк зияритидә хитайниң “террорлуқ” вә “радикаллиқ” қа қарши туруш тәдбирлирини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, бин салман ши җинпиң билән көрүшкәндә: “хитайниң террорлуққа қарши туруш, диний әсәбийликни түгитиш тәдбирлирини елип, дөләт бихәтәрликини қоғдаш һәққи бар” лиқини билдүргән. Ши җинпиң болса сәуди әрәбистан билән хитайниң “сиңип киришкә қарши туруш, әсәбий идийәләрниң тарқилишиниң алдини елишта һәмкарлишиши керәк” ликини тәкитлигән. Бин салман лагерларни ашкара тилға алмиған болсиму, лекин униң сөзи хитайниң лагер қуруп, 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқиларни қамишини қоллиғандәк бешарәт бәргән иди.

Кишилик һоқуқ мутәхәссислириниң илгири сүрүшичә, бин салманниң ипадиси сәуди падишаһиниң “икки һәрәмниң муһапизәтчи” дегән диний унваниға хилап болупла қалмай, кишилик һоқуқ өлчәмлиригиму хилап икән. Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси һенрий шәҗейвиский 26‏-феврал зияритимизни қобул қилип, бин салманниң сөзлирини тәнқид қилди.

У: “ениқки, һечқандақ һөкүмәт хитайниң бир милйон һәтта униңдин көп уйғурни қамаштәк қилмишини қоллимаслиқи яки уни махтимаслиқи керәк. Башқа һөкүмәтләр бу орунларниң очуқ-ашкара әмәсликини тәнқид қилиши, хитайниң из дерәксиз ғайиб болғанларниң ақивити һәққидә немә үчүн учур бәрмәйдиғанлиқи, шуниңдәк бу лагерларда тән җазаси йүз бериватқанлиқи, кишиләрниң өлүватқанлиқиға даир әһвалларни сорақ қилиши керәк. Буни сораш һәрқандақ бир һөкүмәтниң мәсулийити. Һалбуки, хитайни зиярәт қилған сәуди рәһбири ‛икки һәрәмниң муһапизәтчиси‚ дегән нами вә мусулманларға қарита мәсулийити болсиму, шуниңдәк ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң муһим әзаси болуш сүпитидә мусулманларни қоғдаш мәсулийити болсиму, лекин биз сәуди әрәбистанниң бу мәсулийитини ада қилмиғанлиқи, шундақла йәнә кишилик һоқуқ өлчәмлиригә әмәл қилмиғанлиқини көрдуқ” деди.

Бин салманниң сөзи кишилик һоқуқ тәшкилатлирида үмидсизлик пәйда қилипла қалмай, йәнә хәлқара таратқуларда ғулғула қозғиған. Нурғун хәлқара таратқулар бин салманниң уйғур мәсилисидә хитайни қоллиғанлиқини илгири сүргән иди. Америкидики “қолтуқ дөләтлири анализи” намлиқ тәтқиқат орниниң директори, тәтқиқатчи гиоргио кафеирониң илгири сүрүшичә, сәуди әрәбистан хитайдәк гео-иқтисади җәһәттин күчлүк бир дөләтни униң уйғурларни бастуруши сәвәблик тәнқид қилиш сәуди үчүн бәк хәтәрлик, дәп қарайдикән. Гиоргио кафеиро 25‏-феврал елан қилған “хитай-сәуди мунасивәтлиридә шинҗаң амили” сәрләвһилик мақалисидә бу нуқтини илгири сүргән.

Униң қәйт қилишичә, сәуди әрәбистанниң “шинҗаңдики террорлуққа қарши туруш уруши” ни қоллиши униң башқа мусулманлар арисида исламға вакаләтлик қилиш ролини аҗизлитидикән. У, түркийә сәуди әрәбистанниң бу җәһәттики рәқиби икәнлики, түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң 25‏-феврал б д т да нутуқ сөзләп, хитайни мусулманларниң диний вә мәдәнийәт һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирғанлиқини билдүргән.

Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти, уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири әркин әкрәм, түркийәниң позитсийәси униң мусулманлар арисидики абруйини көтүридиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “түркийә, әгәр уйғурлар вә аракандики (роһингадики) мусулманларға игә чиқса вә уларни қоллиса униң мусулман хәқлири арисидики инавити өсиду. Түркийәниң һазирқи һакимийитиниң 1‏-вәзиписи тәбиий һалда дөләтниң мәвҗудийитини қоғдаш, хәлқниң параванлиқини яхшилаш. Үчинчиси, езиливатқан мусулманларға саһиб чиқиш. Уйғурларға саһиб чиқиш униң сияситигә мас келиду”.

Әркин әкрәмниң қаришичә, түркийәниң сәуди әрәбистандин пәрқлинидиған йәнә бир пәрқи униңдики җамаәт пикириниң күчи икән. У түркийә җамаәт пикириниң һөкүмәтни уйғур мәсилисигә ипадә билдүрүшкә мәҗбурлиғанлиқини билдүрди. Әркин әкрәм: “әмма түркийә бир мәзгил гео-сияси вә дөләт мәнпәәти түпәйлидин хитай билән йеқинлишишқа мәҗбур болди. Пәқәт түркийәдә кейинки 200 йилда ғәрб билән йеқинлашқан бир сиясәт йүргүзүлүп кәлди. Шуниңдәк түркийәдә йәрләшкән ғәрб қиммәт қарши бар. Мәсилән, демократийә, инсан һәқлири, баравәрлик дегәндәк, йәни түркийә сәуди әрәбистанға қариғанда инсан һәқлиригә көпрәк һөрмәт қилиду. Түркийә бир мәзгил дөләт мәнпәәти билән қиммәт қаришиниң арисида сиқилип қалған. Лекин җәмийәттә уйғурларға һесдашлиқ күчәйгәчкә бу бесимға җаваб беришкә мәҗбур болди.”

Гиоргио кафеирониң қаришичә, бу җәһәттә сәуди әрәбистан түркийәгә охшимайдикән. У сәуди һөкүмитигә пуқраларниң бесимида сияситини өзгәртип, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш дәйдиған бундақ әндишә йоқлуқини билдүргән. “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” дики һенрей шәҗейвискийниң қаришичә, мәйли дөләтләрниң ички-ташқи сиясити қандақ болса болсун, кишиләрниң азрақ виҗдани болсила уйғур районида йүз бериватқан паҗиәгә инкас билдүрүши керәк икән.

Шәҗейвискй мундақ дәйду: “азрақ виҗдан бар һәрқандақ киши уйғурлар дуч келиватқан һадисиләргә қарши инкас билдүрүши керәк. ‛мәккә вә мәдинә вә исламдики нурғун муқәддәс җайларниң қоғдиғучиси‚, дегән унвани бар сәуди даирилиригә кәлсәк, рәһбәрлик вә мәсулийәт уларниң негизлик қиммәт өлчими болуши керәк. Сәуди даирилиригә бу қиммәт өлчимини намаян қилиш җәһәттә башқа дөләтләр еришәлмәйдиған бир пурсәт кәлгән болсиму, лекин улар бу пурсәтни қолланмиди. Түркийә, малайсиядәк дөләтләр өзиниң бу мәсилидики мәйданини ипадилигән болсиму бирақ сәудида бу җасарәтни көрмидуқ. Сәудиниң һәрикити бәлким башқа дөләтләргә өлчәм яритип бериши мумкин. Шуңа, бу зиярәт уйғурлар үчүн интайин ечинишлиқ болди.”

Бин салманниң зиярити б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40‏-нөвәтлик йиғини башлиниш һарписида елип берилған. Көзәткүчиләр йиғинда хитайниң лагерлар мәсилисидә, сәуди әрәбистанниң сәудилиқ журналист җамал қошуқчиниң истанбулдики сәуди консулханисида өлтүрүлүши сәвәблик қаттиқ тәнқидкә учриши мумкинликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.