Ташкәнттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәттики мәҗлиси ечилди
2013.12.03
Йеқинда өзбекистан пайтәхти ташкәнттә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза мәмликәтләрниң һөкүмәт башлиқлириниң 12-мәҗлиси болуп өтти. Униңға қазақистан, хитай, қирғизистан, русийә, таҗикистан вә өзбекистанниң баш министирлири, тәшкилат йенидики көзәткүчи мәмликәтләрдин афғанистан, һиндистан, иран, моңғулийә, пакистан вәкиллири, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати, шәрқий җәноби асия дөләтлири бирләшмиси вә мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи вәкиллири қатнашти.
Өзбекистанниң “өзбәк-репорт” ахбарат агентлиқи мәлуматлириға қариғанда, униң қатнашқучилири өзлирини бирләштүрүш мәқситидә малийә асасини қурушқа келишкән болуп, шуниң нәтиҗисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң конкрет лайиһиләрни хираҗәт билән тәминләйдиған ортақ банка қурмақчи икән.
Русийә баш министири д. Медведеф мәҗлистә сөзгә чиқип, тәшкилат әзалирини сүрийәдики һәрбий арилишишниң хәвпи, иран ядро программиси мәсилилири бойичә мәслиһәтләр вә афғанистандики муқимсизлиқ қатарлиқ бүгүнки күндики әң муһим мәсилиләрни муһакимә қилишқа чақирди. Амма башқилар муқимлиқ вә бихәтәрлик мәсилилиридин ташқири йәнә иқтисадий һәмкарлиққа охшаш мәсилиниңму муһим икәнликини оттуриға қоюп, шу йөнилиштә қуруқ сөздин әмәлий һәрикәтләргә көчүшниң вақти йәткәнликини билдүрди. Учришишта һәр қайси мәмликәт вәкили өз тәклиплирини оттуриға қоюп, шуниң әтрапида музакирә йүргүзүшкә тиришқан. Мәсилән, русийә вәкили тез арида тәшкилатниң енергийә кулубини қурушни тәклип қилса, қазақистан баш министири с. Ахметоф русийәни қоллап, өз нөвитидә омумий озуқ-түлүк бихәтәрлик программисини, хитай вәкили болса, тәшкилат даирисидә әркин сода мәйданини қурушни тәклип қилған. Шундақтиму учришиш қатнашқучилири бу қетимда дуня вә районлуқ характергә игә һәм тәшкилат даирисидики сода, иқтисадий вә иҗтимаий һәмкарлиқ бойичә муһим мәсилиләрни муһакимә қилип, уларниң бәзилиридә мундақ келишимгә кәлди: дуняви малийә-иқтисадий кризисниң техи аяғлашмиғанлиқини нәзәрдә тутқан һалда, иқтисадий муқимлиқ вә малийәвий турақлиқни тәминләш, санаәт саһәлирини заманивилаштуруш вә аһалиниң турмуш сәвийисини яхшилаш бойичә конкрет чариләрни көрүш; сода, иқтисад, малийә, банка, мәбләғ селиш, илмий-техника, транспорт, алақә, йеза игилики, енергийә саһәлиридики өз-ара һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш; ташқи иқтисад вә ташқи сода мунасивәтлирини актиплаштуруш. Бу җәһәттә иқтисад, машина ясаш, йеник вә озуқ-түлүк санаити, йеза игилики, саяһәт вә башқиму саһәләрдә бирләшкән карханиларни қуруш вә уларниң ишини җанландуруш; тәшкилатниң барлиқ әзалириниң иҗтимаий, иқтисадий тәрәққиятини тәминләш мәқситидә малийә-банка һәмкарлиқини күчәйтиш, тәшкилатниң тәрәққият банкисини қуруш; транспорт саһәсидә һәмкарлиқни вә хәлқара транспорт йоллирини раваҗландуруш.
Һөкүмәт рәһбәрлири өз-ара иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиштә хәлқара һава, ташйол вә төмүр йоллириниң атқуридиған ролиға чоң әһмийәт бәрди; баш министирлар шундақла таможна хизмитиниң паалийитини юқири баһалап, бу саһәдиму һәмкарлишишниң йолйоруқлирини бәлгилиди; буниңдин ташқири йеза игилики саһәсидики һәмкарлиқни актиплаштуруш мәқситидә йеза игилики министирлириға әмәлий чариләрни ишләп чиқиш тапшурулди; һөкүмәт рәһбәрлири шундақла тәбиий апәт, һалакәт вә башқиму пәвқуладдә әһвалларға қарши турушта, саламәтликни сақлаш, муһитни қоғдаш, саяһәт, тәнһәрикәт, мәдәнийәт, билим, илим, техника вә башқиму саһәләрдә һәмкарлишишниң көплигән мәсилилирини муһакимә қилип, өз-ара келишимгә кәлди.
Мәҗлис ахирида тәшкилатқа әза мәмликәтләрниң һөкүмәт башлиқлири кеңишиниң бирләшмә һөҗҗити имзаланди. Уларниң аммиви ахбарат васитилири билән болған учришишида бу қетимқи мәҗлисниң нәтиҗилик өткәнлики тәкитләнгән иди. Тәшкилатқа әза дөләтләрниң һөкүмәт башлиқлириниң нөвәттики учришиши әмди 2014-йили қазақистанда өтмәкчи.