“шәрқий түркистан авази” муһәррири: журнал чиқиришму бир дәва

Мухбиримиз әркин тарим
2014.07.17
Sherqi-Turkistan-Awazi-Zornili-305 Сүрәт, шәрқий түркистан вәхпи тәрипидин нәшир қилиниватқан "шәрқий түркистан авази" журнилиниң 71 - сани.
RFA Photo / Erkin Tarim

Қайта нәшр қилинишқа башлиған “шәрқий түркистан авази” намлиқ журналниң йеңи сани һәққидә тохталған журнал муһәррири журнал чиқиришниңму бир дәва икәнлики, мәзкур журналниң шәрқий түркистанда болуватқан вәқәләрни җамаәтчиликкә аңлитишта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.

“шәрқий түркистан авази” намлиқ журналниң 2 - 3 - санлири оқурмәнләр билән йүз көрүшти. Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхпи тәрипидин нәшир қилиниватқан журналниң 2 - сани “шәрқий түркистанда немәләр болмақта”темисида нәшир қилинди.

Баш тәһрирликини шәрқий түркистан вәхпи баш катипи, истанбул университети оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди қиливатқан журналниң бу санида доктор али йилмаз әпәндиниң “динимиз ислам” мавзулуқ мақалиси, др. Әркин әкрәмниң “америка - хитай мунасивити тоғрисида тәһлил” мавзулуқ мақалиси билән “хитайниң сүрийә сиясити вә сәвәблири” мавзулуқ мақалиси, йүҗәл танай әпәндиниң “аталмиш улусалчиларниң қирим вә шәрқий түркистан мәсилисигә болған көз қариши” мавзулуқ мақалиси билән “илхам тохтиға әркинлик” мавзулуқ мақалиси һәм 2 - 4 - айларда уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр баян қилинған мақалилар киргүзүлгән.

“шәрқий түркистан авази”намлиқ журналниң бу саниға йәнә абдуҗелил туран язған “шәрқий түркистандики мәшһур шәхсләр” намлиқ мақалә билән шаирә нүрәла гөктүрк ханим язған “шәрқий түркистан уйғур мәдәнийити” мавзулуқ мақалисиму киргүзүлгән.

Журналниң 3 - сани барин вәқәсиниң 24 - йиллиқиға атап нәшир қилинған болуп, уйғур вә түрк тәтқиқатчиларниң барин вәқәси тоғрисидики тәтқиқатлириға орун берилгән.

Биз журнал тоғрисида тәпсили мәлумат елиш үчүн жорналниң баш тәһрири доктор өмәр қул әпәнди вә шәрқий түркистан вәқпиниң муавин рәиси җелил туран әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Журналниң баш тәһрири өмәр қул әпәнди журнални қайта чиқиришқа башлаштики мәқсәт тоғрисида тохтилип мундақ деди:

“шәрқий түркистан авази”журнили бурун 71 сан нәшир қилинған иди. Әмма кейинки 4 йилдин бери нәшир қилинмайвататти. Биз йеңидин чиқирайли, шәрқий түркистанда йүз бериватқан һадисиләрни тарихқа хатириләп қояйли дегән мәқсәт билән қайта нәшир қилдуруп дөләтниң идарә - җәмийәтлиригә, һәрқайси күтүпханиларға вә тәтқиқат идарилириға әвәтишкә башлидуқ. 3 Айда бир сан чиқиришқа башлиған идуқ, бүгүн 2 - 3 - санлирини бир додила чиқардуқ. Кәң оқурмәнләргә тарқитиватимиз.

“шәрқий түркистан авази” журнилиниң баш тәһрири өмәр қул әпәнди шәрқий түркистанда боливатқан қанлиқ вәқәләрни түрк җамаәтчиликигә аңлитиш, болупму боливатқан вәқәләрни тарихқа йезип қалдуруш үчүн журналниң интайин муһим икәнликини шуңа уйғур зиялилириниң җурналға мақалә йезиши керәкликини тәкитлиди:

Журнал чиқиришқа бир дава дәп қараш керәк. Қолида қәләм бар һәммә кишиниң мақалә йезиши керәк. Биз мәсилигә шәрқий түркистан дәваси дәп қараймиз. Әгәр бир мақалә шәрқий түркистан дәвасиға пайдилиқ болса биз у мақалини чоқум елан қилимиз. Әгәр мақала әвәтишни халиған кишиләр http://www.dtv.com.tr tor Бетигә кирсә у йәрдә е - маил адрисимиз бар, униңға мақалә әвәтсә болиду.

Абдуҗлип туран әпәнди журнални чиқириш җәряни вә мәсилиләр һәққидә тохталди. Униң дейишчә “шәрқий түркистан авази” намлиқ журнал шәрқий түркистан вәқпиниң қурғучиси мәрһум әйса йүсүп алптекин тәрипидин 1984 - йилидин тартип нәшир қилинишқа башланған болуп, 2010 - йилидин 2013 - йилиғичә бир мәзгил тохтап қалди. 2014 - Йилиниң башлиридин тартип қайта нәшир қилинишқа башланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.