2-Нөвәтлик “шәрқий түркистан истратегийә муһакимә йиғини” да муһим темилар музакирә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.05.21
germaniye-uyghur-sherqiy-turkistan-istratigiye-muhakime-yighini-2017.jpg “шәрқий түркистан истратегийә муһакимә йиғини” дин бир көрүнүш
RFA/Ekrem


19-Май башланған истратегийә муһакимә йиғинида уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик муһим темилар музакирә қилинди. Германийә пайтәхти берлинда 19-май башланған 2-нөвәтлик шәрқий түркистанлиқлар истратегийә муһакимә йиғинида уйғурларниң бүгүни вә кәлгүсигә аит муһим мәзмунлар музакирә темиси болди.

20-Май чүштин бурун, 11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларни хәлқараға террорист қилип көрситиш үчүн қолланған пүтүн һийлә-нәйрәңлири, уйғурлар мәсилисиниң хәлқара сәһнидин орун елиши, хәлқарада йүз бәргән өзгиришләрниң уйғурлар мәсилисигә көрситидиған иҗабий яки сәлбий тәсирлири, йүксиливатқан хитай вә дуняға келиш еһтимали болған ички-ташқи вәқәләр, хитайниң хәлқара түзүм вә системиға тәсир көрситишкә урунуши, хитайниң америка, явропа бирлики, русийә, японийә, һиндистан, түркийә һәм қошна дөләтләр билән болған мунасивити вә буниң уйғурларниң келәчикигә көрситидиған тәсири, уйғурлар қоллинишқа тегишлик тәдбирләр, келәчәк үчүн издәшкә тегишлик йоллар қатарлиқлар һәққидә узун-бәс муназириләр болди.

Шуниң билән биргә, уйғур ели дуч келидиған мәсилиләр, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң мурәссәлишиши, уйғур сиясәтчиләрниң кәспийлишиши, малийә вә хәлқара җамаәтчилик, уйғурларниң идеологийә мәсилиси қатарлиқлар асаслиқ сөз темисиға айланди.

Бу қетимқи йиғинға түркийәдин келип қатнашқан алимҗан боғда әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, йиғинниң дуня вә уйғурларға мунасивәтлик саһәләрдә көп илмий издинишләрдә болғанлиқини әскәртти. Америкидин кәлгән рошән аббас ханимму йиғинда оттуриға қоюлған бәзи темилар тоғрисида тохталди. У йәнә өзиниң бу қетимқи йиғиндин алған тәсиратлирини баян қилип өтти.
“шәрқий түркистан истратегийә муһакимә йиғини” дин бир көрүнүш
20-Майдики йиғинда йәнә уйғурларниң келәчәктә русийә, японийә, һиндистанда қолға кәлтүрүш еһтимали болған сиясий мәнпәәтлири үстидә узун талаш-тартишлар болунди.

Бүгүн бу дөләтләр хитай билән дост өтүватқан болсиму, әмма кәлгүсидә бу достлуқиниң бузулуш мумкинликини нәзәргә алған асаста истратегийә бәлгиләшниң зөрүрлүкидә пикир бирлики һасил қилинди.

Түркийәниң дөләт мәнпәәти сәвәблик хели узун бир мәзгилгичә уйғурларни хитай билән болған мунасивәттә қурбан қилишни давамлаштуридиғанлиқи мулаһизә қилинди.

Голландийәдин кәлгән абдурахман һаҗи әпәндиму, бу йиғиндин көп нәп алғанлиқини, йиғин мәзмунлириниң нәзәр даирисини кеңәйткәнликини тәкитлиди.

Канададин кәлгән руқийә турдуш ханимму бу һәқтә өз тәсиратлирини билдүрүп өтти.

3 Күн давамлишидиған бу йиғинниң бүгүнки программисида, хитайниң кәлгүсидә һалак болуш еһтимали барлиқи вә уйғурларниң азадлиқи үчүн бу пурсәттин қандақ пайдилиниш мәсилилириму күнтәртипкә кәлди. Бу тема көп мулаһизә қилинди.

Йүз бериш еһтимали болған барлиқ мәсилиләр нәзәргә елинди. Уйғурлар өз һакимийитини қолға кәлтүрүштә керәккә келидиған чарә-тәдбирләр һәққидә көпләп тәклип пикирлири оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.