Шәрқий түркистанлиқлар учришишида уйғур хәлқниң азадлиқини нишан қилиш тәкитләнди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.08.21
turkiye-7-nowetlik-dunya-sherqiy-turkistanliqlar-qerindashliq-yighini-2.jpg “7- нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини”дин бир көрүнүш
RFA/Arslan


21 - Авғуст җүмә күни түркийәниң измит шәһиридә башланған “7 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” да һәр қайси шәрқий түркистан тәшкилатлириниң уйғур хәлқниң азадлиқини асаслиқ нишани қилиши вә тәшкилатлар - ара һәмкарлиқни күчәйтиши керәклики тәкитләнди.

Бу сөзләрни “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нутқида оттуриға қойди.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқарада муһим орун алғанлиқини, шуниң үчүн бу йиғинда шәрқий түркистан тәшкилатлириниң хизмәт - пилани вә истратегийәси мәсилисиниң муһим тема сүпитидә музакирә вә муһакимә қилиниши керәкликини оттуриға қойди.

Йиғинда йәнә диний алим абдулһәкимхан мәхсум һаҗим “шәрқий түркистан мәсилисигә омумий нәзәр” дегән темида тохталди вә “хәлқаралиқ тәшкилатларниң шәрқий түркистан мәсилисигә қаратқан позитсийәси” дегән темида сөз қилди.

Бу йиғинға, “хәлқаралашқан шәрқий түркистан мәсилиси вә шәрқий түркистан тәшкилатларниң истратегийәси” дәп нам берилгән.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин уюштурулған бу йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән тәшкилат рәһбәрлири, журналистлар, зиялийлар, диний өлималар вә уйғур яшлардин болуп 100 гә йеқин киши қатнашти.

Йиғинниң чүштин кейинки қисмида мармара университетиниң оқутқучиси доктор атавуллаһ шаһяр, “уйғур өлималириниң мәсулийити вә уйғур өлималар бирлики қурушниң әһмийити” дегән темида, сәуди әрәбистандин кәлгән тәтқиқатчи доктор абдуллаһ алим “шәрқий түркистан тәшкилатларниң истратегийиси” дегән темида сөз қилди.

Биз бу йиғин тоғрисида пикир - қарашлирини елиш үчүн йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мудири турғунҗан алавуддин вә доктор атавуллаһ шаһяр билән сөһбәт өткүздуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.