Шәрқий түркистанлиқлар учришишида уйғур вәзийити музакирә қилинидикән

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.07.17
sherqiy-turkistan-qerindashlar-uchrishishi-305.png 4 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркситанлиқлар қериндашлиқ йиғинидин бир көрүнүш
RFA/Arslan



6 - Нөвәтлик “шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғинида” да асаслиқи уйғур хәлқи нөвәттә дуч келиватқан тәһдитләргә тақабил туруш чарилири музакирә қилинидикән.

Йиғин һәр йили бир қетим түркийәдә өткүзүлүп келиватқан болуп, йиғининиң бу нөвәтлики2 - авғусттин 8 - авғустқичә истанбулда ечилидикән.

“шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” тәрипидин уюштурулуп келиватқан бу йиғинға “шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан тәһдитләр вә униң һәл қилиш чарә усуллири” дәп нам берилгән.

Игилинишичә, бу йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин тәшкилат рәһбәрлири, тәтқиқатчилар, доктор - профессорлар тәклип қилинған болуп, йиғинда асаслиқи уйғурлар диний, миллий, тил - йезиқ, мәдәнийәт вә иҗтимаий, иқтисадий, сиясий җәһәтләрдә дуч келиватқан тәһдитләр тоғрисида илмий мақалиләр оқулидикән.

Бу нөвәтлик учурушуш һәққидә зияритимизни қобул қилған “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан мунуларни билдүрди: хәлқимизниң диний етиқади, мәдәнийити, тил - йезиқи, маарипи иҗтимаий, сиясий вә иқтисадий әркинликигә тәһдит болуватқан амилларни йоқитиш һәмдә бу саһәдики тәһдитләрни түп йилтизидин қомуруп ташлаш үчүн издиниш вәзийәтниң җиддий тәқәззасидур.

Хитай һөкүмити бу йил киргәндин буян уйғурларға қаратқан диний чәклимиләрни қатмуқат күчәйткән һәмдә бу йиллиқ рамзанда мәхсус уқтуруш чиқирип, оқутқучи - оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлириниң роза тутушини чәклигән.

Хитай һөкүмити йәнә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида коллектип очуқ сотлирини ечип, йүзлигән уйғурға һөкүм елан қилған вә нәччә онлиған уйғурни өлүмгә буйруған иди.

Бу һәқтә тохталған һидайәтуллаһ оғузхан мундақ деди: шәрқий түркистан хәлқи ассимилятсийә вә йоқилип кетиш тәһдитигә дуч келиватиду. Шуниң үчүн бу қетим чақирилидиған “6 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини” шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан тәһдитләр вә униң һәл қилиш чарилири темисида болиду.

Мәзкур учришиш йиғиниға саһибхана болған “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” бу нөвәтлик учришишниң мувәппәқийәтлик болушини капаләткә игә қилиш үчүн, 2014 - йили 16 - июл чаршәнбә күн кеңәш йиғини өткүзди.

Йиғинда учришишиниң тәйярлиқиға алақидар хизмәт тәқсимати елип берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.