Шветсийәдә өткүзүлгән сәнәт фестивалида уйғур мәдәнийәт әһвали тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.11.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yawro-asiya-senetchiler-festiwali-2017.JPG Шветсийәдә өткүзүлгән явро-асия язғучилар вә сәнәткарлар фестивалида уйғур сәнәткарлар маһарәт көрсәтмәктә. 2017-Йил 17-ноябир, стокһолм, шветсийә.
RFA/Erkin Tarim

Шветсийәниң ситокһолм шәһиридә өткүзүлгән “6-нөвәтлик явро-асия китаб вә язғучилар фестивалида” уйғур нахша вә музикиси тонуштурулғандин сирт уйғур дәвасиму тонуштурулди. 17-Ноябирдин 20-ноябир күнигичә давамлашқан паалийәткә узун йиллардин бери лондонда туруватқан уйғур зиялийси, сәнәткар рәһимә мәхмут ханим, түркийә бурсидики улудағ университети музика оқутқучиси доктор әрдәм өздәмир әпәнди башчилиқидики кишиләр қатнашти.

Биз паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, рәһимә мәхмут ханим вә доктор әрдәм өздәмир әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ. Рәһимә мәхмут ханим алди билән мәзкур фестивал тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди. 

Рәһимә ханимниң ейтишичә, йеқинқи йиллардин бери хитай һөкүмитиниң уйғур зиялийлириға болупму уйғурларниң пикир әркинликигә қаттиқ чәклимә қоюватқан болуп, бәзи зиялийлар бу сәвәбтин түрмигә ташланмақта, китаблири чәкләнмәктә вә бәзилири тәқиб астида яшашқа мәҗбур болмақта. 

Рәһимә мәхмут ханим нурғун дөләттин язғучи, сәнәткарлар иштирак қилған “6-нөвәтлик явро-асия китаб вә язғучилар фестивал” да абдуреһим өткүрниң “қәләм сунди, әләм әзди” намлиқ шеирини декламатсийә қилғанлиқини, буниң билән бирликтә шәрқий түркистанда бесим астида яшашқа мәҗбур болуватқан уйғур язғучи вә сәнәткарларниң пәрядини әркин дунядики язғучиларға аңлатқанлиқини баян қилди.

Түркийәниң бурса вилайитидики улудағ университети музика оқутқучиси доктор әрдәм өздәмир әпәнди өзиниң уйғур музикисигә қизиқидиғанлиқини, бу хил паалийәтләрдә уйғур нахша-музикисини тонуштурупла қалмастин шәрқий түркистан дәвасиниму тонуштуруп келиватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “һазир лондонда туруватқан язғучи, тәрҗиман вә нахшичи рәһимә мәхмут ханим билән бу фестивалда бирликтә паалийәт қилдуқ. Бу паалийәткә нурғун кишиләрниң қатнашқанлиқини, бизниң оюнлиримизни қизиқип көргәнликини көрүп наһайити хурсән болдуқ. Бу йәрдә биз уйғур музикиси билән уйғур нахшилирини иҗра қилиш билән бирликтә рәһимә мәхмут ханим шәрқий түркистан дәваси тоғрисида қисқа вә тәсирлик сөз қилди. Оюн ахирлашқандин кейин уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида көп соалларни сориди. Мәнчә интайин үнүмлүк бир паалийәт болди”.

Көп йиллардин бери әнглийәниң лондон шәһиридә туруватқан уйғур сәнәтчи, тәрҗиман рәһимә мәхмут ханим австралийәдә туруватқан сүйүнгүл ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсирини инглиз тилиға тәрҗимә қилған. У, лондондики явро-асия иҗадийәт вә сәнәт гурупписи уюштурған, бу йил 6-қетимлиқи өткүзүлгән фестивалға 3 йилдин бери алаһидә тәклип бойичә қатнишип уйғур әдәбият-сәнитини тонуштурмақта икән. У, бу һәқтиму бизгә мәлумат бәрди. 

Уйғур сәнәтчи рәһимә мәхмут ханим кейинки 10 йил ичидә 40 қетимға йеқин сәһнигә чиқип уйғур нахша-музика вә уйғур дәвасини аңлатқан. Булардин сирт у лондондики аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлишип паалийәт елип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.