Шветсийәдики уйғурлар түркийә президенти әрдоғанға тәләп хети сунди
2018.03.27
Түркийә җумһурийити елан қилған рәсмий истатестикилиқ учурларға асасланғанда явропа дөләтлиридә тәхминән 4 милйон әтрапида түрк бар болуп, уларниң көп санда аммивий тәшкилатлири мәвҗут икән. Булардин бири “явропа түрк демократлар бирлики”дур. Мәзкур тәшкилатниң тәклипигә бинаән шветсийәгә зиярәткә барған түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси гүлшән орхан ханим шветсийәдики уйғурлардинму һал сориған.
Шветсийә уйғур маарип уюшмиси тәрипидин өткүзүлгән учришишта уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити баян қилинған “шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики тоғрисидики әң йеңи мәлуматлар” мавзулуқ доклат билән түркийәдики мусапир уйғурларниң қийинчилиқлири баян қилинған вә абдуқадир япчанниң қоюп берилиши тәләп қилинған илтимас президент рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси гүлшән орхан ханимға тапшурулған.
Шветсийә уйғур маарип уюшимисиниң муавин рәиси адәм ғалип әпәнди, гүлшән орхан ханимни султан сатуқ буғрахан мәдәнийәт мәркизидә күтүвалғанлиқини вә учришишниң яхши өткәнликини билдүрди.
Адәм ғалип әпәнди түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси гүлшән орхан ханимға уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити, җүмлидин уйғурларниң “йепиқ тәрбийәләш мәркәз”лиригә қамилиши мәсилиси қатарлиқ әһвалларни тонуштурған. Униң ейтишичә, улар йәнә хитайниң әйиблиши билән түркийәдә тутуп туриливатқан уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчанниң қоюп берилишини тәләп қилип, язма илтимас сунған.
Мутәхәссисләрниң ейтишичә, 2009-йилидин етибарән көп санда уйғур түркийәгә көчүп кәлгән болсиму, лекин буларниң түркийә пуқралиқиға өтүш мәсилиси һәл болмай кәлмәктә. Түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириму давамлиқ һалда уйғурларниң түркийә пуқралиқиға қобул қилиниши тоғрисидики тәләплирини түркийә һөкүмитигә сунуп кәлмәктә.
Адәм ғалип әпәндиму бу мәсилә һәққидә түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанға йәткүзүп бериши үчүн язма илтимас сунғанлиқини баян қилди.
Шиветсийәдики бир қисим уйғурлар уйғур миллий таамлири тәйярлап гүлшән орхан ханимни қизғин күтүвалған.
Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң ташқи сиясий мәсилиләргә мәсул муавин рәиси әхмәт турсун әпәнди гүлшән ханим тәләп хети вә доклатни алғандин кейин, буларни чоқум президент рәҗәп таййип әрдоғанға йәткүзидиғанлиқини тәкитлигәнликини баян қилди.
Шветсийә уйғур маарип уюшмиси рәиси абдулла көкяр әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур дияриниң ишикини етивелип, уйғурларни ташқи дунядин йетим қалдурушқа тиришиватқан бүгүнки күндә бу хил учришишларниң уйғурларға үмид беғишлайдиғанлиқини баян қилди.
Түркийә чәтәлләрдики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп һесаблиниду.
Түркийә сиртидики уйғур тәшкилатлириниң бу хил тәләплирини түркийә рәһбәрлиригә йәткүзүшиниң пайдиси боларму? түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди дуняниң һәрқайси дөләтлиридин бундақ тәләпләр әнқәрәгә кәлсә пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлиди.
Шветсийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур маарип уюшмиси бурунму көп қетим шиветсийәгә барған түрк рәһбәрлири билән көрүшүп, уйғурларниң вәзийити вә тәләплирини йәткүзгән иди. Игилишимизчә, шиветсийә, германийә, голландийә вә башқа явропа дөләтлиридики уйғур аммиви җәмийәтлири вә уйғур җамаити шу дөләтләрдики түрк аммиви җәмийәт вә җамаити билән йеқин алақиларни сақлап кәлмәктә.