Шиветсийәдики террорчиларға ләнәт оқуш намайишиға уйғурларму қатнашти
2015.09.14

Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан явропадики түрк аммиви тәшкилатлар бирликтә тәшкиллинип түркийәдә күчийип кетиватқан террор һуҗумлирини ләнәтлиди.
Шиветисйәниң пайтәхти ситокһолмниң сиргил мәйданида 13-сентәбир күни чүштин кейин 14:00 дин 16:00 гичә намайиш өткүзүлди.
Түрк ишчи педратсиюни, явропа түрк демократлар бирликиниң шиветсийә шөбиси, тәқва җәмийити, түрк аяллар педратсиюни, әзәрбәйҗан педратсиюни, түркмәнләр җәмийити, шиветсийә уйғур маарип уюшмиси вә шиветсийәдә яшаватқан түрк, курд, езәр, түркмән болуп тәхминән 1000 дин артуқ кишиләр қатнашти.
Шәрқий түркистанниң байриқини көтүрүвалған уйғурлар “шеһитлар өлмәс, вәтән парчиланмас” дегәндәк шоарлар билән биллә йәнә террорчиларға ләнәт болидиған шоарларни тәң товлиди.
Бу намайишқа актип аваз қошқан уйғур маарип уюшмиси намайишниң аваз яңратқулирини сәпләш вә тәңшәш хизмитини үстигә елип намайиш авазниң яңрақ тарқилишиға капаләтлик қилди.
Биз намайиш ахирида, намайишқа қатнашқан уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдулла әһәтни зиярәт қилдуқ.
Абдулла әһәд сөзидә, түркийәниң тәрәққий қилиши вә хәлқиниң хатирҗәм турмушиға зиян селип келиватқан коммунист идеологийисидики дөләт,тәшкилатларға рәддийә бериш билән биргә, уйғурларға игә чиқип келиватқан түрк һөкүмити вә хәлқи үчүн бундақ мусибәтлик күнләрдә уларға маддий вә мәниви җәһәттә ярдәмдә болидиғанлиқини ипадә қилди.