Шиветсийәдики яшлар шәрқий җәнуби асиядин туркийәгә кәлгән уйғурлар үчүн ианә топлиди

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2014.12.30
shwetsiye-taylan-uyghur-pul-toplash.jpg Шиветсийәдин туркийәдики ярдәмгә еһтияҗилиқ уйғурларға 3 миң доллар йолланди
RFA/Ihsan


Шиветсийә “уйғуристан мәшрипи” дики яшлар туркийәгә шәрқий җәнуби асия дөләтлиридин келип йәрлишиватқан уйғурларниң қийнчилиқта қалғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлап, өзлириниң һәр айлиқ мәшрипидә сахавәт ишлири үчүн йиғилған пуллириға мәшрәптики балиларни вә әтраптидики уйғурларни сәпәрвәр қилип иқтисади җәһәттин ярдәм бериш паалийитини башлиған иди.

Буларниң ярдәм бериш паалийитидин хәвәр тапқан уйғурлар буларни йеқиндин қоллаш билән биргә, хитайниң зүлумидин қечип кәлгән қериндашлириға өзлириниң бир кишлик ярдимини йәткүзди.

29 - Декабир күни улар туркийәдики ярдәмгә еһтияҗилиқ уйғурларға 3 миң доллар пулни йоллиди.

“уйғуристан мәшрипи” оттура асиядин келип шиветсийәгә йәрләшкән, уйғурлардин тәшкил қилинған болуп, мәшрәпкә дахил болған уйғурлар бу мәшрәп арқилиқ, өз - ара әһваллишиш, чүшиниш, шиветсийә уйғур җәмийитидики ағриқ - силақлардин хәвәр тепиш вә уларни йоқлаш, өз - ара аразлишип қалғанларниң арисини түзәш, шиветсийә ичи вә сиртидики қийинчилиққа учриған уйғурларға маддий - мәниви җәһәттин ярдәм беришни мәшрәпниң нишани қилип кәлгән иди.

Уларниң 2014 - йилда қилған ианиси 10 миң долларға йәткән болуп, мәшрәп әһли шиветсийә вә башқа дөләтләрдики уйғурларға иқтисади җәһәттин ярдәм қилип кәлди.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлуматқа игә болуш үчүн уйғуристан мәшрипиниң йигит бешини зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.