Шиветсийәдики уйғуристан мәшрәп әһли икки җумһурийәтни хатирилиди
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан “уйғуристан мәшрипи” җамаити 8 - ноябир ситокһолмниң албий районидики паалийәт залида 1933 - йили вә 1944 - йили 11 - айниң 12 - күнидә қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатирилиди.
Хатириләш паалийитигә мәшрәп әһли вә юрт чоңлиридин болуп 20 дин артуқ киши қатнашти.
Хатириләш паалийити алди билән тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң рәиси өмәр мәхсумниң қираити вә дуаси билән башланди. Арқидин тәклип билән сөзгә чиққан өмәр мәхсум чәтәлдики уйғурларниң икки җумһурийәтни қурған әҗдадлирини өгиниш үлгиси қилиш билән биргә, уларға охшаш мәсулийәт вә мәҗбурийәтни ада қилиш үчүн йолини изчил давам қилишниң муһимлиқини баян қилди.
Хатириләш паалийитидә йәнә, меһманларға чәтәлләрдики уйғурлар тәрипидин тарихта қурулған икки қетимлиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң қурулуш мусаписи тәсвирлинип ишләнгән һөҗҗәтлик филим қоюп берилди.
Паалийәт ахирида биз, бу қетимлиқ паалийәтни тәшкиллигүчи “уйғуристан мәшрипи” ниң йигит беши данияр әпәндини зиярәт қилдуқ.
У, зияритимизни қобул қилип икки җумһурийәтни хатириләш паалийити өткүзүштики мәқситини оттуриға қойди.
Зияритимизни қобул қилған башқа шәһәрдин бу паалийәткә қатнишиш үчүн кәлгән арупҗан әпәнди, тәклип билән хатириләш мурасимиға қатнашқан юрт чоңлиридин бәхтияр әпәндиләр өз тәсиратини аңлатти.