Сиясий анализчи исао: хитай сенкаку арал мәсилисидә русийидин үлгә елиши мумкин
2014.04.18
Японийәдә нәшрдин чиқидиған һәптилик сиясий иқтисад журнили “шукан буншун” ниң 10 - апрелдики санида иҗима исаониң “ қирим мәсилиси вә сенкаку арили” намлиқ мақалиси елан қилинған. Мақалә аптори иҗима исао сабиқ японийә баш вәзири койзимиға бәш йил катиплиқ вәзиписини өтигән, японийәдә тонулған сиясий анализчи.
Мақалидә асаслиқи русийә билән украина арисида йүз бәргән қирим мәсилиси кризиси билән хитай - япон оттурисида талашта қалған сенкаку арили мәсилиси селиштурулуп,“әгәр хитай дөлити русийәниң бу хил истратегийәси бойичә сенкаку арилини кәлгүсидә бесивалса, японийә бунинға қандақ тәдбир қоллиниш керәк” дегән мәсилә үстидә сиясий мулаһизә елип берилған.
Аптор мақалисидә, қирим мәсилисиниң нөвәттә дуня вәзийитидики муһим мәсилиләрдин бири дәп қаралғанлиқини, тәрәққий қилған йәттә дөләтниң русийәниң қирим мәсилисидики һәрикитигә өз наразилиқини, қаршилиқини билдүрүш йүзисидин иқтисадий җазани йолға қойғанлиқини билдүрүп, йеқинда голландийәдә ечилған тәрәққий қилған йәттә дөләт йиғинида японийә баш вәзири шинзо абениң елип барған бир қатар хизмәтлиригә юқири баһа бәргән, абениң украина мәсилисидә йиғинда оттуриға қойған “японийә күчлүкләрниң күчигә тайинип дуняни өзгәртишигә қарши туриду. Қирим мәсилиси хәлқара җәмийәтниң мәсилиси шундақла асия қитәсиниң мәсилиси дегән сөзи йиғин әһлиниң күчлүк алқишиға еришкәнликини илгири сүргән.
Сиясий анализчи исаониң қаришичә, японийә баш вәзири шинзо абениң юқириқи сөзлири әмәлийәттә йиғинда русийәгә қаритип ейтилған болсиму, лекин теги - тәктидин ейтқанда бу сөзләр хитай дөлитиниң һазир сенкакуа арилиға қарита елип бериливатқан таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә қаритилған.
Аптор мақалисидә, һазир украина билән русийә оттурисида йүз бериватқан қирим мәсилисини бәзи японларниң японийә дөлити билән һечқандақ алақиси йоқ дәп қараватқанлиқини,әмәлийәттә болса бу мәсилиниң сиясий, иқтисадий җәһәтләрдә японийә билән чоңқур мунасивити барлиқини алға сүргән.
Русийә игиливалған японийиниң шималдики төт арал мәсилисини оттуриға қойған аптор, 1855 - йили японийә - русийә арисида түзүлгән шәртнамиләрдә етироф, уруп қатарлиқ төт арал японийәгә тәвә араллар дәп ениқ бәлгиләнгәнлики, әмма 1945 - йилидики америка президенти рузвелит, әнглийә баш вәзири черчел вә сталин қатарлиқларниң қатнишиши билән өткүзүлгән ялтадики мәхпий йиғинда чишима, курил қатарлиқ төт аралниң русийәгә қошуп бериветилгәнлики, японийә араллириниң русийәгә тәвә қилиниши һазирқи қирим арилиниң бесивелинишқа охшаш мәсилә икәнлики қатарлиқларни тәкитләп келип: “русийә территорийисидики японийә араллири мәсилисидә, әгәр шинзо абе русийә президенти путиндин төт арални бирақла қайтуруп беришни тәләп қилса, бу бир аз тәскә тохтайду, әмма 1855 - йили русийә билән түзүлгән шәртнамиләрни асас қилған һалда сөһбәт елип берилса буниң йитәрлик үнүми болиду” дәп көрсәткән.
Зияритимизни қобул қилған хитай ишлири мустәқил тәтқиқатчиси йүки ханим японийиниң шималидики тот арал мәсилиси һәққидә тохтилип бу аралларниң әлвәттә японийәгә тәвә икәнликини, бу нуқтида сөһбәт арқилиқ иш көрүшниң зөрүрлүкини, әмма япон сиясәтчилири вә дипломатлири чәт дөләтләр билән сөһбәт өткүзүшкә таза маһир болмиғанлиқтин бу мәсилиниң һәл қилинмайватқанлиқини билдүрди.
“қирим мәсилисидәк кризисни ким японийәдә йүз бәрмәйду дәп ейталайду? - дәп соал қойған аптор мақалисидә баш вәзир шинзо абениң голландийәдә ечилған йиғинда “қирим мәсилисидәк мәсилә японийидиму йүз бериши вә хитай сенкаку арал мәсилисидә русийәдин үлгә елиши мумкин. Шуңа қирим мәсилисидә русийәгә һәргиз йол қоюшқа болмайду” дегәнликини әскәртип: “ русийә қиримни игиливалғандәк, әгәр хитай азадлиқ армийиси сенкаку арилиға һуҗум қилип уни бесивалса, японийә өзини қоғдаш армийисиниң хитай билән уруш қилиш имканийити бар вә шундақла америка армийисиму ярдәмдә болиду” дәп билдүргән.
Мақалидә көрситилишичә, навада хитай рәсмий армийиси билән әмәс, бәлки белиқчилар қияпитигә киривалған әскири қошуни билән арални игиливалған тәғдирдә, японийә өзини қоғдаш қошуниниң японийә асасий қанунида бәлгиләнгән тинчлиқ қануниниң тоққузинчи маддисиға асасән уларға һәрбий салаһийәт билән һуҗум қилиш һоқуқи болмайдикән, һәтта америка әскәрлириму қаршилиқ билдүрәлмәйдикән. Хитай һәрбий парахотлири билән һуҗум қилса японийә өзини қоғдаш қисми уруш қилиш һалитигә өтәләйдикән. Әгәр хитай белқичи кемилиридин пайдилинип шәкли өзгәргән һалда һуҗум елип барса японийә өзини қоғдаш армийиси юқириқи қанунда бәлгиләнгән бәлгилимә бойичә улар билән уруш қилиш салаһийитигә игә болалмайдикән, пәқәтла японийә деңиз қоғдаш әтритигә маслишип мудапиә елип баралайдикән, лекин қорал ишлитишкә қәтий болмайдикән.
Сенкаку арилиси мәсилисидә өзгичә қарашта болуп келиватқан тинчлиқпәрвәр япон тәтқиқатчилиридин йүки ханим икки дөләт арисидики бу қийин болған мәсилидә алди билән уруш қилиштин аввал һәр икки тәрәпниң сөһбәт өткүзүшиниң муһимлиқини, сөһбәт арқилиқ мәсилисини һәл қилиш керәкликини тәкитлиди.
Иҗима исао, японийә тинчлиқ қануниниң тоққузинчи маддисини өзгәртмигәндә, японийәниң өзини қоғдашта толиму қийин әһвалда қалидиғанлиқини, шу сәвәбтин абе һөкүмити бу қанунға өзгәртиш киргүзүш тәклипини японийә парламентида көп қетим оттуриға қойған болсиму, әмма изчил һалда тинчлиқ тәрәпдари болған башқа партийидикиләрниң қаршилиқиға учрап кәлгәнликини билдүргән.
Хитай ишлири тәтқиқатчиси йүки ханим юқирида дейилгән тинчлиқ қануниниң тоққузинчи маддисини өзгәртиш мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу қанунға өзгәртиш киргүзүшниң өзи урушқа тәйярлиқ қилишниң башлинишидур. Буни өзгәртишни оттуриға қоюватқанлар асаслиқи урушхумар япон милләтчилири. Бу наһайити қорқунчлуқ әһвал.
Сиясий анализчи исао мақалисиниң ахирисида, хитайниң тарихта бир нәччә қетим салаһийити йошурунған әскирий қошунларни белиқчилар қияпитидә японийә деңиз тәвәликигә әвәтип японийә араллирини бесивалмақчи болғанлиқини, шуңа японийә хитай белиқчилириға қарши турушта обдан ойлишиши лазимлиқини, қирим мәсилисиниң әйнән сенкакуда йүз бериш еһтималиқиниң юқирилиқини билдүргән.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.