Мәрһум сулайман дәмирәл: “шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң әң муһим мәсилисидур”
2015.06.20
Түркийәниң 9 - рәис җумһури сулайман дәмирәлниң вапати пәқәтла түркийәнила әмәс, түрк дунясини шундақла түркийәдики уйғурларниму матәмгә чүмдүрди.
Сулайман дәмирәл түркийә билән оттура ася түркий җумһурийәтләр оттурисидики мунасивәтниң күчийишидә, шундақла уйғур оқуғучиларниң түркийәгә келип оқуши, уйғурларниң түркийәгә келип олтурақлишишида зор роли болған дөләт рәһбәрлиридин биридур. У, баш министир вақтида әйса йүсүп алптекин башчилиқидики һәйәтни қобул қилғанда “шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң мәсилиси” дегән.
Түркийәниң тәрәққиятида вә сиясәт тарихида муһим орунға игә, уста сиясийон, дөләт әрбаби сулайман дәмирәл 6 - айниң 16 - күни йерим кечидә вапат болған кейин, түркийәдә 3 күн матәм елан қилинди, байрақлар йерим чүшүрүлди. Бугүн 6 - айниң 19 - күни түркийә парламентидә дөләтлик дәпинә мурасими өткүзүлгәндин кейин, әнқәрәниң әң чоң җамиси болған қоҗатәпә җамисидә намизи чүшүрүлүп, түркийәниң испарта вилайитидики исламкөй йезисиға апирип дәпин қилмақчи. У, 50 йиллиқ сиясий һаятида түрк дуняси үчүн шундақла уйғурлар үчүн зор хизмәтләрни қилған муһим рәһбәр.
40 яшта түркийәниң баш министири болған сулайман дәмирәл, 50 йиллиқ сиясәт һаятида 7 қетим баш министирлик вәзиписини өтигән. 1993 - Йилидин 2000 - йилиғичә түркийә җумһурийити дөлитиниң җумһур рәислик вәзиписини өтиди. У, сиясий һаятида җәмий 11 йил баш министир, 7 йил рәис җумһурлуқ вәзиписи өтигән, түркийә тарихида әң узун вақит дөләт башқурған 3 - дөләт рәһбиридур.
Сулайман дәмирәлниң мәнивий оғли әкрәм деңиз әпәнди мәрһум сулайман дәмирәлниң шәрқий түркистанлиқ икәнликини баян қилип мундақ деди:
- Демирәл бир түркистанлиқ иди, түркистанни бәк яхши көрәтти. Өйидә шәрқий түркистанниң көк байриқи бар иди, һазирму өйидики үстәлниң үстидә туриду. Булардин башқа әйса йүсүп алптекинни бәк һөрмәт қилатти, уни бәк яхши көрәтти. Давамлиқ телефон қилип һал сорап туратти.
Сулайман дәмирәлниң мәнивий оғлу әкрәм деңиз әпәнди, у, рәис җумһури вақтида хитайға елип барған зияритидә хитай дөләт рәиси җияң земин билән болған учришишидики хатириси тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
- Мән сизгә сулаймән дәмирәлниң һечкимгә аңлатмиған бир хатирисини аңлитай. Дәмирәл рәис җумһури сүпити билән хитайға зиярәт елип барған вақтида, хитай дөләт рәиси, униң алдиға шәрқий түркистан лидәри әйса йүсүп алптекин билән чүшкән рәсимлирини қоюп туруп, “сиз бир рәис җумһури болуш сүпитиңиз билән әйса йүсүп билән немишқа көрүшисиз?” дегән вақтида, рәсимләргә қарап рәт қилай десә, испат рәсимләр турған, шуниң билән дәрһал хитай рәисигә “бир йерим милярд нопусқа игә хитай 90 яштики әма адәмдин бунчиливала қорқамсиләр?” дәпту, хитай рәис җумһури рәсимләрни юғуштуруп бу һәқтә һечнемә дейәлмәпту. Буларни һечкимгә демигән иди, өйдә тамақ йәп олтуруп бизгә сөзләп бәргән иди.
Әкрәм деңиз әпәнди мәрһум җумһур рәиси сулайман дәмирәлниң давамлиқ һалда шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийә дөлитиниң мәсилиси икәнликини тәкитлигәнликини баян қилип мундақ деди:
- У, шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң әң муһим мәсилилиридин бири, қолимиздин кәлгәнни қилишимиз керәк дәйтти. Дегинидәк шәрқий түркистан үчүн көп хизмәт қилди. Уйғур һәйәтләр көрүшкили кәлсә сақлатмайла көрүшәтти. Тәләплирини аңлап һәл қилип берәтти. Униң қәлбидә шәрқий түркистанниң алаһидә орни бар иди.
www.uyghurnet.org Тор бетидә елан қилинған муһәммәтимин һәзрәт язған “сулайман дәмирәл вә шәрқий түркистан” мавзулуқ мақалисидә түркийәниң мәрһум җумһур рәиси сулайман дәмирәлниң шәрқий түркистанға болған сөйгүсиниң зор икәнликини, шәрқий түркистанниң мәрһум лидири әйса йүсүп алптекингә давамлиқ телефон қилип һал - әһвал сорап туридиғанлиқини баян қилған шундақла сулайман дәмирәл 1992 - йили 12 - айда шәрқий түркистан қурултейиға қатнашқили дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур вәкилләрни баш министирлиқ ишханисида қобул қилип, әйса йүсүп алптекин башчилиқидики һәйәттин истанбулда чақирилған қурултай тоғрисида, шундақла уйғурларниң вәзийити тоғрисида мәлумат игилигәнликини язған.
Сулайман дәмирәл қобул қилған һәйәтниң ичидә орун алған һамут гөктүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди:
Мәрһум әйса йүсүп алптекин хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан зулми тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин “шәрқий түркистанлиқлар игисиз қалди” дегинидә, сабиқ баш министир сулайман дәмирәл: “әйса әпәнди, тәшвишләнмә, түркийә җумһурийити дөлити бар, шәрқий түркистан дәваси игисиз әмәс” дегән, бу сөзни аңлиған уйғурлар чавак челип алқишлайду.
У, баш министирлиқ вәзиписини өтәватқан мәзгилдә, совет иттипақи йемирилип оттура ася түркий җумһурийәтлири мустәқил болди. У чағларда түркийә оттура ася түркий җумһурийәтлири вә дуняниң һәрқайси дөләтлиридики түркий милләтләрдин 10 миң оқуғучи әкилип оқутуш сияситини йолға қойған иди. У замандики түркийә баш министири сулайман дәмирәл 1992 - йили 12 - айда истанбулда чақирилған шәрқий түркистан қурултейиға қатнишиш үчүн кәлгән уйғур вәкилләрни ишханисида қобул қилған иди. Вәкилләрни қобул қилғанда мәрһум әйса йүсүп алптекин “башқа түркий милләтләргә охшаш, уйғур оқуғучиларниңму түркийәдә оқуши үчүн көпрәк сан бериш мумкин боларму” дегинидә баш министир сулайман дәмирәл “нәччә сан лазим” дәп сориған. Әйса әпәнди “мумкин болса 100 оқуғучи” дегинидә, дәмирәл : “әлвәттә мумкин” дәп җаваб бәргән. Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Сулайман дәмирәл 6 - айниң 19 - күни юрти испартаниң исламкөй йезисида дәпин қилинмақчи. Түркийәниң сабиқ рәис җумһури сулайман дәмирәл түркийәниң демократийәлишиши үчүн зор төһпә қошқанлиқи үчүн юртида демократийә музейи қурулди, әнқәрәдики өйиниму музие қилип, яшларниң пайдилинишиға сунмақчи.