Русийәлик татар паалийәтчилири: “биз хитайдики җаза лагерлириға қарши күрәшни йәниму давам қилимиз”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.01.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qazanda-lagergha-qarshi-namayish-01.jpg Қазанда елип берилған уйғур дияридики лагерларға қарши наразилиқ намайишидин бир көрүнүш. 2018-Йили 26-декабир. Қазан, татаристан.
Photo: RFA

Йеқинқи вақитларда уйғур елидики җаза лагерлириға қарши наразилиқ һәрикәтлириниң дуняниң һәр қайси дөләтлиридә барғансери күчийиватқанлиқи мәлум. Һәр хил шәкилләрдә елип бериливатқан бу хилдики наразилиқ билдүрүш һәрикәтлири русийәдиму йүз бәрмәктә.

15-Декабирда русийә пайтәхти москвада үч кишилик намайиш өткүзүлүп, униңға икки өзбек вә бир уйғур паалийәтчиси қатнашқан иди. Униң арқисидин 26-декабир күни русийә федератсийәси тәркибидики татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазан шәһиридә 12 кишилик наразилиқ намайиши елип берилған. Бу қазанда өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ намайиш болуп, 21-ноябирда ялғуз кишилик намайишқа чиққан яш паалийәтчи рафиқ кәримуллин хитайниң қазандики консулханиси алдида қолиға тахтай көтүрүп, наразилиқини билдүргән. 

Русийәдики бу бир қатар наразилиқ намайишлириниң қатнашқучилири хитайниң уйғур елидики уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ түркий милләтләрни аталмиш йиғивелиш лагерлириға қамап, уларға мәҗбурий йосунда меңә ююш тәрбийиси елип бериватқанлиқини әйиблигән. Бу һәқтә русийәниң “коммерсант”, “ислам хәвәрлири”, “реалнойе время”, “настояшейе время: азия” қатарлиқ ахбарат агентлиқлири вә телевизийә программилири хәвәр тарқатқан иди.

Биз қазан шәһиридики намайиш қатнашқучилирини телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ.

Қазандики пүтүн татар җәмийәтлири мәркизиниң рәиси фәрит закийеф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, бу намайишқа чиқиш сәвәбини мундақ дәп чүшәндүрди: “биз дуня җамаәтчиликини шинҗаңдики уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ хәлқләргә қарита йүргүзүлүватқан қирғинчилиқларға диққәт қилишқа чақирдуқ. Бу җәһәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайдики ‛тәрбийиләш‚ лагерлири мәсилисигә сус қаримақта. Әмәлийәттә бу лагерларни сталин дәвридики гулаг лагерлири вә гитлерниң йиғивелиш лагерлири билән селиштурушқа болиду. Мусулман дөләтләр болса хитай сияситиниң күчлүк тәсири астида буниңға қаршилиқ билдүрәлмәйватиду. Уйғурлар бизгә пәқәт тил җәһәттинла туғқан болуп қалмастин, бәлки бизниң қандаш қериндашлиримиздур. Шуниң үчүн уйғур, қазақ вә башқа түркий хәлқләр мушундақ пәйтләрдә бирлишишимиз керәк. Шуниң билән бир вақитта түркийә, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ түркий мәмликәтлири бу мәсилидә хитайға нисбәтән қаттиқ сиясәт тутуши лазим дәп ойлаймән.”

Фәрит закийеф йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәвпсизлик кеңишигә рәислик қилғучи мәмликәтләрни хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә қаратқан ассимилятсийә сияситини тохтитишқа чақирди. У хитайниң бастуруш сияситини әйибләш үчүн пакитларниң йетәрлик икәнликини, хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи вәкиллирини уйғур диярдики лагерларни тәкшүрүшкә рухсәт қилиши лазимлиқини илгири сүрди. Фәрит закийеф қазандики хитай консулханиси алдида 22-декабир күни өткүзүш бәлгиләнгән чоң көләмдики намайишниң бәзи сәвәбләр билән мушу йилниң январ ейиға қалдурулғанлиқини тәкитлиди. Униң ейтишичә, бу намайишқа татаристанда яшаватқан қазақ, уйғур қатарлиқ милләтләрму җәлп қилинип, һәрикәт йәнә давамлашмақчикән. 

21-Ноябирда қазандики хитай баш консулханиси алдида өткүзүлгән ялғуз кишилик намайиш қатнашқучиси, татар яшлириниң “азадлиқ” иттипақиниң әзаси рафик каримуллин зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “биз тордики йеңилиқлардин хитайда йүз бериватқан вәқәләр, йәни хитай һөкүмитиниң түркий-мусулман хәлқләргә нисбәтән йүргүзүватқан һәрикәтлирини билдуқ. Биринчи нөвәттә уйғурларниң әң қаттиқ азаб чекиватқанлиқи мәлум болмақта. Униңдин башқа бизниң у йәрдики татар, қазақ вә башқа қериндаш хәлқлиримизму мушундақ әһвалда икән. Хитайлар бизниң бу қериндашлиримизни лагерларға қамап, ислам динидин ваз кечишкә, хитай мәдәнийити вә қаидә-йосунлири бойичә яшашқа мәҗбурлимақта. Бу, әлвәттә, инсан һоқуқлириға зит келиду. Бу тоғра әмәс. Мениң ялғуз кишилик намайишқа чиққанлиқим һәққидики хәвәрниң торларда тез сүрәттә тарқалғанлиқи мени һәйран қалдурди. Мән бу намайишқа ялғуз чиққиним билән, мени қоллиған яшларму болди. Улар чәттә туруп, маңа яр-йөләк болди. Уларниң ичидә бир уйғур кишиму болди. У мениң билән сөзлишип, андин фейсбукта бу намайиш тоғрилиқ мәлумат бәрди. Иҗтимаий таратқуларда мени қоллиғучилар, маңа миннәтдарлиқ билдүргүчиләр көп болди.” 

Рафик каримуллин бу һәрикәтни тохтатмайдиғанлиқини, чүнки хитайниң мундақ сиясити билән келишишкә болмайдиғанлиқини билдүрди. У хитай һөкүмитиниң пүткүл хитайдики башқа милләтләрни хитай миллитиниң гәвдисигә қошуветиш сияситиниң әқилгә мувапиқ кәлмәйдиғанлиқини, шуниң үчүн мундақ сиясәткә қарши күрәшни давам қилиш зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Рафик каримуллин сөзиниң ахирида уйғурларға төвәндики тиләклирини ейтти: “өз динини сақлашни, өз миллитигә, хәлқигә, ана тилиға садиқ болушини, келәчәктә буниң барлиқини кейинки әвладларға қалдурушни тиләймән. Мушундақ болғандила хитай бизгә һеч нәрсә қилалмайду. Уйғурларниң хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида яшиғучи асаслиқ хәлқ икәнликини, уларниң саниниң нәччә он милйон икәнликидин хәвирим бар. Уларниң тили бизниң татар тилиға интайин йеқин. Илгири уларниң уйғур тилидики телевизийә қаналлири көп иди. Һәтта уларниң сани русийәдики татар қаналлиридин бир нәччә һәссә көп дегән мәлуматларму бар.” 

Игилишимизчә, өткән йилниң өктәбир ейида русийәниң муптилар кеңиши башлиқи равил ғәйнуддин қазақистан пайтәхти астана шәһиридә болуп өткән дуня вә әнәниви динлар рәһбәрлириниң 6-қурултийида сөз қилип, хитайдики лагерлар мәсилиси вә у йәрдә диний кәмситишләрниң мәвҗутлуқини инкар қилған иди. Татар миллитидин келип чиққан русийәниң баш муптисиниң бу билдүрүши оттура асиядики вәзийәттин хәвәрдар көзәткүчиләр арисида күчлүк ғулғула пәйда қилди. Лекин арилиқта бир аз вақит өткәндин кейин татаристан мусулманлириниң диний башқармиси рәиси камил самигуллин хитай даирилириниң мәмликәттә яшайдиған мусулманларға қарши бастуруш сияситини әйиблигән вә барлиқ мусулманларни хитайдики мусулман қериндашлири үчүн сәмимий дуа қилишқа чақирған иди. Камил самигуллинниң бу позитсийиси уйғурларни қаттиқ тәврәндүрди. Шу мунасивәт билән русийәдики “уйғурларниң миллий-мәдәнийәт бирләшмиси” намидин камил самигуллинға миннәтдарлиқ хети тапшурулған иди. Хәттә пүткүл дуня уйғурлири һәмдә лагерларда азаб чекиватқан милйонлиған кишиләр намидин уйғур хәлқи үчүн еғир бир пәйттә көрсәткән һәқ сөзигә миннәтдарлиқ изһар қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.