Мутәхәссисләр татарларниң уйғурлар билән болған достлуқи һәққидә тохталди
2016.03.16
Мәлумки, өткән әсирниң башлиридин тартип татарлар уйғур елида вә йәттисудики уйғурларниң һаятида, тарихида, мәдәнийитидә тигишлик рол ойниған. Бу һәқтә татар мәтбуатлирида мақалиләр елан қилинған. Асасән русийә вә қазақистанда яшаватқан татар зиялийлириниң уйғурлар тарихиға, мәдәнийитигә болған қизиқиши мушу вақитқичә давамлашмақта.
Радийомиз зияритини қобул қилған татар тарихчиси мунир ерзин уйғурларниң һаяти, турмуш - тирикчилики, өрп - адәтлири, миллий азадлиқ күриши һәққидә татар мәтбуатида көплигән әмгәкләрниң елан қилинғанлиқини һәмдә татар мухбирлириниң бу йөнилиштә көп издәнгәнликини оттуриға қойди. У, болупму атақлиқ татар зиялийси ношурван явушефниң 1913 - вә 1914 - йиллири “шора” журнили вә “вақит” гезитиниң мухбири сүпитидә уйғур елида болғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “у, алтишәһәрниң көплигән шәһәрлиридә болуп, уйғурларниң һаяти вә мунасивити һәққидә мәлуматларни йезип қалдурған. Н. явушефниң 450 бәт һәҗимдики мақалилири “шора” вә “вақит”та елан қилинған. Хитайниң йирақ шәрқидики шәһәрлиридики, японийәдики татар мәтбуатиму уйғурлар, шәрқий түркистан земини тоғрилиқ, 1930 - йилларда йүз бәргән вәқәләрни йорутушта хелә көп ишларни қилди. Хитайниң мудәнҗяң шәһиридә чиққан “йеңи миллий йол” дегән журнални нәшр қилған татарларниң атақлиқ рәһбири ғаяз исқақиниң башчилиқида 1930 - йиллардики шинҗаңда елип берилған миллий азадлиқ һәрикити тоғрилиқ нурғунлиған мақалиләр елан қилинди. Бу журналниң шу земинда мәхсус мухбирлири болған.”
М. Ерзинниң ейтишичә, 1935 - йили чиққан “миллий байрақ” намлиқ гезитигиму уйғурлар һәққидә көплигән материяллар бесилған болуп, бу мақалиләрдә йоқни бар дәп, ашуруп яки кәмситип ейтишларға йол қоюлмай, йүз бәргән вәқәләрни әйнән көрситиш баш мәқсәт қилип қоюлған. М. Ерзин бу мәтбуатта уйғур елида елип берилған хоҗанияз рәһбәрликидики азадлиқ һәрикити, шундақла шиң шисәйниң совет иттипақиға яндишип һакимийәт бешиға кәлгәнлики һәққидә мақалиләр орун алғанлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “өктәбир инқилабидин бурунқи татаристанда, русийәдә чиққан татар журнал вә гезитлирида көп мәлуматларни тепишқа болиду. “йеңи миллий йол” вә “миллий байрақ” журнили вә гезити чәтәлләргә кәткән татар муһаҗирлириниң мәтбуати. Татар хәлқи өзиниң һаяти, келәчики, тәқдири тоғрилиқ қанчилик ойланған, көйүнгән болса, улар қериндаш уйғур хәлқиниң һаяти, тәқдири тоғрилиқму көйүмчанлиқ билән, ғәмхорлуқ билән қериндашлиқ борчини ада қилип кәлди, дәп ейтишқа һәққимиз бар.”
Татарлар түркий хәлқләрниң, шу җүмлидин, уйғурларниң миллий идийиси вә миллий һәрикитиниң раваҗлинишида. Муәййән рол ойнап кәлгән. Тонулған тарихчи, сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң баш илмий хадими абләһәт камалофниң тәкитлишичә, татарлар русийә вә чин империйисидики түркий хәлқләрдин бурун өзлириниң гезит вә журналлирини раваҗландурған. Әнә шу гезит вә журналлар арқилиқ йеңи идийиләр, шу җүмлидин миллий идийәму тарқитилған болуп, уларни пәқәт татарларла әмәс, бәлки башқиму түркий хәлқләрниң зиялий вәкиллири қизиқип оқуған. А. Камалоф мәзкур татар мәтбуатиниң болупму йәттису уйғурлири арисида кәң даиридә тонулғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “мәлумки, уйғур язғучиси вә тарихчиси, җәмийәт әрбаби нәзәрғоҗа абдусемәтоф өзиниң дәсләпки әмгәклирини “вақит” гезитида, “шора” журнилида елан қилған. Шундақла уйғур вә татар хәлқлири оттурисидики достлуқ, мәсилән, татар язғучиси абдулһезиз мунасипофниң 1918 - йили нәшр қилинған “таранчи қизи яки халимниң биринчи муһәббити” намлиқ романида күйләнгән. Бу романда уйғур қизи җинәстә билән татар йигити халимниң паҗиәлик муһәббити тәсвирлиниду. Татарлар русийә империйисидики түркий хәлқләрниң тәрәққийпәрвәр идийилирини, шу җүмлидин җәдидизмни таратқучилардин болди. Уларниң тәсири пәқәт маарип вә мәтбәәдила әмәс, бәлки диний һаяттиму ярқин көрүнди. Татар роһанийлириниң қаттиқ тәсири асасән йәттису вә или вилайитидә байқалди. Мәсилән, ғулҗиниң мутивәлли хәлпәт охшаш ислам әрбаблири йәттисуниң татар диний әрбаблириниң шагиртлири болған. Ғулҗиниң йеңи услубтики мәктәплириниң дәсләпки муәллимлири әнә шу яркәнд вә оренбургтики татар мәдрисилиридә тәйярланған иди. Буниңдин ташқири, или вилайитиниң татарлири уйғур мәдәнийитиниң раваҗлинишидиму рол ойниди. Болупму татарларниң өткән әсирниң 40 - йиллири шәрқий түркистандики уйғур вә башқиму түркий хәлқләрниң миллий азадлиқ һәрикитигә зор төһпә қошқанлиқи мәлумдур. Фатих батур, ака - ука юничийефлар, мәрғуп исқақоф қатарлиқ татар әрбаблири пәқәт татарларниңла әмәс, уйғурларниңму қәһриманлири болуп һесаблиниду.”
А. Камалоф уйғуршунас сүпитидә татар алимлириниң уйғур тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилиштики ролиға чоң баһа беридиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “бу йәрдә алди билән 19 - әсирдә қазан университетиниң түркийшунаслиқ илиминиң муһим бир мәркизи болғанлиқини ейтиш керәк. Мәсилән, сергей малоф вә николай катаноф охшаш көплигән мәшһур русийәлик уйғуршунас алимларниң паалийити мана мушу мәркәз билән зич бағлинишлиқ. Совет дәвридә, болупму 1920 - вә 1930 - йиллиридики уйғур мәдәнийити вә маарипиниң раваҗлинишида татар әдәбиятчилириниң зор гурупписи актип рол ойниди. Уйғуршунаслиқ илимидиму көплигән татар алимлириниң исимлири көпчиликкә яхши тонуш. Шулар ичидин әмир нәҗиб чоң һәҗимлик уйғур - рус луғитиниң түзгүчисидур. Түркшунас алим әдһәм тенишеф болса, шәрқий түркистанни зиярәт қилип, уйғур тили бойичә көп мақалиләрни язған. Түркийәгә келип орунлашқан қәдимий уйғур текистлири тәтқиқатчиси рәшид аратниң манҗурийәниң татар җамаәсидин болғанлиқини көпчилик билмәйду. Һазир санкт - петербург шәһиридә яшаватқан татар алимәси лилия тугушева русийәниң қәдимий уйғур йезиқи вә язма ядикарлиқлири бойичә әң чоң мутәхәссиси болуп һесаблиниду.”
У шундақла көп йиллар мабәйнидә қазақистан пәнләр академийиси йенидики уйғуршунаслиқ бөлүми, андин уйғуршунаслиқ институтида паалийәт елип барған пешқәдәм тарихчи мунир ерзин әмгәклириниң қазақистан уйғуршунаслиқида алаһидә орун игиләйдиғанлиқини, алимниң мушу вақитқичә қолидин қәлимини ташлимай келиватқанлиқини билдүрди.