Тайландтики мусапир уйғурларниң җиддий ярдәмгә моһтаҗлиқи мәлум

Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2014.11.14
tayland-uyghur-musapir.jpg Тайландики уйғур мусапирлар туруватқан лагердин көрүнүш. 2014-Йили июн.
gokbayrak.com


Тайландтики бир мусапирлар лагеридин қечип мөкүнүп йүрүватқан бирәйләнниң билдүрүшичә, улар лагердики ачарчилиқ, начар турмуш шараити вә кесәллик сәвәбидин лагерни тәрк етишкә мәҗбур болған.

Униң ейтишичә, лагердин қачқанларниң көпинчиси аяллар вә кичик балилар болуп, улар җаңгалларда ач - зерин қелишқа рази болсиму, хитайниң қолиға терик чүшүп қелишини халимиғанлиқи үчүн хәтәргә тәвәккүл қилған.

Нөвәттә лагердин қачқан кишиләрниң сани 100 гә йетидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.