Д у қ тайланд даирилирини очуқ-ашкара болушқа, партлашқа аит дәлилләрни толуқ елан қилишқа чақирди
2015.09.02

Тайланд һөкүмити камбоджа чеграсида қолға елинған гумандарниң бармақ изи, сақчилар баңкоктики бир бина өйдин байқиған бомба материяллиридики бармақ изи билән охшаш икәнликини елан қилди.
Сақчи тәрәп гумандарниң гунаһсиз икәнликидә чиң турғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ униң 17-авғуст партлаш вәқәси йүз бәргәндә өзиниң партлаш болған җайниң әтрапида икәнликини етирап қилғанлиқини билдүрүп, униң партлаш вәқәсиниң асаслиқ гумандари икәнликини тәкитлигән.
Тайланд сақчи башлиқи чактип чайҗинда чаршәнбә күни мухбирларға камбоджа чеграсида қолға елинған кишиниң “шинҗаңлиқ” икәнликини билдүргән. Бу тайланд даирилириниң тунҗи қетим партлаш вәқәсини “шинҗаңлиқ” гумандарға бағлишидур.
Тайланд һөкүмити илгири партлаш вәқәсигә алақидар һәр хил еһтималлиқни чәткә қақмайдиғанлиқини билдүргән.
Лекин д у қ гумандарларға алақидар нурғун зиддийәтлик нуқтиларниң барлиқини билдүрүп, тайланд даирилирини очуқ-ашкара болушқа, партлашқа аит барлиқ дәлилләрни толуқ елан қилишқа чақирди.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит мундақ деди: тайланд һөкүмитиниң бу мәсилини тәпсилий, дәлил-испат билән очуқ билдүргән болса дәймән. Ахбаратниң пәрәз билән охшимиған учурларни тарқитиш арқилиқ қалаймиқан пәрәзләрниң келип чиқишиға йол қоюлмаслиқ керәк, дәп қараймән. Һазир гумандарларниң кимлики һәққидә һәр хил пәрәз бар. Бу мәсилидә тайланд һөкүмити бу вәқәгә четишлиқ инсанларниң кимликини һәқиқий тәкшүрүш арқилиқ очуқ елан қилиши керәк. Әлвәттә, партлаш ечинишлиқ вәқә. Лекин бу партлаш вәқәсиниң немә сәвәбтин келип чиққанлиқи, буниң арқа көрүнүши һәққидә толуқ мәлуматларға биз игә болмидуқ. Тайланд һөкүмити бу мәсилиләрни охшимиған пәрәзләр билән чүшәндүрүп келиватиду.
Сақчилар сәйшәнбә күни камбоджаға өтүшкә урунған бир кишини қолға алған. У кишиниң қешидин хитай паспорти, хитай паспортида туғулған орни “шинҗаң”, исми “мирәли йүсүп” дәп йезилған. Униңда йәнә, паспортниң 2013- йили тарқитилғанлиқи вә 2023- йилға қәдәр инавәтлик икәнлики қәйт қилинған иди.
Тайланд тәрәп у тутқунни ачқучлуқ гумандар, дәп елан қилған болсиму, бирақ у паспортниң сахта яки чинлиқи, униң қолға елинған у уйғурға аит яки әмәсликини муәййәнләштүрмиди.
Чаршәнбә күни, тайланд баш сақчи идарисиниң баянатчиси правот таворнсири мухбирларға бәргән баянатида, у кишиниң бармақ изи баңкокниң ноң чок районидики өйни ахтурғанда тепилған бомба материяли қачилақлиқ ботулкида байқалғанлиқини тәкитләп, “у киши бомба материяллириға четишлиқ, дәп ейталаймиз” дегән.
Бирақ ноң чөктики өйдин тепилған бомба материяллириниң 17-авғуст партлаш вәқәси билән қандақ мунасивити барлиқи бир соал. Тайланд һөкүмити һазирға қәдәр бу соалға толуқ чүшәнчә бәрмигән.
Лекин бәзи мутәхәссисләр, партлашниң хәлқара террорлуқ алақиси барлиқи гуманлиқ, дәп көрсәтти.
Түркийә истратегийилик чүшәнчиләр мәркизиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, партлаш уруқ-туғқанлири хитайға қайтуруп берилгән бәзи муһаҗирларниң өч елиш һәрикити болуши еһтимал, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Әркин әкрәм мундақ деди: тайланд һөкүмити нурғун уйғурни хитайға тапшуруп бәргәндин кейин, улар арисида бәлким буларниң уруқ-туғқан, әл-ағиниси барду. Өз вақтида маву истанбулда тайланд консулханисини уруп чаққан болди. Ашу балиларниң арисида уларниң уруқ-туғқанлири бартикән. Мундақ дегәндә бу шәхси бир һессият билән хитайға наразилиқ болсун, дегән бир нийәт билән қилған болуши мумкин.
Әмма тайланд һөкүмити бу вәқәни бир тәшкилат биргә қилған, бәлки бир уйғур яки түрк қилған болса, буниң арқисида бир тәшкилат болуши мумкин дәйду. Йәни мушу ислами тәшкилатлар тәшкил қилған бир һәрикәт, дәп гуман қилип кәлгән.
Лекин әркин әкрәм йәнә, бу хил вәқәләр узун мәзгилдә уйғур һәрикитигә зиянлиқ тәсир көрситидиғанлиқини агаһландурди.
Әркин әкрәм мундақ деди: әмма бу бәлки хитайни өлтүрүвалдим, тайланд дөлитиниң һөкүмитигә өзүмни көрситип қойдум, тайландниң иқтисади вә саяһәтчиликигә зәрбә бәрдим, дәп өзи хушал болған билән һазир тактика җәһәттә, истратегийә җәһәттә уйғур давасиға зиян болди. Чүнки буниңдин кейин тайланд һөкүмити көргән уйғурни қайтуруветиду әмди. Шуниңға охшаш бурунму вийетнамға қечип кәлгән балилар бар иди. Бу балиларни хитайға қайтуруп беридиған вақитта улар сақчилар билән етишип қелип, у йәрдә нурғун уйғурни өлтүрүвәтти. Һазир вийетнам һечбир уйғурни киргүзмәйли, дәватиду. Һазир йәнә лаос, тайланд, вийетнам булар һәммиси биргә уйғурларни тосайдиғанни қиливатиду. Бу, қечип чиқидиған уйғурлар сиғинидиған яки беқинидиған бир йәр йоқалди, дегән гәп.
Әркин әкрәм бу вәқә йәнә, түркийәниң шәрқий-җәнубий асияға қечип чиққан уйғур мусапирлириға дәрһал игә болушини қийинлаштуруп қойғанлиқини билдүрди.
Әркин әкрәм: түркийә һөкүмити бурун бу шәрқий-җәнубий асиядики уйғурларни биз алайли, дегән болса, буниңдин кейин тохтап турә, дәйдиған бир нуқтиға келиши мумкин. Бурун вәдә берип қойғанлар болса уларни елип келиши мумкин. Әмма буниңдин кейин мундақ очуқ-ашкара уйғурларни алайли, кәлсун, дейиши бир аз қийиндәк қилиду.
Тайланд һөкүмити сәйшәнбә күни камбоджа чеграсида қолға елинған у кишидин бурун түрк паспортлуқ йәнә бир кишини қолға алған. Даириләр, паспортида исми “адәм қарадағ (қаратағ)” дәп йезилған у кишиниң паспорти сахта икәнликини, униң йенидин йәнә нурғун сахта түрк паспорти тепилғанлиқини билдүргән иди.
Даириләр йәнә, партлаш вәқәсигә четишлиқ, дәп қаралған бир тайландлиқ мусулман аял билән униң түркийәлик ери -әмраһ давутоғлуни тутуш буйруқи чиқарған.
Сақчилар, бомба материяли тепилған баңкок шәһириниң нак чок районидики бина өй әр-аял әмраһ давутоғлу вә ван суансәнниң намида иҗарә елинғанлиқини илгири сүргән.
Лекин һазир түркийәниң қәйсири шәһиридә яшаватқан ван суансән чәтәл ахбаратиға бәргән баянатида, өзлириниң 3 айдин бери түркийәдә яшаватқанлиқини билдүрүп, партлаш вәқәси билән һәрқандақ алақиси барлиқини рәт қилған. У: гези кәлсә қайтип берип, өзүмниң гунаһсиз икәнликини испатлаймән, дегән.