Анализчилар: тайландниң баңкок вәқәсини адәм қачақчилириға артиши қайил қиларлиқ әмәс

Мухбиримиз әркин
2015.09.17
tayland-partlash-eniqlash.jpg Тайланд сақчи баянатчиси правут таворнсири тайландтики партлаш вәқәси тоғрисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2015-Йили 1-сентәбир, баңкок.
AFP

Тайланд һөкүмити һазирға қәдәр баңкок партлаш вәқәсигә четишлиқ 13 гумандарға тутуш буйруқи чиқарди. Уларниң бири пакистанлиқ, бири тайландлиқ аял, әмма қалған 11 нәпири хитай яки түрк паспортлуқ кишиләр болсиму, бирақ у партлашниң уйғурларға четишлиқ икәнликини изчил рәт қилип кәлди.

Тайланд баш сақчи идарисиниң башлиқи сомйот пумпанмоң сәйшәнбә күни 17‏-авғуст партлаш вәқәсини адәм қачақчилириниң өч елиш һәрикити, дәп чүшәндүргән. Униң көрситишичә, партлашни уйғурларни йөткәйдиған бир қачақчилиқ тори елип барған.

Бирақ тайланд даирилириниң чүшәндүрүши хәлқара ахбарат, тайланд мәтбуати, уйғур вә чәтәл көзәткүчилирини қайил қилалмиди. Канадалиқ мустәқил паалийәтчи вә вәзийәт анализчиси мәмәт тохти әпәнди, “тайланд даирилириниң чүшәндүрүши реаллиққа уйғун кәлмәйду” деди.

Мәмәт тохти мундақ деди: “тайланд әһвалниң әсли маһийитини йошуруш яки униңға йопуқ япқандәк қилиду. Әсли тайланд һөкүмити буни билсә керәк. Өзлириниң қанунға хилаплиқ қилип, уйғурларни хитайға қайтуруп бәргинигә кишилик һоқуқ тәшкилатлирила әмәс, нурғун дөләтләр наразилиқ билдүргән.

Бу униң, өзи имза қойған хәлқара тохтамнамиларға хилап иди. Шундақ болғачқа өзлириниң гунаһи кәлтүрүп чиқарған һәрикәт икәнликини етирап қилип, өзлирини қийин әһвалға чүшүрүп қоймаслиқ үчүн қачақчилиқ дегән нәрсигә есилди. Бу арқилиқ у ишиниң әсли маһийитини йошуруватиду, десәк болиду.”

Чәтәл анализчилириниң илгири сүрүшичә, хитай 17‏-авғуст партлаш вәқәсини уйғурларға чатмаслиқ һәққидә тайланд даирилиригә қаттиқ бесим ишләткән.

Хоңкоң пән-техника университетиниң профессор барий саутман фирансийә агентлиқиға бәргән баянида, тайландниң истәксиз позитсийиси “хитайниң бу мәсилигә аллибурун арилашқанлиқини көрситиду” дегән.

Фирансийә агентлиқиниң хәвиридә йәнә, хитай өзиниң ички сиясити сәвәблик җуңголуқ саяһәтчиләр радикал исламчиларниң һуҗум нишаниға айланди, дегән пикирниң оттуриға чиқишиға кәскин қарши туруп келиватқанлиқини илгири сүргән.

Мәмәт тохти әпәнди, хитайниң чегра ичидики қаршилиқ һәрикәтлирини қара-қоюқ террорлуққа бағлап кәлгәнликини әскәртип, бирақ “униң баңкоктики партлашни уйғурларға бағлашқа райи бармаслиқидики сәвәб, у, уйғур қаршилиқ һәрикитиниң бунчилик илғар сәвийигә чиққанлиқини етирап қилишни халимайду” деди.

Мәмәт тохти: “әмди тайланд һөкүмити бу баянатни бәргәндә бәлким чоқум хитайниң бесимиға учриди. Лекин хитайниң бу бесимни қелишида ‏) у ( уйғурларниң қаршилиқ һәрикитиниң мунчивала сәвийигә чиқип кетишини, хәлқараниң нәзиридә унчивала чоңийип кетишини әлвәттә халимайду. Иккинчи нуқтидин, хитайниң тайландқа бесим қилишида, бу вәқә имкан бар уйғур мәсилисини, хәлқарада юқири сәвийәдә күнтәртипкә кәлгән мәсилә қилип көрситишкә рол ойнимисун, дәп, хитай буни төвән көрситиш нуқтисидинму шундақ қилған болуши мумкин.”

Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, әгәр хитай өзиниң уйғур сияситини өзгәртмисә, уйғур қаршилиқ һәрикити һаман бир күни хитайға тақабил турушниң илғар васитилирини тапидиғанлиқи, униң һуҗуми хитай чеграси ичидә пичақ‏, тоқмақлар билән чәклинип қалмайдиғанлиқини агаһландуруп кәлгән.

Бәзи анализчилар, уйғур қаршилиқ һәрикитиниң чегра һалқип илғар террорлуқ васитилири билән чәтәлдики хитай саяһәтчилирини, хитай иқтисади әслиһәлирини нишанға елиши вақит мәсилиси, дәп көрсәткән.

Америка худсон институтиниң тәтқиқатчиси, доктор хән лйәнчав әпәндиниң әскәртишичә, баңкоктики партлашни уйғур террорлуқ һәрикити, дәп хуласә чиқиришқа балдурлуқ қилсиму, бирақ җуңгониң мөтидил пикирлик уйғурларни қара-қоюқ бастуруши, уйғурларни зораванлиқ васитилиригә баш урушқа мәҗбурлайдиғанлиқи тәбиий әһвал иди.

Хән луйәнчав: “мениңчә, илһам тохтиниң әһвали әң типик мисал. Әсли улар илһамға охшаш ундақ зиялийни интайин қәдирлиши керәк иди. Улар мөтидил зиялийлар арқилиқ хәнзулар билән уйғурлар оттурисидики яришишни алға сүрәләйтти. Болмиса у, техиму көп кишини тағ-тураға чиқишқа мәҗбурлап, уларни техиму радикал қаршилиқ йолиға елип бариду. Бу хил йол қанчилик маңғансери адәмләр шунчилик радикаллишиду. Шуниң билән сән уларни техиму қаттиқ бастурисән, сән техиму қаттиқ бастурғансери у техиму кәскин радикаллишиду. Нәтиҗидә, улар хәлқара террорлуқ билән мунасивәт қурувалса, у кишиләрниң мәйли җуңго компартийәсиниң мал-мүлкигә болсун, мәйли хәнзуларға болсун, еғир бузғунчилиқ елип келиду. Буниң һечкимгә пайдиси йоқ. Шуңа (җуңгониң) қилғини интайин хәтәрлик һәрикәт.”

Доктор хән лйәнчав йәнә, җуңго һөкүмити вә хәнзулар билән уйғурлар оттурисидики тоқунушта һазирқи уйғур кадирлириниң интайин сәлбий рол ойнаватқанлиқини билдүрди.

Униң көрситишичә, бурун уйғур кадирлар һеч болмиса, уйғур җәмийитидики наразилиқни җуңго мәркизи һөкүмитигә йәткүзүп туратти. Бирақ һазирқи кадирлар һечқандақ пикри йоқ кишиләр. Хән лйәнчав, “улар тамамән компартийә мәнпәәтиниң баянатчилириға айланди. Әмәлийәттә улар уйғурлар билән хәнзулар оттурисидики зиддийәтни зорайтиватиду” дәйду.

Хән лйәнчавниң қаришичә, миллий зиддийәтни юмшитишниң чариси бу кадирларни елип ташлап, кәнт, йеза вә наһийәләрдә әркин сайлап елип бериш, һоқуққа уйғурларға һәқиқий вәкиллик қилидиған затларни қоюштур.

Хән лйәнчав: “җуңго компартийәси түзүлмә җәһәттә бәзи өзгәртишләрни елип бериши керәк. Буни қандақ өзгәртиш керәк? буниң чариси һәқиқий йәрлик аптономийини йолға қоюштур. Йәрлик аптономийини қандақ ишқа ашурғили болиду? буни кәнт дәриҗилик, йеза дәриҗилик вә һәтта наһийә дәриҗилик сайлам арқилиқ әмәлгә ашурғили болиду. Сайлам арқилиқ хәлқниң шу йәрлик инавити бар уйғур затларни сайлап чиқип, һоқуқни шуларға тапшуруш, шулар арқилиқ шу җайдики мәсилиләрни һәл қилиш лазим” дәп көрсәтти.

Тайланд даирилириниң партлашни қачақчиларға артиши йәнә, тайланд ахбаратиниң тәнқидигә учриған. Тайланд “милләт”гезити бүгүн елан қилған бир мақалидә, тайланд сақчилириниң адәм қачақчилириға мәркәзлишип қелиши уларниң көзини тосувалди, дегән.

Мақалидә илгири сүрүшичә, тайланд бу делода хитайниң қорчиқиға айлинип қелиш хәвпигә тәвәккүл қилған. Мақалидә, тайланд даирилириниң бу делода пәқәт қачақчилиқ мәсилисигә мәркәзлишип қелип, шинҗаңда уйғур кишилик һоқуқиниң еғир бузғунчилиққа учраватқанлиқидәк реаллиққа сәл қариғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.