Баңкок бомба һуҗумиға алақидар пәрқлиқ көз қарашлар: буни зади уйғурлар қилдиму? (1)
2015.09.30

17-Авғуст тайландниң ераван ибадәтханиси бомба һуҗумиға учрап 20 адәм қаза қилди. Тайланд сақчи даирилири һуҗумниң уйғурларға алақидарлиқини илгири сүргән болсиму, бу һәқтә пикир йүгүргүчиләр уйғурларниң мәзкур бомба вәқәси билән мунасивәтсиз болуши мумкинликини, уларниң тайланд ичидики сиясий риқабәтниң қурбаниға айландурулғанлиқини билдүрүшмәктә.
Бу пикрини қоллиғучиларниң бири, нөвәттә баңкокта яшаватқан журналист шан крспин. У алдинқи күни радиойимизниң зияритини қобул қилип юқириқи қарашларни қайта тәкитлиди. Баңкок бомба һуҗумидин кейин, тай сақчилири адам карадағ вә мирәли йүсүп исимлик икки гумандарни қолға елип, башқа бир нәччиси үстидин тутуш буйруқи чиқарғанлиқини елан қилған.
Улар йәнә мәзкур һуҗумда адәм әткәсчилики гуруһиниң өч елиш һәрикити, террорлуқ һуҗуми қатарлиқ нурғун еһтималлиқларниң барлиқини тилған алған болсиму, әмма униңдики һуҗумчиларниң уйғур вә түрк болуш мумкинчиликиниму чәткә қақмайдиғанлиқини оттуриға қойған.
Һалбуки, дипломат гезитиниң тайландта турушлуқ мәхсус сәһипә язғучиси шан крспин 4-сентәбир дипломат гезитидә тайланд ераван ибадәтханиси бомба һуҗум һәққидә бир мулаһизә елан қилип, мәзкур һуҗумниң арқисидики күчниң даириләр илгири сүрүшкә тиришиватқан уйғурлар икәнликигә гуман билән қарайдиғанлиқини, бу һуҗумни пиланлиғучиларниң сиртқи күчләр болмастин, бәлки тайланд ичидики риқабәтчи гуруһлар болуши мумкинликини оттуриға қойған.
Шан крспинниң мулаһизисигә қариғанда, тай сақчи даирилири һуҗумға алақидар чәтәллик гумандарларни қолға елип делода бөсүш һасил қилғанлиқини тәнтәнә қиливатқан мәзгилдә, дөләтлик истихбарат вә разведка органлири һуҗумниң дөләт ичидики ролчилирини тепишқа диққитини ағдурған.
Шан крспин зияритимизни қобул қилип нөвәттики дело вәзийитиниң бир нәччә һәптә аввалқи билән көп пәрқләнмәйдиғанлиқини, әмәлийәттә һечқандақ өзгириш йоқ дейишкә болидиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: мәнчә делониң тәрәққияти мән бир нәччә һәптә илгири бу мулаһизә мақалисини елан қилғандики вақит билән пәрқсиз. Чүнки һазирғичә, бу бомба һуҗуминиң арқисида ким барлиқи вә һуҗумниң сәвәби ениқ шәрһләнмиди. Улар пәқәт қаримаққа әң мувапиқтәк көрүнидиған бир нәччә гумандарни тәвсийә қилалиди халас.
Мақалидә тайландтики өзини мәхпий тутқан чәтәл әлчилири, юқири дәриҗилик һөкүмәт мәслиһәтчилири, сабиқ юқири дәриҗилик һөкүмәт әрбаблири вә мустәқил разведчикларниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, уларниң һәммиси интайин мурәккәп пиланланған бу партлитиш вәқәсидә рол алғучиларниң тайланд ичидики муштумзор бихәтәрлик күчлири болуши мумкинликини көрситишкән. Уларниң ейтишичә, бу вәқәниң әсли маһийити қатламму -қатлам тенивелиш мумкинчилики, һөкүмәтниң қалаймиқанлаштуруши вә чолта сақчи тәкшүрүши астиға йошурунған.
Аптор мақалисидә юқирида оттуриға қоюлған нуқтиинәзәрни йорутушқа тиришқан һәмдә вәқәгә алақидарлиқи илгири сүрүлгән икки гумандарниң қолға елиниши вә шуниңға әгишип мәйданға келишкә башлиған гуманларни баян қилған. У бу һәқтә тохтилип, бу бомба һуҗумини хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситидин вә яки тайланд даирилириниң уйғур мусапирларни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргәнликидин өч елиш һәрикити дәп қарашқа болмайдиғанлиқини ейтти.
У мундақ деди: илгири сүрүлүватқан қарашларда, 20 адәмниң җенини алған бу бомба хитай саяһәтчиләрни олтуруш үчүн қоюлған дейиш бәкрәк гәвдиләндүрүлүватиду. Мән сөзләшкән дипломатларму буниң пут тәрәп туралмайдиғанлиқини билдүрүшти. Бу һуҗумда өлгәнләрниң арисида йәнә 5 малайшиялиқму бар, һечким буларниң гепини қилишмиди. Униң үстигә, әтиси тосуп қелинған иккинчи бомба байқалған җайда һеч хитай пуқраси йоқ иди.
Буни йәнә уйғур мусапирларни әткәс қилиш гуруһини битчит қилиштин елинған өч дәп шәрһлиниватқан асасий пикир еқимиму мени қаймуқтуруп қойди. Чүнки буни дәлилләйдиған испатлар һазирчә толуқ әмәс.
Баңкок бомба һуҗумиға алақидарлиқи илгири сүрүлгән адәм карадаг исимлик бир гумандар 29-авғуст баңкокниң ноң чок районидики бир бина өйдин қолға елинған. Сақчилар әйни чағда у туруватқан өйдин көплигән бомба ясаш материяллирини қолға чүшүргәнликини билдүргән иди.
Һалбуки шан крспинниң көрситишичә, бомба ясаш үскүнилириниң у өйдә туюқсиз пәйда болуп қелиши гуманлиқ.
У мундақ деди: әгәр адам карадагниң адвокати арқилиқ билдүргәнлиригә диққәт қилсиңиз, бомба партлиғанда униң малайшияға хизмәт издәп барғанлиқини билисиз. У өйдә олтуруватқанда қолға елинғанлиқини, сақчилар өйгә бесип кириштин илгири өйдә йоқ болған туруба, шар қазанлири, вә бомба бәлгилириниң сақчилар бастуруп киргәндин кейинла сирлиқ һалда өйдә пәйда болуп қалғанлиқини ейтти.
Униң билдүрүшичә йәнә, адәм карадаг тутулғанда у өйдин тепилғанлиқи билдүрүлгән өзини қошуп партлитиш җилиткисиниң сүрити һечқандақ чүшәнчә берәлмәйла тор вә башқа нәшр буюмлиридин елип ташланғанлиқи, даириләрниң вәқәниң маһийитини йошурушқа урунуватқан болуши мумкинликини көрситидикән.
У мундақ деди: бу шуни рошән көрситидуки, бу йәрдә сақчиларға мунасивәтлик гуманлиқ һәрикәтләр бар. Башта улар адәм бомба җилиткисини көрсәтти, кейин уни бесип киргәндә йоқ иди, дәп еливәтти. Бәлким адәм карадаг баянатида ейтқандәк, һелиқи бомба ясаш материяллириму илгири у өйдә болмиса керәк.
Ундақта, бу бомба һуҗуминиң арқисида ким болуши мумкин? даириләр немә үчүн бу һуҗумни уйғурларға чатти? һуҗумға четилип, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған ванна суансан немиләрни дәйду? буниң давами келәр қетимлиқ программимизда болиду.