Баңкок бомба һуҗумиға алақидар пәрқлиқ көз қарашлар: буни зади уйғурлар қилдиму? (2)

Мухбиримиз җүмә
2015.10.02
tayland-partlash-eniqlash-muxbir.jpg Тайланд сақчи баянатчиси правут таворнсири тайландтики партлаш вәқәси тоғрисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2015-Йили 1-сентәбир, баңкок.
AFP

Баңкокта йүз бәргән 17-авғуст бомба вәқәсигә мана бүгүн бир йерим ай болай деди. Гәрчә тайланд даирилири 28-сентәбир баянат берип делониң паш болғанлиқини җакарлиған болсиму, улар һазирғичә һуҗум һәққидә елан қилип келиватқан тәкшүрүш нәтиҗилири адәмни қаймуқтуруштин халий болалмиди.

Сақчи баянатлиридики мүҗмәллик һуҗум йүз берип әтисидин башлап та бүгүнгичә давам қилип кәлди. Буларни һазирғичә мәтбуатларда берилип кәлгән баянатларға чесла тәртипи бойичә қарап чиққандила бир қәдәр рошән көрүвелиш мумкин.

Һуҗум һәққидики сақчи баянатлири мүҗмәлликтин халий болалмиди

Тайланд дөләтлик сақчи идариси башлиқи сомйот пумпанмуаң 19-авғусттики баянатида “бу һуҗумға алақидар амиллар ичидә тайландниң ички сиясийси вә йеқинда тайландтин хитайға қайтурулған уйғурлар тоқунушиниму чәткә қақмаймиз” дегән.

Тайланд сақчилири 29-авғуст, 2-сентәбир адам карадаг вә мирәли йүсүп исимлик икки гумандарни арқа-арқидин қолға чүшүргәнликини җакарлиған.

Даириләр бу иккийләнниң кимликини дәсләптә ашкарилимиған болсиму, әмма буларниң ичидики бириниң қолида “шинҗаңдин тарқитилған хитай паспорти бар” лиқини билдүрүп, һуҗумниң бу йил уюлда хитайға мәҗбурий қайтурулған 109 уйғур мусапир билән алақиси барлиқи һәққидики муназириләрниң тайланд вә бир қисим ғәрб мәтбуатлирида таза қайнишиға сәвәб болған.

Америкидин чиқидиған “дәвәр журнили” да нәқил қилишичә, тай һөкүмәт хадимлири 9-сентәбирдики баянатида баңкок һуҗумидики баш пиланлиғучиниң қолидиму хитай паспорти бар киши икәнлики, униң 16-авғуст тайландтин қечип кәткәнликини билдүргән.

“ишан” нәгә кәтти?

Хәвәрдә йәнә гумандар мирәли йүсүпниң җинайәт гуруһи башлиқиниң “ишан” исимлик бири икәнликини иқрар қилғанлиқи көрситилгән.

Бенгал сақчилири11-сентәбирдики баянатида 17-авғуст баңкок һуҗумидики баш пиланлиғучи “ишан” йәни абдусаттар абдурахманниң 16-авғуст бенгалға келип 30-авғуст бейҗиңға қарап учқан бир йолучилар айропиланида хитайға кирип кәткәнликини билдүргән.

Һалбуки, тайланд сақчилири 14-сентәбир бу һәқтә баянат берип, баш гумандар абдурахман абдусаттарниң хитайға әмәс түркийәгә қечип кәткәнликини ейтқан.

Сақчи баянатчиси правут таворнсири “ишан” ниң бенгалдин айрилғандин кейин 30-авғуст деһли шәһиригә келип, абудаби шәһири арқилиқ түркийәгә кәткәнликини ейтқан.

Лекин түркийә яки хитай даирилири бу һәқтә бир ениқлима бәрмигән. Шуниң билән тайланд баш сақи идариси башлиқи илгири оттуриға қойған тайланд ички сиясийси елементи һуҗумға сәвәб болған амиллар қатаридин үнүмлүк чиқирип ташланған.

“гумандар” лар сақчиға тонушму?

Тайланд даирилири 9-сентәбир гумандар мирәли йүсүпни сериқ мая кәйгүзүп, тайланд кочилирида сазайи қилдуруп, уни бомбини башқа гумандарларға йәткүзүп бәргән җәрянни әсләшкә салған.

Әйни чағда елан қилинған бу һәқтики сүрәтләрдә мирәли йүсүпниң тай сақчилири билән худди кона тонушлардәк раһәт параңлишип турғанлиқи, һәтта чақчақлишип күлүшкәнлики ашкара болғандин кейин бу хәлқара мәтбуатларниң диққитидин қечип қутулмиған, һәтта бәзи мәтбуатлар буниңдин әҗәблинидиғанлиқини баян қилишқан.

Бу һәқтә өз гуманини оттуриға қойған “дипломат” гезитиниң сәһипә язғучиси шаһ крспин бәлким бу аталмиш гумандарларниң тайлан сақчилириға әзәлдин тонуш болған кишиләр болуши мумкинликини билдүрди.

У мундақ деди: бу йәрдә сорашқа тегишлик болған бир нәччә соал болса, сақчилар бу гумандарлар бомба вәқәсигә четилип қелиништин бурун буларға қарши җинайи пакитларға игимити әмәсму? булар һәрқандақ шәкилдики адәм әткәсчилики делосиға четилғанму йоқ? булар сақчиларниң җазалаш тизимликигә чүшүрүлгәнму? сақчилар булар билән “сән бизгә бу ролни елип бәр, бизни сени қоюветимиз” дәп пүтүшкәнму йоқ? буларни биз һазирчә сориялмаймиз, чүнки гумандарлар техи ахбаратқа очуқ әмәс.

Әмма бу һәқтә чиқиватқан бәзи хәвәрләргә қариғанда бу гумандарларниң черик тай сақчилири билән мунасивити қоюқлуқи ениқ. Бу сақчилар уларниң җигиридин паспортлуқ яки паспортсиз өтүшигә йол қуюп кәлгән. Бәлким бу кишиләр тайландниң ички сиясий ғәрәзлирини вуҗудқа чиқириш үчүн тузаққа дәсситилгән болушиму мумкин.

Ванна суансан: мән террорчи әмәс!

Тайланд даирилириниң бомба һуҗуми гумандарлири һәққидики йәнә бир мүҗмәл баянлиридин бири һуҗумға четилип тутуш буйруқи чиқирилған ванна суансан исимлик тайландлиқ аял вә униң түрк пуқраси ери-әмраһ давутоғлу.

Ванна ханим радиомиз зияритини қобул қилип өзниң бигунаһ икәнликини билдүрди вә мундақ деди: мени, еримни, түрк яки уйғурни бу терроризм ториға четип шәнимизгә дағ чүшүрмәңлар. Биз бу һуҗум һәққидә һечнемә билмәймиз вә бизниң буниң билән четишлиқимиз йоқ. Мән шуни кәскин ейтимәнки мән террорчи әмәс!

Ванна ханимниң ейтишичә, у 1-июлда тайландтин айрилип түркийәгә келип йәрләшкән вә аилисидикиләр билән җәмләшкән.

Һуҗумниң уйғурларға четилиши гәвдиләндүрүлгәндә, хитай мәйданини өзгәрткән

Һуҗумниң уйғурларға четилиши бир қәдәр гәвдиләндүрүлгән пәйтләрдә, илгири тайланд һөкүмитини бомба һуҗумни уйғурларға четип мәсулийәтсизлик қилмаслиққа чақирған хитай даирилириму мәйданини дәрһал өзгәртип вәқәдә аталмиш шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатни әйибләшкә өткән.

9-Сентәбир BBC да хәвәр қилишичә, хитайниң “йәршари вақит гезити” хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң ейтқанлиридин нәқил кәлтүрүп һуҗумни “шинҗаң ичидики бөлгүнчи күчләр” қилғанлиқи, буларниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатиға тәвә икәнликини хәвәр қилған.

Тайланд дөләтлик сақчи башлиқи 15-сентәбир баңкок бомба вәқәси һәққидә бәргән йәнә бир баянатида һуҗумни уйғурлар ичидики радикал җәңгәрләрниң тайландниң уйғур мусапирларни хитайға қайтуруп бәргәнликидин өч елиш үчүн қилғанлиқини билдүрүп, вәқәни уйғурларға тунҗи қетим очуқ ашкара чатқан.

Крспин әпәндим: баңкок бомба һуҗумиға уйғурларни четиш һөкүмәткә интайин қулай кәлгән

Ундақта, даириләр немә уйғурларни бу һуҗумға чатти вә буни аталмиш бу һуҗумға алақидарлиқини “бойниға алған” лиқи хәвәр қилинған гумандарлар арқилиқ испатлашқа урунди?

Крспин әпәндимниң қаришичә, бомба һуҗумиға уйғурларни четиш һөкүмәткә интайин қулай кәлгән. У мундақ деди: әгәр бу һуҗумни башқилар қилған, яки бу һуҗум сиртқи күчләрдин әмәс, бәлки тайландниң ички сиясий сәвәблик келип чиққан болса, һөкүмәт буниң хәвәр болуп кетишиниң алдини елиш үчүн буни әлвәттә суслаштурушни халайду. Шуңа уйғурларни четиш әлвәттә бу һәқтә очуқ бир шәрһләш йолини издәп йүргән ахбарат саһәсигила әмәс, бәлки тай һөкүмитигиму интайин әп келиду. Бәлким, улар уйғурларни вәқәгә арилаштуруш арқилиқ өзиниң ички сияситидики низаларни йошурған вә шу арқилиқ хәвәр темисиға айлинип қелиштин қачқан болуши мумкин.

Һуҗумниң адәм әткәсчилиригә четилишиму гуманлиқ

28-Сентәбир тайланд сақчи даирилири баңкок һуҗуми делосиниң паш қилинғанлиқини телевизорда җакарлап һуҗумниң әмәлийәттә адәм әткәсчиликигә берилгән зәрбиләрдин өч елиш һәрикити икәнликини билдүргән.

Улар баянатида башта қолға чүшкән адам карадагниң әмәлийәттә бомба һуҗумиға ярдәм бәргүчи әмәс, бәлки бомбини ибадәтханисиға қойған киши икәнликини билдүргән вә делониң йепилғанлиқини ейтқан.

Һалбуки, крспин әпәндимниң билдүрүшичә, бу һуҗумни аш тавиқидин айрилип қалған адәм әткәсчилири тайланд һөкүмитиниң зәрбә бериш һәрикитидин өч елиш үчүн қилған, дәп қарашму күчлүк асаси йоқ пәрәз икән. Чүнки адәм әткәсчилики тайландта әзәлдин мәвҗут йәр асти сода қаналлириниң бири болуп, әткәсчиләр бомба партлитип өзини ашкарилап әмәс, бәлки амал бар бешини товән тутуш арқилиқ содисини хупиянә давам қилишни халайдикән.

Әгәр әһвал шундақ икән, ундақта бу бомба һуҗумини зади ким қилди? буниң җаваби нурғун кишиләргә бир сир. Шан крспин әпәндимниң илгири сүрүшичә, һеч болмиғанда һөкүмәт даирилири қолға алдуқ дәп сазайи қилип йүргән икки гумандар ахбаратқа биваситә баянат берәлигәндә, улардин мухбирлар очуқ-йоруқ соалларни сориялиғанда андин буниңдики бәзи гуманий нуқтилар қисмән җаваблиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.