Явропа парламенти: “тәһдит астида қалған инсанлар: йүзмиңлиған уйғурлар хитай лагерлирида азабланмақта”
2018.06.27
Явропа парламентида тәсис қилинған “уйғур достлуқ гурупписи” билән “явропа хәлқ партийәси” ниң һәмкарлиқида 26-июн күни белгийә пайтәхти бирюсселда “тәһдит астида қалған инсанлар: йүзмиңлиған уйғурлар хитай лагерлирида азаб чәкмәктә” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинға вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати, дуня уйғур қурултийи һәмдә явропа парламентиниң бир бөлүк парламент әзалири, явропа комиссийониниң бәзи әзалири, тәтқиқатчилар, сиясийонлар һәмдә белгийә вә униңға қошна әлләрдики бирқисим уйғур җамаити қатнашти.
Йиғинға явропа парламентиниң муавин рәиси фабийо массимо әпәнди тәбрик сөзи әвәткән болуп, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң хизмәтчи хадими лусийә ханим йиғин муқәддимисидә бу тәбрикнамини оқуп өтти.
Тәбрикнамидә мунулар тилға елинған: “. . . Мән бүгүн оттуриға қоймақчи болған муһим тема дәл хитай һөкүмитиниң уйғурларни вә тибәтләрни чәктин ашқан дәриҗидә бастурушидур. Мән шинҗаңниң һазирқи вәзийитидин көп әндишә қилмақтимән. Чүнки хитай һакимийити шинҗаңни сақчи дөлитигә айландуруп қойди. Техиму ечинишлиқи йери шуки, хитай һакимийити бихәтәрликни қоғдаш баһанисидә 100 миңлиған уйғурни җаза лагерлириға солап, уларниң меңисини ююш вә қийнаш васитилирини қоллинип уйғурларниң миллий, ислами туйғулирини йоқитишқа тиришиватиду. Һәммимизни хушал қилидиған тәрипи болса-биз хитайниң мустәбит қилмишлириға қарши бирликтә һәрикәт қиливатимиз. Уйғур дәваси билән мәшғул болидиған түрлүк гуруппилар, у н п о вә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири бирлишип, уйғурлар тартиватқан азаб-оқубәтләрни дуняға, җүмлидин явропа иттипақиға аңлитиш үчүн һәрикәт қиливатимиз. Бу йил апрелда хитайниң тосқунлуқиға қаримай миңлиған уйғурлар бирюсселда намайиш қилип, явропа парламентиниң күчлүк диққитини тартти. . .”
Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң мәзкур йиғин һәққидики уқтурушида йиғинниң мәқсити “уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини рәсмий йосунда явропа иттипақиниң хизмәт күнтәртипигә елип кириш вә уни хәлқаралаштуруш” дәп көрситилгән болуп, бу йиғинда сөзгә тәклип қилинған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди лагерлар мәсилиси һәққидә әтраплиқ доклат тәқдим қилди.
Йиғинда лондон университети шәрқшунаслиқ институти етно-музика бөлүминиң профессори рачел һаррис ханимму уйғур елидики “йиғивелиш лагерлири” мәсилиси һәққидә мәхсус доклат тәқдим қилип, җаза лагерлириниң һәрсаһәдики уйғурларға кәлтүрүватқан зиянкәшликлирини баян қилип өтти.
Йиғинда явропа парламентиниң һәм каталонийә парламентиниң әзаси, явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурғучилиридин бири болған рамон тиремоса әпәндиму сөз елип, “биз каталонийә хәлқи билән шәрқий түркистан хәлқи тәқдирдашмиз. Силәрниң күришиңлар бизниң вә мениң күришимдур. Мән явропа парламентиниң бир әзаси болуш сүпитим билән явропа парламентида уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаймән. Мән һәр заман уйғурларниң йенида. Хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқи үстидин елип бериватқан инсан қелипидин чиққан бастуруш вә тәқиплиригә ләнәт оқуймән. Биз бирликтә күрәш қилип, бу дуняни өзгәртимиз,” дегән.
Явропа парламентида 26-июн күни өткүзүлгән бу йиғинға голландийәдин берип қатнашқан д у қ мәдәнийәт бөлүминиң мәсули зәйнидин турсун әпәндиму зияритимизни қобул қилип, йиғиндин алған тәсиратлирини изһар қилип өтти.
Бу йил 5-айниң 15-күни явропа парламентида уйғур дияриниң вәзийити һәққидә мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән болуп, д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи йиғинниң 27-апрел белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән “5 миң кишилик намайиш” тин кейин явропа парламентида өткүзүлгән 2-қетимлиқ муһим бир йиғин болғанлиқини әскәртти.