Түркийәниң рәйханли наһийисидики террорлуқ һуҗуми һәққидики қарашлар
2013.05.14

11-Май күни түркийәниң хатай вилайити рәйханли наһийисидә партлиғучи маддий қачиланған бир машина билән елип берилған һуҗумда 50 киши өлди, йүздин артуқ киши яридар болди.
Наһийә мәркизидики көп санда һөкүмәт бинаси, өйләр вә дуканлар зиянға учрап, наһийә мәркизи қисқа вақит ичидә дозахқа айланди. Бу, сүрийәдики ички уруштин түркийәгә қечип кәлгәнләр әң көп җайлашқан җайлардин бири болған чегра район иди.
Бир қанчә ай бурун бу йәрдики җилвәгөз чеграсида партлаш вәқәси йүз берип 17 киши өлгән иди. 11-Май күни йүз бәргән бу вәқәдә 50 киши өлди, көп санда киши яридар болди, 169 дукан, 16 егиз бина, 62 машина хараб болди.
Түркийә җумһурийити һөкүмити сүрийәдә ички уруш башланғандин кейинла әсәд һакимийитигә қарши икәнликини ипадилигән иди. У күндин буян әркин сүрийә армийисини қоллап кәлмәктә. Бүгүнгичә түркийәгә қечип кәлгән сүрийәликләрниң сани 500 миңға йәткән.
Түркийә сүрийә хәлқигә маддий мәниви җәһәттин ярдәм қиливатқан бундақ бир пәйттә сүрийә истихбарат тәшкилатиниң түркийәдә террорлуқ һуҗум елип берилғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Буниңдики сәвәб немә? буниң хәлқарадики тәсири қандақ болди? сүрийәдә ички тоқунуш мәйданға кәлгәндә бәзи мутәхәссисләр әсәд һакимийитиниң қисқа вақит ичидә ағдурулидиғанлиқини илгири сүргән болсиму 3 йилғичә ағдурулмаслиқидики сәвәб немә? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн узун йил сүрийәдә оқуған мунәввәр ханим билән сөһбәт елип бардуқ.