Йиғин иштиракчилири тәйвәндики кишилик һоқуқ паалийәтлириниң җанлинишини үмид қилди
2016.12.18

Өткән һәптә тәйвәндә тибәт, уйғур моңғул вә хоңкоң кишилик һоқуқ паалийәтчилири мәхсус өзлири туриватқан районлардики кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилиниш әһвали, мәвҗут түрлүк мәсилиләр вә буниңдин кейин кишилик һоқуқни қоғдаш паалийәтлирини күчәйтиш вә башқа бир қатар мәсилиләр бойичә бирләшмә йиғин өткүзгән һәмдә йиғин ахирлашқандин кейинму улар таки һәптә ахириғичә түрлүк зиярәт, учришиш вә паалийәтләрдә болған.
Бу қетимқи бирләшмә йиғинға қатнашқан бәзи уйғур,моңғул вә тәйвәнлик паалийәтчиләр буниңдин кейин тәйвәндә бу хәлқләрниң кишилик һоқуқи мәсилилиригә аит паалийәтләрниң техиму җанлинишидин ишәнч һасил қилғанлиқини билдүрүшти.
9-Декбирдин башлап хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән тәйвән парламентида елип берилған тибәт,уйғур, моңғул вә хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң паалийити 12-декабир кәчтә тәйбейдики мәдәнийәт мәркизидә “кишилик һоқуқ яшисун!”дегән садалар ичидә мувәппәқийәтлик ахирлашқан иди.
Паалийәтниң әң ахирқи күни паалийәткә иштирак қилған кишилик һоқуқ паалийәтчилири йеқин кәлгүсидә өзлириниң бирләшмә шәкилдә елип баридиған паалийәтлири вә шундақла бир қисим тәклип вә тәләпләр тоғрисида сөһбәтләшкән.
Зияритимизни қобул қилған тәйвәнлик кишилик һоқуқ паалийәтчи хе әпәндим йиғинға баһа берип:“асияда сақлиниватқан бир қисим кишилик һоқуқ мәсилилири, болупму хитайдики тибәт,уйғур,моңғул вә хоңкоңда давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилик үстидә сөһбәтләр елип берилип тәйвәнни мәркәз қилған һалда йеқин кәлгүсидә елип баридиған паалийәтлиримиз тоғрисида кәң кушадә сөһбәт елип бардуқ. Мениңчә бу қетимқи паалийитимиз мувәппәқийәтлик болди-дәп қараймән”деди.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам махмут йиғинда өзи оттурға қойған бәзи тәклипләр үстидә тохталди.
Баш штаби токйодики җәнубий моңғулийә қурултийиниң баш катиби дайчин тәйвәндә елип берилған бу қетимқи кишилик һоқуқ паалийәтлириниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүрүп:“тәйвәндики демократик вә әркинликтин пайдилинип тибәт,уйғур,моңғул мәсилисини тәйвәндә кәң тәшвиқ қилдуқ.Паалийәтлиримиз кәң мәтбуатлардин орун алди.Буниңдин тәйвән һөкүмити вә хәлқиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә наһайити көңүл бөлүватқанлиқини биливелишқа болиду”деди.
Уйғур кишилик мәсилисини узундин бири қоллап келиватқан тәйвәнлик адвокат хе әпәндим паалийәт һәққидә тохтилип:“шәрқий түркистан мәсилисини тәйвәндә аз сандики кишиләр биләтти.Ишинимәнки бу қетимқи паалийәт арқилиқ техиму көп кишиләр уйғур мәсилисидин хәвәрдар болди”деди.
Илһам махмут зияритимиз җәрянида йәнә тәйвәндики паалийәттә уйғур мәсилисини аңлитштики мувәппәқийәтләр тоғрисидиму қисқичә тохталди.
Тәйвәндики мәлум бир теббий университетида илим тәһсил қиливатқан уйғурлардин яқуп бәг тәйвән тор бәтлиридә көргән уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтлири тоғрисидики учурлардин өзиниң толиму тәсирләнгәнликини баян қилди.
Игилишимизчә,тәйвәндә елип берилған тибәт,уйғур, моңғул вә хоңкоңлуқларниң кишилик һоқуқ паалийәтлири 9-декабирдин 14-декабирға қәдәр давам қилған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.