Тәйвәндә мустәқиллиқ тәрәпдарлири 51% ни игилигән
2016.05.31

Тәйвән хәлқ райи фонди җәмийити 27-май елан қилған хәлқ райини синаш нәтиҗиси 51% тәйвәнликниң мустәқиллиқни халайдиғанлиқини, аран 15% тәйвәнликниң хитай билән бирлишиш тәрәпдари икәнликини ашкарилиди.
Германийә авазиниң 28-майдики тәйвән хәлқ райи фонди җәмийити доклатидин нәқил алған хәвиридә баян қилинишичә, тәйвән президенти сәй йиңвен 20-май күни һоқуқ тапшуруп елип бир һәптидин кейин елан қилинған бу доклат “тәйвән хәлқи мәңгү һазирқи һалитини сақлап яшашни халайду, дәйдиған сахта қияпәт вә әпсанини рәт қилип ташлиған”.
Рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, 51% тәйвәнлик мустәқиллиқни халайдикән, 15% тәйвәнлик хитай билән бирләшкән яхши дәп қарайдикән, 25% тәйвәнлик болса, һазирқи һалитини сақлап қелишни мувапиқ көридикән. Милләт тәвәлики тоғрисидики рай синашқа қарита 81% киши өзини “тәйвәнлик” дәп қарайдикән, 8% киши өзини “җуңголуқ” дәп қарайдикән, йәнә 8% киши болса өзини һәм тәйвәнлик һәм җуңголуқ дәп қарайдикән.
“йеримдин артуқ тәйвәнлик мустәқиллиқ истәйду” намлиқ бу хәвәрдә баян қилинишичә, бу қетимқи рай синаш елан қилиништин бир күн илгири, тәйвән сода-санаәт саһәси вәкиллирини қобул қилған хитайниң тәйвән, хоңкоң саһәсигә мәсул әмәлдари җаң җеҗүн бейҗиңда пикир баян қилип “тәйвән мустәқиллиқи өлүм йолидинла ибарәт” дегән тәһдит ибарисини тәкрарлиған.
Бирақ һакимийәт бешидики тәйвән демократийини илгири сүрүш партийисиниң парламент вәкили ваң диңйү инкас қайтуруп: “тәйвәнгә қарита ‛өлүм йоли‚ дегән бу гәпни қилғили узун болди, әмма тәйвән һелиму һаят турупту, икки тәрәп арисида барди-кәлди давамлишиватиду, нәдиму ‛дегинимдәк қилмисаң, саңа өлүм йоли‚ дәйдиған гәп бар? бундақму һәмкарлиқ боламду?” дегән.
Тәйвән парламент әзаси хуаң гочаңму ипадә билдүрүп: “бу, хитай компартийисиниң тунҗи қетимлиқ тәһдити әмәс, бу хил тәһдит тәйвәнликләрни барғансери өзидин узақлаштуруштин башқа нәтиҗә яриталмайду” дегән.
Мәзкур хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, тәйвәнниң йеңи президенти сәй йиңвен һоқуқ тапшуруп алғандин кейин, тәйвән хәлқиниң ирадиси ашкарилинишқа башлиған болуп, бундин илгирики 8 йилда һакимийәт бешида болған гоминдаң партийиси хәлқниң һәқиқий райини пәрдазлап кәлгән.
Тәйвән гоминдаң партийисиниң парламенттики вәкили ваң йүмей хитайниң тәйвән, хоңкоң саһәсигә мәсул әмәлдари җаң җеҗүнниң бейҗиңда қилған сөзи һәққидә тохтилип: “чоң қуруқлуқниң тәйвәнниң мустәқиллиқ мәсилисидики мәйдани әзәлдин өзгәргән әмәс, пәқәтла илгири бу қәдәр очуқ ипадиләнмигән, тәйвән мустәқиллиқ күчлириниң техиму йүксәк тәрәққий қилип кетишидин әнсиригән җаң җеҗүн бу қетим гәпни очуқ қилди” дегән.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу хусуста тохталғанда “тәйвән вә хоңкоңда мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң көпийиши, хитайниң “бир җуңго сиясити” ниң мәғлуп болғанлиқидин дерәк бериду” деди. У сөзидә йәнә, хитайниң тибәт вә уйғур илида елип бериватқан бесим сияситиниң тәйвән вә хоңкоңда кишилиригиму тәсир көрситиватқанлиқини тәкитлиди. У сөзидә йәнә, хитайниң тибәт вә уйғур илида елип бериватқан бесим сияситиниң тәйвән вә хоңкоңда кишилиригиму тәсир көрситиватқанлиқини тәкитлиди
Хитайниң хоңкоң вә тәйвән сияситиниң адил әмәсликини тәкитлигән германийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси манян әпәндиму бу җәһәттә долқун әйса билән охшаш қарашта болуп, у ши җинпиң тәхткә чиққандин буян йүргүзүлгән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң тәйвән вә хоңкоңда мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң саниниң йүксилишигә сәвәб болғанлиқини тилға алди.
У мундақ деди: “ши җинпиң бир тәрәптин бузуқ, парихор әмәлдарларни җазалаватиду, йәнә бир тәрәптин кишилик һоқуқ паалийәтчилирини бастуруватиду. Униң зади немә ойлаватқанлиқини һечким билмәйду. Әмма униң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тәйвән вә хоңкоңда мустәқиллиқ садалириниң йәниму күчийишигә түрткә болиду.”
Тәйвәнниң нөвәттә оттура америка, кариб деңизи, африқа вә җәнубий тинч окяндики 22 дөләт билән дипломатик мунасивити болуп, хитай һөкүмити йиллардин буян бу 22 дөләтниң тәйвән билән болған мунасивитини үзүш йолида түрлүк шәкилләрдә бесим ишлитип кәлгән.
Бирләшмә агентлиқниң 26-майдики анализида илгири сүрүлүшичә, әгәр хитай һөкүмити бу хилдики бесим сияситини давамлаштурған тәқдирдә, сәй йиңвен һөкүмити хитайға қарита техиму қаттиқ позитсийә билдүрүши мумкин икән. Һалбуки, хитайниң тәйвән ишлири бөлүминиң баянатчиси ма шавгуаң 25-май күни елан қилған баянатида, сәй йиңвенниң икки қирғақ мунасивитидики позитсийисиниң мүҗмәл икәнликини тәкитләп “ икки қирғақниң тинч, муқим болған тәрәққиятиға капаләтлик қилиш җәһәттә конкретни чарә-тәдбирни оттуриға қоймиди” дәп әйиблигән.
Б б с ниң 28-майдики хәвиридә тәсвирлинишичә, тәйвәнниң гоминдаң һакимийәт бешидики дәвридә хитай билән қурған иқтисадий һәмкарлиқиниң даириси кәң болуп, сәй йиңвен президентлиқ тәхтигә чиққандин кейин җәнубий тинч окян районлири билән болған һәмкарлиқни күчәйтиштәк йеңи иқтисадий истратегийәни оттуриға ташлиған. Бу истратегийәдә хитай билән болған кона иқтисадий һәмкарлиқлар сақлап қелиниш билән биргә, нөвәттики асасий иқтисадий нишанни өзлири билән дипломатик мунасивити болған җәнубий тинч окян районлириға қаритиш вә у җайларға мәбләғ селиш пиланланған. Әлвәттики, бу йеңи пилан хитай даирилирини хелила җиддийләштүргән.