Токйодики қирғизистан әлчиханисиға наразилиқ билдүрүш паалийити елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.02.03
yaponiye-tokyo-qirghizistan-turkiye-imam-haji-muhemmed-305.png Японийә ислам мәркизиниң имами түркийилик һаҗи муһәммәт мухбирниң зияритини қобул қилмақта
RFA/Qutluq

23-январ қирғизистан чегра мудапиә қисимлири тәрипидин 11 нәпәр уйғурниң наһәқ оққа тутулуп өлтүрүлгәнликигә чоңқур қайғуруш вә қирғизистан һөкүмитиниң бу вәқәни ақлап өзлириниң қилмишлирини йошуруп, бу паҗиәлик қирғинчилиқни “террорлуққа қарши туруш һәрикити” дәп елан қилишиға нәпрәт вә наразилиқини билдүрүш үчүн, токйодики уйғур, түрк вә японлардин тәшкилләнгән бир гуруппа кишиләр 31-январ әтигән саәт 10 дин 11 ғичә қирғизистанниң токйодики әлчиханисиға келип, муавин баш әлчи алтанбеккә д у қ ниң наразилиқ баянатини тапшурған.

Бу қетимқи қирғизистан әлчиханисиға наразилиқ билдүрүш паалийитини токйода қурулған “қирғизистанниң қатиллиқиға қаршилиқ билдүрүш комитети” уюштурған.

Мәзкур комитетни дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт һашим, японийәни қоғдаш уюшмисиниң вәкили һишо янайи, японийә ислам мәркизиниң имами түркийәлик һаҗи муһәммәт қатарлиқлар тәшкиллигән болуп, бу комитетниң рәисликигә доктор турмуһәммәт һашим тәйинләнгән.

Қирғизистан әлчиханисиға наразилиқ билдүргүчи бу комитетниң әзалири 31-январ әтигән саәт 9:50 дә әлчихана алдиға йетип келип, өзлириниң 23-январ қирғизистан билән хитай арисидики чеграда қирғизистан чегра мудапиә қисимлири тәрипидин етип өлтүрүлгән уйғур яшлири үчүн наразилиқ билдүридиғанлиқини вә шундақла өзлириниң қирғизистанниң токйода турушлуқ толуқ һоқуқлуқ вәкили, баш әлчи рйсбәк молдогазиеф билән биваситә көрүшүшни тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.

Наразилиқ билдүргүчиләрниң тәлипи бойичә әлчихана хадимлири наразилиқ билдүргүчи комитетниң вәкиллиридин пәқәтла үч нәпәр вәкилниң әлчихана ичигә киришигә рухсәт бәргән.

Әлчихана алдидики наразилиқ билдүргүчи комитетниң әзалири билән муавин баш әлчи алтанбек әпәнди достанә қол елишип көрүшүп үч нәпәр вәкилни әлчиханиниң мәҗлисиханисиға башлап киргән.

Әлчихана ичидики учришишқа доктор турмуһәммәт һашим башчилиқидики үч нәпәр вәкил вә шундақла қирғизистан әлчиханисиниң муавин баш әлчиси алтанбек, ундин башқа икки нәпәр әлчихана хадимиму қатнашқан.

Бу қетимқи көрүшүштә доктор турмуһәммәт һашим алди билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң баш әлчи башлиқ барлиқ дипломатларға йоллиған салимини йәткүзгәндин кейин, дуня уйғур қурултийиниң 24-январ елан қилған бу вәқәгә аит баянатиниң асасий мәзмунлирини чүшәндүрүп өткән.

Қирғизистан әлчиханисида елип берилған бу қетимқи учришишта наразилиқ билдүргүчиләрниң вәкиллири қирғизистан чегра мудапиә қисимлири тәрипидин 11 нәпәр уйғурниң етип өлтүрүлүши хәлқара қанунларға хилап болған җинайи һәрикәт һесаблинидиғанлиқини, қирғизистан һөкүмитиниң бу һәрикити уйғур хәлқини еғир қайғуға салғанлиқини, бу мунасивәт билән дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар қирғизистан һөкүмитини қаттиқ әйибләватқанлиқини билдүргән.

Учришишта вәкилләр йәнә, қирғизистан дөлитини, әркин демократийини асас қилған бир мустәқил дөләт болуш салаһийити билән вәқәни ениқлап чиқип хәлқара җәмийәткә вәқә тоғрисида тоғра җаваб беришкә, уйғур хәлқидин кәчүрүм сорап, вәқәдә өлгәнләрниң аилисигә төләм төләшкә вә бу хилдики вәқәләрниң иккинчи қетим йүз бәрмәсликигә вәдә беришкә чақирған.

Қирғизистан әлчиханисида елип берилған бу учришишта наразилиқ билдүргүчи вәкилләр қирғизистан һөкүмитиниң қирғизистанға сиясий панаһлиқ тиләп чиққан уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп беришни тохтитишниму қаттиқ тәләп қилған.

Зияритимизни қобул қилған японийә ислам мәркизиниң имами һаҗи муһәммәт әпәнди әлчиханида сөз қилип, өзиниң бир түрк вә шундақла бир мусулман болуш сүпити билән бу қетимқи уйғурларни етип өлтүрүш вәқәсини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүргәнликини баян қилди.

Түркийәлик имам һаҗи муһәммәт сөзидә йәнә, қирғизистан һөкүмитиниң өзлириниң бир түрк җумһурийити вә шундақла бир мусулман дөлити болуш салаһийитигә әмәл қилип, уйғурларни өлтүрүш әмәс, бәлки уларға қучақ ечип игә чиқишни тәләп қилған. Шундақла у йәнә қирғизистан һөкүмитиниң хитай дөлити билән иттипақ түзүп уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш һәрикитини тохтитишқа дәвәт қилған.

Бу қетимқи қирғизистан әлчиханисидики наразилиқ билдүрүш һәрикитигә иштирак қилған японийәлик сасаки әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң бир японийәлик болуш сүпити билән қирғизистан армийисиниң уйғурларни өлтүрүшидин ибарәт бу қанлиқ һәрикәткә қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқини, хитай дөлитиниң ялғуз японийәгила әмәс, бәлки қирғизистанғиму бир тәһдит икәнлики тоғрисида әлчихана хадимлириға чүшәндүрүш берип өткәнликини билдүрди.

Әлчиханидики учришишқа қатнашқанларниң билдүрүшичә, наразилиқ билдүргүчи вәкилләрниң сөзлирини баштин ‏- ахири сүкүт ичидә бешини төвән селип аңлиған муавин баш әлчи алтанбек ахирида, өзиниң баш әлчигә вакалитән вәкилләрни қобул қилғанлиқини, өзи тапшуруп алған дуня уйғур қурултийиниң баянатини, вәкилләрниң оттуриға қойған тәләп вә пикирлирини баш әлчигә вә шундақла қирғизистан һөкүмитигә йәткүзидиғанлиқини билдүргән.

Бу қетимқи әлчиханида елип берилған учришиш паалийити бир саәт әтрапида давам қилған.

Мәзкур паалийәттин хәвәр тапқан японийәдики нопузлуқ гезитләрдин асаһи шимбун, йомиури шимбун, майничи шимбун вә японийәни қоғдаш интернет телевизийә қанили қатарлиқ мәтбуат орунлири доктор турмуһәммәт һашимни вә әлчихана хадимлирини зиярәт қилип соал сориған.

Ахирида биз, мәзкур учришиш һәққидә бәзи бир мәлуматларға еришиш үчүн наразилиқ билдүрүш паалийитигә иштирак қилған доктор турмуһәммәт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.