Токйо шәһәр башлиқи ислам әллири вә түркийә һәққидә қилған тәнқидий сөзи үчүн әпу сориди
2013.04.30
Японийидә чиқидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған“асаһи шинбун” гезитиниң 30 - апрелдики санида “иносе ислам дөләтлиридә һәмишә өз - ара уруш, җедәл болуп туриду - дәп ойлайду” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә мундақ баян қилинған:
27 - Апрел “нев йорк вақти” гезитиниң зияритини қобул қилған, токйониң шәһәр башлиқи иносе науке 2020 - йили өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғини тоғрисида мухбирларниң соалиға җаваб берип, мухбирлардин өзи “токйо билән истанбул, мадрид шәһәрләрни селиштурғанда силәрчә олимпик тәнһәрикәтчилиригә қайси шәһәр әң яхши? әлвәттә, токйо. Токйониң асасий вә сестимилири яхши” дәп соал сорап өзи җаваб бәргән. У йәнә қошумчә қилип “мусулман әллири ала - дегини билән даим өз - ара уруш, җедәл қилип туриду. Уларниң җәмийити тәбиқиләргә бөлүнгән” дегән. Иносениң сөзидин кейин “нев йорк вақти” гезитиниң мухбирлири: “сизиниң бундақ дейишиңиздики мәқситиңиз немә?” - дәп сориғанда, иносе: “истанбул олимпик өткүзүшкә талланса әлвәттә бу ислам дөләтлиригә тунҗи қетим олимпик өткүзүш пурсити берилгән болиду. Лекин ислам дөләтлиригә олимпикни тунҗи өткүзүшни бериш шәрт әмәс” дегән. Униң бу сөзидин кейин хәлқара олимпик тәнһәрикәт комитети вә буниңға мунасивәтлик кишиләр дәрһал инкас қайтуруп, иносе хәлқара олимпик тәнһәрикәт комитетиниң олимпик өткүзүшкә намзатлиққа көрситилгән шәһәрләр өз - ара бир - бирини тәнқид қилмаслиқ керәк - дегән, низамнамисигә хилаплиқ қилди - дәп тәнқидләнгән.
Токйо шәһәр башлиқи иносе ислам дунясиға вә түркийигә қилған кәмситиш сөзидин тенивелип, бу соал сориғучиларниң вә тәрҗиманниң хаталиқи дәп туривалған болсиму, бирақ “нев йорк таймес” гезити дәрһал инкас билдүрүп, “иносениң сөзигә биз капаләтлик қилалаймиз” дәп җаваб бәргән.
японийидики тор бәтлиридин “җапан дәйлй пресс” ниң 29 - апрелдики хәвиридә иносе “нев йорк вақти” гезитиниң зияритини қобул қилғанда түркләрниң оттуричә өмүр көрүш йешиниң японлардин төвәнлики, японийә мәдәнийитиниң юқири мәдәнийәт икәнликиниму алаһидә тилға алғанлиқи көрситилгән.
Токйо шәһәр башлиқиниң ислам әллири вә түркийә һәққидә қилған сөзи тоғрисида тохталған японийилик кана ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
Токйо шәһәр башлиқи иносениң сөзлири наһайити кишини хиҗаләт қилидиған сөзләр. Мән униң сөзи үчүн мусулманлардин, түркләрдин әпу сораймән. Истанбулдин ибарәт мусулман дөлитидики бу шәһәрниң олимпик өткүзүшкә таллинишини үмид қилимән.
Түркийидики Milliyet.com Тор бетиниң 28 - апрелдики сани елан қилинған “мусулман әллиридә олимпик яхши өткүзүлмәйду” дегән сәрләвһилик мақалидә токйо шәһәр башлиқи иносениң түркийигә вә ислам әллиригә қилған әйиблиши тоғрисида тәпсили тохтлинған. японийидики түркийилик зат рәфәт әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
Токйо шәһәр башлиқи мәсму вә яки... Билмидим. Сөзлири пәқәтла гөдәкләрчә қилинған сөз. Әмма униң сөзлири японларға вәкиллик қилиду дәп ойлимаймән.
японийидики “майничи шинбун” гезитиниң 30 - апрелдики кәчлик тор бети хәвиридә “шәһәр башлиқи иносе ислам дунясиға болған хата чүшәнчиси тоғрисида әпу сориди” дейилгән.
японийидики тор бәтлириниң хәвиридә бүгүн әтигән саәт 11 дин бир минут өткәндә токйониң шәһәр башлиқи иносе ишханисида мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, өзиниң олимпик комитетиниң қаидилиригә хилап һалда сөз қилғанлиқини, ислам әллиригә вә түркийигә қилған кәмситиш сөзлири үчүн әпу сорайдиғанлиқини билдүрди.
японийә баш вәзири шинзо абениң сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә түркийигә зиярәт қилиш һарписида токйо шәһәр башлиқи иносениң ислам әллири вә түркийә һәққидә қилған бу сөзи японийидики бир қисим японларни әндишигә салди. Улар, мусулман әллириниң японийигә болған хата қарашлириниң шәкиллинип қилишидин әнсиримәктә.
японийидики тор бәтлиридә бу һәқтә елип бериливатқан муназириләр тоғрисида японийидики уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим учур бәрди һәм өз көз қаришини оттуриға қойди