Токйода “хитайдики атом тәһдити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.10.25
yaponiye-xitay-atom-tehdit-enwer-toxti-doklat.jpg Әнглийәдин кәлгән әнивәр тохти әпәнди “хитайдики атом тәһдити” йиғинида доклат бәрмәктә
RFA/Pidaiy


16 - Өктәбир японийәниң токйо шәһиридә шәрқий түркситан сүргүн һөкүмитиниң пиланлиши билән “хитайдики атом тәһдити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән. Йиғинда шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң президинти әхмәтҗан осман әпәнди сүргүн һөкүмити намидин үч түрлүк қарар елан қилған.

Йиғинға японийә уйғур җәмийити, японийә уйғур бирлики, асия әркинлик вә демократийә һәмкарлиқ кеңиши вә япон қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллири вә атом мәсилилиригә қизиқидиған һәр саһәдики папонлар қатнашқан.

Йиғин иштиракчилири шу йәр вақти 11 дин 15 кичә давам қилған бу муһакимә йиғинида, 1964 - йили 10 - айниң 16 - күни саәт 3 тә хитайниң тунҗи қитим атом сениқи елип барған вақтини хатириләш мунасивити билән, атом зиянкәшликигә учриғучиларниң роһиға атап, бир менот сүкүттә турған. Андин алаһидә тәклип қилинған доклат сунғучилардин қирғизистандин кәлгән миҗит һүсәйиноф әпәнди, әнглийәдин кәлгән әнивәр тохти әпәнди вә америкилиқ етан гетман әпәндиләрниң тәқдим қилишида хитайдики атом сениқиниң зиянкәшликлиригә мунасивәтлик учурлардин вақип болған.

Йиғинда йәнә, мәзкур йиғинни пиланлиған шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң рәиси әхмәтҗан осман әпәнди һөкүмәт намидин “10 - айниң 16 - күнини шәрқий түркистан хәлқиниң мусибәт күнлиридин бири дәп белиш, 1964 - йили 10 - айниң 16 - күнини бирләшкән дөләтләр тәшкилати ядро бомбиси хатирә күни тизимликигә киргүзүшни тәләп қилиш, атомниң зиянкәшликигә учриғучиларға хитайниң төләм төлишини тәләп қилиш қатарлиқ үч түрлүк қарар елан қилған вә тунҗи қәдәмдә “бирләшкән дөләтләр тәшкилати ядро бомбиси хатирә күни тизимликигә киргүзүш” тәлипини әмәлийләштүрүп, емза топлаш сәпәрвәрлики башлатқан.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған қирғизистандики ядро булғиниш мутәхәссси миҗит һүсәйиноф әпәнди өзиниң японийәдә ечилған бу йиғинда көргәнлирини, сөзлигәнлирини вә ой - хияллирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Ядро булғиниш мутәхәссиси миҗит һүсәйинуф әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитайдики атом зиянкәшликигә учриғучи уйғурларниң хәлқаралиқ қанунларға көрә нурғун һәқлири болуп, бу һәқләргә асасән нурғун төләм алалайдиғанлиқини вә хитай һөкүмитиниң нурғун саһәләрдә җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини, уйғур хәлқигә кәң түрдә тәшвиқ қилиниши лазим икән.

ядро булғиниш мутәхәссиси миҗит һүсәйинуф әпәнди доклат бәрмәктә
Ядро булғиниш мутәхәссиси миҗит һүсәйинуф әпәнди доклат бәрмәктә
RFA/Pidaiy

Доктор муқәддәс ханимниң билдүрүшичә, бу қитим орунлаштурулған йиғинда, хитайниң хәлқарадин йошуруп келиватқан атом тәһдитлири вә униң зиянкәшликигә учриғучиларниң әһвали тоғрилиқ мәлумат берилгән.

Униң қаришичә, бу қитимлиқ японийәдә ечилған “хитайдики атом тәһдити” намлиқ йиғинниң әһмийити вә қиммити зор болған.

Йиғинға қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут әпәндиму бу қитимлиқ йиғинниң ғәлибилик өткәнликини; йиғинда қиммәтлик пикир - тәклипләр вә муһим мәлуматларниң оттуриға чүшкәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.