Америка-хитай тор бихәтәрлик сөһбити вашингтонда өткүзүлди
2015.12.02
Америка-хитай тор бихәтәрлик диалоги 2-декабир, америка әдлийә министирлиқида өткүзүлди. Диалогда, америка билән хитай тор һуҗумиға қарши ортақ һәмкарлиқ механизми бәрпа қилип, өз - ара қизиқ телефон линийәси қуруш, тор җинайәтлиригә, тор террорлуқ һәрикәтлиригә қарши туруш қатарлиқ мәсилиләрдә келишим һасил қилған.
Диалогда йәнә, хитай тор бузарлириниң америка тор системисиға қилған бәзи конкрет тор һуҗумлириниң оттуриға қоюлғанлиқи ашкариланди.
Бу америка билән хитайниң тор һуҗумиға қарши өткүзгән тунҗи министир дәриҗиликләр диалогидур.
Америка һөкүмити тәрәпләр әмәл қилидиған бир ортақ тор бихәтәрлик һәрикәт өлчими бекитип чиқишни үмид қилип кәлгән. Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер сәйшәнбә күнки ахбарат йиғинида қаришини йәнә тәкитлигән.
Баянатчи марк торнер: “сәмимий ейтқанда, америка билән хитайниң яки һәр қандақ бир йәр шари иқтисадиниң өз дөлитидә бихәтәр тор системиси бәрпа қилиши, униңға мәбләғ селишни риғбәтләндүриду, узун муддәтлик гүллинишни алға сүриду. Әгәр сиз хәлқара сода қилидиған бир ширкәт болсиңиз, тор бихәтәрлики болмиған һәр қандақ йәргә мәбләғ селишта икки қетим ойлишисиз. Шуңа, тор бихәтәрликини қоғдаш һәммә адәмниң мәнпәәти. Әлвәттә бизниң нишанимиз қандақ тор бихәтәрлик мәшғулати қуруш мәсилисидә ениқ бир өлчәм болушини қоғлишиш” дегән.
Бирақ бәзи анализчиларниң қаришичә, америка билән хитай ортақ бир өлчәм бекитип чиққан болсиму, хитайниң бу өлчәмгә толуқ әмәл қилиши гуманлиқ. Америкида олтурушлуқ вәзийәт анализчиси, тор әркинлик паалийәтчиси ли хуңкүән әпәнди бу қараштики кишиләрниң бири.
Униң қаришичә, хитай җ х министирлиқиниң хитай тор бузарлирини толуқ контрол қилип кетәлиши чағлиқ.
У мундақ деди: “бу мәсилидә хитай җ х министирлиқиниң адәм әвәтип сөһбәт қилишқа дәриҗиси тошмайду. Бу ишни хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети билән сөзлишиш керәк. Әгәр америка бу ишни һәл қилимән десә, мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәис дәриҗилик бир адими билән сөзлишишни тәләп қилиши лазим. Бу ишни һәрбий истратегийә нуқтисида туруп һәл қилиш зөрүр. Шундақ қилғандила бу мәсилә билән һәқиқий йүзләшкили болиду. Хитай җ х министирлиқи билән бу иш һәл болмайду. Чүнки бу ишниң терәнлики җ х министирлиқидин һалқиған.”
Сәйшәнбә күни өткүзүлгән сөһбәткә америка вәтән хәвпсизлик министири җей җонсон билән америка әдлийә министири лоретта линч қатнашқан. Хитай сөһбәт өмикигә болса хитай җамаәт хәвпсизлик министири гу шиңкун йетәкчилик қилған.
Бәзи мутәхәссисләр тор бихәтәрлик диалоги хитай тор бузарлириниң һуҗумиға контрол қилиштики зөрүр механизм, дәп қарисиму, бирақ америкиниң буниң билән чәклинип қалмаслиқини, униң башқа җәһәтләрдики тәдбирини күчәйтиши керәкликини илгири сүрди.
Америкидики компютер био статистика мутәхәссиси туғлуқ абдуразақ әпәнди америка һөкүмәт органлириниң тор бихәтәрлик мудапиә тәдбириниң компютер тәрәққиятиға йетишип маңалмиғанлиқини билдүрди.
Туғлуқ абдуразақ: “у һазир бәк зөрүр мәсилиғу, һәммә ширкәтләр уни баш вәзиписиниң бири қиливалди. Бу бир чоң мәсилә болуп қалди. Мәлуматлар шундақ көпийип, әмди буниңға асаси әслиһәләр әгишәлмәй қалди. Компютерниң тәрәққияти бәк илгириләп кетип, асаси әслиһәләрни өзгәртиш йетишәлмиди.
Шуниң билән бу чоң мәсилә болуп, һәммә ширкәтләр кейинрәк нурғун мәбләғ селип, буни күчәйткили башлиди. Лекин һөкүмәт органлири буниң кәйнидә қалди. Чүнки, улар техника хадим қатарлиқ җәһәтләрдә йетишәлмиди. Униң үстигә бу иқтисадқа бағлиқ. Шуңа, ула ркечикип қалди. Һөкүмәт органлири 2-3 йил болуп қалди, буниңға көңүл бөлүшкә башлаватиду.”
Лекин туғлуқ абдуразақ әпәндиниң қаришичә, тор бихәтәрлик мәсилиси дөләт, кархана вә шәхсләр күндилик турмушида һес қиливатқан һәммигә ортақ мәсилә. Һечқандақ бир компютер яки тор бихәтәрлик тәдбири мутләқ бихәтәр әмәс.
У, һәрқандақ бихәтәрлик праграммини ахирида бузуветәләйдиған бири чиқидиғанлиқини билдүрүп, “бу әһвалда дөләтләр ортақ хәлқара тор бихәтәрлик өлчими үстидә пикир келишим һасил қилишқа мәҗбур” деди.
Туғлуқ абдуразақ: “ бу мәсилә һәммә адәм дуч келидиған мәсилә болуп қалди. Мәсилән, шәхси сиз башқилар билмисун дегән учурлириңизни билип кетәләйду. Ширкәтниңки өзиниң пайда йетидиған мәлумати кетип қалиду. Һөкүмәт болса һөкүмәтниң нурғун мудапиә җәһәттики нәрсилирини оғрилап кетиду.
Бу барғансери кәмбәғәл дөләт боламду, бай боламду, һәммә адәмгә четилидиған ортақ мәсилә болуп қалди.
Шуңа, дөләтләр бир йәрдә олтуруп, ортақ пайда йәткүзидиған бир нуқтини тапса бир йәргә келип, мавуни чәкләйли, мавуни мундақ қилайли, дегән ортақ қарарларни чиқириду. Шундақ қилмиса болмайду, қилмайму амал йоқ.”
Лекин туғлуқ абдуразақ бундақ хәлқара тор бихәтәрлик өлчәмлириниң чоқум учур әркинликигә тосқунлуқ қилмаслиқи керәкликини билдүрди.
Сәйшәнбә күнки йиғинда америка тәрәп хитайни өз - ара учур алмаштурушни күчәйтишкә чақирип, ортақ һәмкарлиқ механизми, тор җинайәтлиригә, тор террорлуқ һәрикити, сода мәхпийәтликини оғрилашқа қарши туруш һәрикәтлиридә үнүмлүк нәтиҗә қазинишини үмид қилған.
Бирақ ли хуңкүән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити америка билән сөһбәткә олтурған болсиму, бирақ униң бу мәсилини һәл қилиш нийити йоқ. У, хитайниң шәкилвазлиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Ли хуңкүән мундақ деди: “хитайниң шәкилвазлиқ қилишидики мәқсити хитай хәлқини колдурлитиш әмәс, асаслиқи америка хәлқини колдурлитиш. Чүнки, бу диалогни америка ахбарати хәвәр қилиду, бәлким хитай ахбарати буни хәвәр қилмаслиқиму мумкин. Чүнки хитайға нисбәтән бу диалогниң һечқандақ әһмийити йоқ. Ишқилип у бу ишни һәл қилишни халимайду.
Хитайниң тактикиси чоң ишни кичиклитиш, кичик ишни йоқ қилиш. Әгәр бу иш чоң мәсилигә айлинип кәтсә, у бу ишқа кичик иштәк муамилә қилиду. Әсли у наһайити чоң бир иш, әмма у бу ишниң дәриҗисини чүшүрүп, җ х министирлиқиниң министири яки муавин министириға охшаш бирәрсини әвәтип қоюп, буни адәттики җинайи һәрикәттәк көрситиду.
Әмәлийәттә бу ундақ әмәс, у һөкүмәт тәшкиллигән, пиланлиқ елип берилған һөкүмәтниң һәрикити. Хитай җ х министирлиқи һөкүмәтниң һәрикитини қандақ тохтитиду, униң бундақ һоқуқи болмиса?!”
Лекин хитайниң шинхуа агентлиқи чаршәнбә күни мақалә елан қилип, хитай тор бузарлириниң 2014- йили америка федиратсийә кадирлар башқуруш идарисиниң ториға һуҗум қилиш вәқәсини “тор бузарлар шайкисиниң җинайи һәрикити” дегән.
Мәзкур мәсилә бу қетим вашингтонда өткүзүлгән тор бихәтәрлик диалогида оттуриға қоюлған иди. Лекин шинхуа агентлиқиниң мақалисидә, “бу вәқә илгири америка һөкүмити гуман қилғандәк һөкүмәтниң тор һуҗуми әмәс” дейилгән.