Торонтода намайиш: ғулҗа қирғинчилиқи унтулмайду

Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2015.02.06
toronto-ghulja-weqesi-namayish-2015.jpg Торонтода намайиштин бир көрүнүш
RFA/Ruqiye


Бу йил 2 - айниң 5 - күни 1997 - йили ғулҗида йүз бәргән “ғулҗа вәқәси” гә 18 йил болған күн. Һәр йили 2 - айниң 5 - күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдики хитай консулханиси алдиға келип намайиш қилип кәлмәктә.

Канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан уйғурлар 5 - феврал “канада шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизи” ниң уюштуруши билән хитай консули алдида намайиш елип барди.

Намайиш уюштурғучиси, “шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизи” ниң рәиси һаҗи мамут әпәндим “ғулҗа қирғинчилиқи” ни унтумаслиқниң хитай һөкүмитигә тохтимай қаршилиқ көрситиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.

“шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити” ниң мувәққәт рәиси әхмәтҗан осман әпәндиму бу қетимқи намайишқа қатнашти вә намайиш қилишни тохтатмай елип беришниң уйғурларниң мустәқиллиқ арзусини җакарлашниң муһим усуллиридин бири икәнликини, вәтән сиртида тинч йол билән елип берилидиған намайишни өз ичигә алған барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини тохтатмиғандила, хитайниң “қаршилиқларни аз бир очум уйғурлар елип бериватиду, көп сандики уйғурлар бизгә қарши әмәс” дегән сәпсәтисини битчит қилғили болидиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи намайишқа әйни йили ғулҗа вәқәсигә қатнашқан һаят шаһит таһир әпәндимму қатнашти.

У әйни хитайниң уйғурларни бастурушни бир минутму тохтитип қоймиғанлиқини, буниңға мас һалда уйғурларниңму қаршилиқ көрситишни тохтитип қоймайдиғанлиқини ипадә қилди. Намайиш саәт иккидин төткичә давамлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.