Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилати б д т гә уйғурлар тоғрисида хәт тапшурди
2018.12.20

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған кадирлар уюшмиси хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилатини уйғурларға ярдәм қилишқа чақириш мәқситидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әнқәрәдики ишханисиға хәт тапшурди вә б д т бинасиниң алдида мәтбуат баянати елан қилди.
19-Декабир күни чүштә өткүзүлгән бу паалийәткә 450 миң әзаси бар, түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатидин бири болған кадирлар уюшмисиниң рәиси өндәр каһвәчи әпәнди вә мәзкур уюшминиң шөбә башлиқлири, әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди. Түркийә кадирлар уюшмисиниң рәиси өндәр каһвәчи башчилиқидики һәйәт алди билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң башлиқиға язған бир парчә хәтни б д т ниң әнқәрәдики вәкилигә тапшуруп бәргәндин кейин, б д т бинасиниң алдида мухбирларға баянат бәрди.
У баянатини мундақ башлиди: “һөрмәтлик аммиви тәшкилатлиримизниң мәсуллири, һәр дәриҗилик рәһбәрлиримиз, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири, ханимлар, әпәндиләр, ахбарат органлириниң қиммәтлик мухбирлири, һәммиңизләр хуш келипсиләр. Бүгүн узун йиллардин буян хитайниң бесими астида яшаватқан шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң дәрд-әләмлирини җамаәтчиликкә аңлитиш шундақла уйғурларниң инсан қелипидин чиққан зулумлардин қутулуши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға чақириқ қилиш үчүн бу йәргә җәм болдуқ.”
У баянатида алди билән б д т ни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирип, мундақ деди: “юртидики өй-мүлкидин айрилип қалған шәрқий түркистанлиқларға, өлтүрүлүватқан уйғурларға һечкимниң қарап туруш һәққи йоқ. Нурғунлиған шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз "җаза лагерлириға ташланған. У йәрдә тән җазасиға учримақта. Әпсуски, булар ахбарат органлириниң диққәт-етибарини тартмайватиду. Бәзи ахбарат органлири тәрипидин булар хәвәр қиммити йоқ дәп қаралмақта. Түркийәму шәрқий түркистанлиқларниң бу пәрядиға қулақ салмайватиду.”
У баянатида б д т ни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирип, мундақ деди: “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әсли вәзиписи уларни көзитиш әмәс, бәлки хитайниң бу сияситини тосуш. Шуңа бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу ирқий қирғинчилиқни тосуш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәк. Шуни унтумаслиқимиз керәкки, бирләшкән дөләтләр тәшкилати чоң дөләтләрниң сиясий, иқтисадий вә идеологийәлик мәқситигә хизмәт қилиш үчүн әмәс, бәлки һәрқайси дөләтләрниң адил болушини, бихәтәрликини вә иҗтимаий тәңпуңлуқини қоғдаш үчүн қурулған. Шуңа биз кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән б д т ни шәрқий түркистанда еқиватқан қанни тохтитиш үчүн күч чиқиришқа чақиримиз.”
Түркийә кадирлар уюшмисиниң рәиси өндәр каһвәчи әпәнди баянатиниң ахирида түркийә һөкүмити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бирликтә һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: “ата юртимизда биз билән бир милләт. Йүз йиллардин буян хитай таҗавузчилириға қарши туруватқан, ирқий қирғинчилиққа қарши чиқиватқан, миллий кимликини қоғдашқа тиришиватқан, исламниң байриқини ләпилдитиватқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға көңүл бөлмәйватқанларни әйибләймиз. Биз кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән түрк һөкүмитини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини, шәрқий түркистандики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн мунасивәтлик органлирини һәрикәткә өткүзүшкә чақиримиз. Ундақ қилмиған дөләт вә органлар хитайниң инсанийәткә қарши җинайитигә шерик болған болиду.”
Өндәр каһвәчи әпәнди баянатни оқуп болғандин кейин, микрофонимизни униңға узаттуқ. У мундақ деди: “бүгүн биз кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз тоғрисида язған хетимизни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әнқәрә ишханисиниң мәсулиға тапшуруп бәрдуқ. Бу илтимасни б д т баш катипиға йәткүзүп беришини тәләп қилдуқ. Биз бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алдимиздики күнләрдә бу зулумни тохтитиш үчүн тәдбир елишини үмид қилимиз.”
Уйғурларға вакалитән намайишқа қатнашқан уйғур паалийәтчи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди кадирлар уюшмисиниң узун йиллардин буян уйғур дәвасини қоллап келиватқан түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири икәнликини, бу паалийәтниң тәсириниң зор болидиғанлиқини илгири сүрди.