Түрк бағчисиға хитайниң нами берилгәнликигә аммиви тәшкилатлар қарши чиқти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.07.16
meram-Serdar-kalaychi-chin-Yuexiu-Wang-Huanking.JPG Түркийә мәрам шәһәр башли сәрдар калайчи чин юәхиу шәһәр башлиқи ваң һуан киң билән. 2013-Йили июл.
RFA/Arslan

Түркийәниң конийә шәһиригә қарашлиқ мәрам наһийиси тәрипидин ясалған бир бағчиға “хитай йүешию бағчиси” дәп хитай шәһириниң намини бәргән болуп, мәрам наһийилик шәһәр башлиқиниң бу бағчиға хитайниң намини бериши аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди.

Милләтчи һәрикәт партийисиниң конийә-мәрам шөбиси баянат елан қилип, мәрам наһийилик һөкүмәтни қаттиқ тәнқид қилди вә йеңи ясалған у бағчиға берилгән хитай намини өзгәртишни тәләп қилди.

2013-Йили 7-айниң 11-күни мәрам наһийилик һөкүмәтниң уюштуруши билән мәзкур бағчиниң ечилиш мурасими өткүзүлди вә рәсмий ишқа киришкәнлики билдүрүлди. Мәрам наһийилик һөкүмәт тәрипидин ечилиш мурасими өткүзүлгән бу бағчиға “хитай йүешию бағчиси” дәп нам бәрди. Мурасимда йәнә хитайниң йүешию шәһири билән мәрам шәһири оттурисида қериндаш шәһәр дәп келишим түзүп имза қилишти.

Мәрам наһийисиниң козаағач мәһәллисидә ясалған бу бағчиниң ечилиш мурасимиға конийә шәһәрлик мәҗлис башлиқи ели сәлви, хитайниң йүешию шәһәр башлиқи ваң хуаң киң, мәрам шәһәр башлиқи сәрдар калайҗи, нәҗмидин әрбакан университети ислам дини факултетиниң мудири профессор әхмәт саим аритан қатарлиқ көп санда кишиләр қатнашти.

Бағчиниң ечилиш мурасимида мәрам шәһәр башлиқи билән хитайниң йүешию шәһәр башлиқи, икки шәһәрни қериндаш шәһәр дәп келишим түзгән.

Ечилиш мурасимида сөз қилған мәрам шәһәр башлиқи сәрдар калайҗи әпәнди, мәрам шәһириниң һазирғичә әзәрбәйҗанниң шәки шәһири, өзбекистанниң ташкәнт шәһири, босинийә һәрсәкниң һадизиҗи шәһири билән достлуқ орнатқанлиқини вә уларниң намида бағчә ясатқанлиқини билдүрди вә бу қетим йәнә хитайниң йүешию бағчиси намида бир бағичиниң ечилишини қилғанлиқини бу йүешию шәһири билән қериндаш шәһәр келишими түзүп имза қилғанлиқини билдүрди вә қериндаш шәһәрләр оттурисида, иҗтимаий, мәдәнийәт, иқтисад саһәләрдә хизмәт-паалийәтләр елип бериватқанлиқини буниң билән дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққий қилишиға һәссә қошуватқанлиқини билдүрди.

Игилинишичә бу бағчини ясаш үчүн икки милйон түрк лираси сәрп қилинған.

Милләтчи һәрикәт партийисиниң конийә-мәрам шөбә башлиқи мустафа өзсан әпәнди бу һәқтә мухбирларни күтүвелиш йиғини ечилип мәрам шәһәрлик һөкүмәтниң бу қилмишлириға болған наразилиқини ипадилиди вә “хитай йүешию бағчиси” дәп нам берилгән бағчиниң намини өзгәртип шәрқий түркистанниң намини беришни тәләп қилди.

Конйә поста гезитидә елан қилинған баянатта мустафа өз сан мундақ деди: һәммимизгә мәлум болғандәк нәччә йилдин буян хитай зулуми астида езиливатқан шәрқий түркистанлиқ мусулман түрк қериндашлиримизға селиватқан бесим вә зулум йеқиндин буян техиму чекидин ашти вә шәрқий түркистан пүтүнләй асарәткә айланди. Түркийәниң пүтүн саһәлиридә хитай зулуми әйиблиниватқан бир вақитта йәни өткән һәптә зәпәр мәйданида наразилиқ намайиши өткүзүлди. Пүтүн аммиви тәшкилатларниң қоллиши билән мушундақ паалийәтләр елип бериватқан бир вақитта, миллитимизниң йүрики у йәрдики қериндашлиримизға селиниватқан зулум үчүн көйүватқан бир вақитта мәрам шәһәрлик һөкүмәт худди буниңға қарши чиқиватқандәк мәрамниң козаағач мәһәллисидә хитай йүешию бағчиси ачти вә йүешию шәһири билән мәрам шәһирини қериндаш шәһәр дәп келишим түзди. Бизгә нисбәтән бу хата бир иш вә шәрқий түркистан хәлқигә хиянәттур. Зулум сәвәбидин қаза қилғанларниң роһини азаблаш һаят қалғанларни көзгә илмиғанлиқтур. Бағчиниң ечилиш мурасимидики хушаллиқ шәрқий түркситандики түрк қериндашлиримизниң дәрд-әләмлирини ашурди. Биз бағчә ясашқа қарши әмәс, мәрам хәлқи әң яхши хизмәт қилишқа лайиқтур. Биз пәқәт бу бағчиниң исмиға қарита қарши чиқимиз. Мәрам шәһәрлик идарисини, дәрһал бу хаталиқтин қайтип бағчиниң исмини өзгәртишкә чақириқ қилимиз.

Мәрам шәһири билән хитайниң йүешию шәһириниң қериндаш шәһәр дәп келишим қилинишиға түркийә каму-сән йәни кадирлар уюшмисиму қарши чиқти вә мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип мәрам шәһәр башлиқини әйиблиди.

Түркийә кадирлар уюшмисиниң конийә вәкили саиди ериш әпәнди, мухбирларни күтүвелиш йиғини уюштуруп, мәрам шәһәрлик һөкүмәтниң хитайниң йүешию шәһири билән қериндаш шәһәр болғанлиқини қаттиқ әйиблиди.

Саид ериш әпәнди сөзидә алди билән хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан вәһшийлик вә қирғинчилиқни әйиблиди вә мундақ деди: 1949-йилдин башлап өйимиз җиназа өйи, йүрикимиз атәш очиқи болди. Чүнки биз үчүн әнқәрә қандақ болса үрүмчи шундақ һесаблиниду. У йәрдә яшайдиған мусулман түрк қериндашлиримизға қарши қәтлиам тиз сүрәттә давам қиливатиду, худди қирғинчилиқ болуватқандәк бир вәзийәт шәкилләнди. Бу қилмишлар болса инсан қелипидин чиққан бир җинайәттур. Адаләт мәһкимиси бу вәзийәткә қол селиш керәк. Җинайәтчиләр қамаққа елиниши керәк, хәлқара қанун бойичә сотқа тартилиши керәк, шәрқий түркистан қатарлиқ дуняниң охшимиған йәрлидин қәтлиам хәвәрлири келиватиду, бу зулум йеңи әмәс бу йәрдә яшаватқан қериндашлиримиз 64 йилдин буян зулум астида иңраватиду, хитайниң бу җинайи қилмишлиридин кейин худди һеч иш болмиғандәк һилийгәрлик билән йүрүши бизни қаттиқ ғәзәпләндүрди. Хитай дөлити диалог йоли билән өзини ақлашқа орниватиду, буниң үчүн иқтисади күчини қорал қилип қоллиниватиду.

Саидй ериш әпәнди сөзидә йәнә мәрам шәһәрлик һөкүмәтниң йеңи ясалған бағчиға хитай йүешию шәһириниң намини бәргәнликигә вә мәрам шәһири билән хитайниң йүешию шәһириниң қериндаш шәһәр дәп келишим түзүлгәнликини әйбләйдиғанлиқини вә қарши туридиғанлиқини ипадилиди вә мундақ деди: у йәрдики қериндашлиримиз зулум тартиватқан бир пәйттә бу бағчини ечиш вә хитайниң намини беришни бикар қилиш биз аммиви тәшкилатларниң әң муһим тәлипидур.

Биз йәнә бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман билән сөһбәт елип бардуқ. Абдуләһәд әпәнди, түркийә хәлқиниң хитайниң достлуқ, қериндашлиқ дегәндәк сөзлиригә алдинип кәтмәсликкә чақириқ қилди. Тарихтин буян хитайларниң һеч қачан түркләрниң дости болмай кәлгәнликини вә тарихтин буян түркләр билән хитайларниң уруш қилип кәлгәнликини билдүрди вә мәрам шәһәрлик һөкүмәтниң хаталиқини тонуп дәрһал хитай билән қериндашлиқ шәһәр дәп түзгән келишимни бикар қилишни, вә хитайниң бағчиси дәп нами берилгән түрк бағчиниң намини өзгәртип, қәшқәр, үрүмчи, турпан, хотән дегәнгә охшаш шәрқий түркситанниң шәһириниң намини беришни тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.