Түрк дуняси журналистлар учришишида хитайниң уйғур ахбаратчилириға әркинлик бериши тәләп қилинди
2015.07.25
Түркий милләтләр күлтүр фестивали асасида һәр йили өткүзүливатқан түрк дуняси шаирлар вә журналистлар учришиши түркийәниң ялова шәһиридә өткүзүлди. 3 Күн давамлашқан йиғинға булғарийә, қирим, макадонийә, чувашистан, роминийә, ирақ, түркийә вәкиллири вә уйғурлардин болуп 70 әтрапида киши қатнашти.
Журналист вә шаир фаруқ қиртай әпәнди риясәтчилиқ қилған түрк дуняси шаирлар вә журналистлар учришишиниң ечилиш мурасимида булғарийә түрклири күлтүр вә хизмәт җәмийити рәиси рафәт улутүрк әпәнди, явруася түрк тәшкилатлири бирлики рәиси исмайил чиңгиз вә ялова шәһәр башлиқи вәфа салман қатарлиқ кишиләр сөз қилди.
Ялова шәһәр башлиқи вәфа салман әпәнди ечилиш нутқида түрк дунясидики ахбарат әркинлики мәсилиси тоғрисида тохтилип мундақ дегән: “мән бир шаир шәһәр башлиқи болуш сүпитим билән 9 - нөвәтлик журналистлар учришишини шәһиримиздә өткүзгәнликим үчүн өзүмни хушал һес қилмақтимән. Бу мунасивәт билән 24 - июл журналистлар күнини тәбрикләймән. Технологийәниң бунчиливала тәрәққий қилишиға қаримай ахбарат әркинликиниң йоқлуқи бизниң көңлимизни йерим қилмақта. Инсанларниң хәвәр елиш әркинлики, әркин ойлаш, әркин йезиш, пикир қилиш әркинликигә игә болуши журналистлар үчүн интайин муһим. Чүнки түрк дунясида демократийәни бәрпа қилиш үчүн мәтбуат әркинлики шәрт. Түрк дунясида ахбарат әркинликини бәрпа қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк.”
Ялова журналистлар учришишида мақулланған 10 маддилиқ қарарниң үч маддисида уйғур мәсилиси тилға елинған. Хитабнаминиң бешида мунулар йезилған: “9 - нөвәтлик түрк дуняси журналистлар учришиши 7 - айниң 21 - күнидин 23 - күнигичә түркийәниң ялова шәһиридә өткүзүлди. Йиғинда шәрқий түркистан, қирим, сүрийә, ирақ, қарабағ, кафказийә вә орта асядики түркий милләтләрниң мәсилилири тоғрисида музакирә елип берилип, музакирә нәтиҗисидә "ялова хитабнамиси" намида төвәндики қарар мақулланди.”
Уйғур мәсилиси тилға елинған маддилар вә бу маддиларниң мәзмуни төвәндикичә:
Қарарниң 3 - маддисида, түрк дунясидики ахбарат чәклимилириниң әмәлдин қалдурулуши тәләп қилинған.
4 - Маддисида, хитай хәлқ җумһурийити ичидики уйғур аптоном районидики, руся ичидики, ирақ вә сүрийәдики түркий милләтләр дучар болуватқан инсан һәқ вә һуқуқлири дәпсәндичиликини дуня җамаәтчиликигә тоғра аңлитиш үчүн журналистларниң мәсулийитини ада қилиши керәклики тәкитләнгән.
Йиғинда мақулланған қарарниң 8 - маддисида, хитай түрмисидә йетиватқан илһам тохти башчилиқидики язғучи, шаир вә журналистларниң дәрһал қоюп берилиши тәләп қилинған.
Бу хил йиғинларда мақулланған қарарларниң тәсири барму? әһмийити немә? мақулланған қарарларни әмәлгә ашуруш үчүн немиләрни қилиш керәклики тоғрисида көз қарашлирини игиләш үчүн тәтқиқатчи журналист азадҗан буғра әпәндигә микрафонимизни узаттуқ.
У, уйғур журналистларниң һәқ вә һуқуқлири дәпсәндичиликкә учраватқан бүгүнки күндә бундақ бир қарарниң мақуллинишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини, бу қарарниң иҗра қилиниши үчүн уйғурларниң тиришчанлиқ көрситиши керәкликини тәкитлиди.