Зәйтунбурнуда өткүзүлгән түрк дуняси паалийитидә көчмәнләрниң мәсилилири оттуриға қоюлди
2015.06.09
6 - Июн шәнбә күни, афғанистан түрклири хәлқаралиқ мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити билән афғанистан түркмәнлири иҗтимаий һәмкарлиқ җәмийәтлириниң бирликтә уюштурған “түрк дуняси тәнтәниси” паалийити қизғин кәйпият ичидә өткүзүлди. Паалийәттә түркистандин келип зәйтунбурнуда яшаватқан көчмәнләрниң қийинчилиқ мәсилилири оттуриға қоюлди. Паалийәттә 4 миң кишигә түркистан полуси тарқитилди.
Явроасия түрк җәмийәтләр федератсийәсигә қарашлиқ җәмийәтләрниң қоллап - қуввәтлиши билән уюштурулған бу паалийәткә қазақ түрклири вәхпи, қарапапақ тәрәкәмә түрклири җәмийити, түркмәнели кишилик һоқуқ җәмийити, түркистанлиқлар мәдәнийәт вә иҗтимаий һәмкарлиқ җәмийити, қирғиз түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, ноғай түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, һатай увакәнт өзбек түрклири җәмийити, әхмәт йәсәвий тәлим - тәрбийә вәхпәи қатарлиқ көплигән җәмийәтниң мәсуллири вә әзалири қатнашти.
Зәйтунбурнуда деңиз бойидики чимлиқ мәйданда уюштурулған паалийәткә йәнә адаләт вә тәрәққият партийәсиниң муавин рәиси шундақла парламент әзаси әкрәм әрдәм, ақ партийә зәйтунбурну шөбә рәиси баһаттин унвәр, зәйтунбурнуда шәһәр башлиқи мурат айдин, явроасия түрк җәмийәт федератсийәсиниң рәиси исмаил җингиз қатарлиқ муһим шәхсләрму қатнашти.
Паалийәттә түркләрдә омумлашқан, болупму уйғурларға хас болған челишиш мусабиқиси өткүзүлди. 5 Түр бойичә уюштурулған челишиш мусабиқисидә кичик балиларниң челишишлири қизғин алқишқа еришти.
Паалийәттә йәнә афғанистан вә түркмәнистандин тәклип қилинған түркмән вә өзбек сәнәтчиләр һәр хил номур көрсәтти.
Байрам тәнтәнисигә охшаш өткүзүлгән паалийәтниң ечилиш мурасимида афғанистан түркмәнлири иҗтимаий вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси дөләт мурат вә афғанистан түрклири хәлқаралиқ иҗтимаий мәдәнийәт вә һәмкарлиқ федератсийәсиниң рәиси фәрһат суҗу сөз қилип мундақ деди: зәйтунбурнуда яшаш билән бәхтлик һес қилимиз. Зәйтунбурнуда бизниң иккинчи вәтинимиздур. Бу йәрдә бирлик вә баравәрлик ичидә түрк билән өзбек, уйғур, түркмән, қазақ, қирғиз һәммимиз бирликтә һәмкарлиқ ичидә яшаватимиз. Биз, бу йәрдә иқамәт олтурақлишиш рухсәт кинишкиси, тәлим - тәрбийә вә сағлиқ җәһәтләрдики қийинчилиқларниң һәл болушни арзу қилимиз.
Паалийәттә йәнә кутаһя валий ярдәмчиси худаяр мәтә бухара сөз қилғандин кейин явроасия түрк җәмийәтләр федератсийәсиниң рәиси исмаил җенгиз сөз қилип мундақ деди: 1071 - йили анадолийә фәтһи қилинғанда малазгирттин анадолийигә киргән әскәрләр түркистандин кәлгән әскәр иди, йәни уйғур, қазақлар, түркмәнләр, өзбекләр вә қирғизлар иди. Йәнә 1200 - йилларда османли дөлитиниң асаси селинғанда вә 1326 - йили бурса шәһири фәтһи қилинғандин кейин османли дөлитиниң асаси қурулушида йәнә түркистанлиқ җәңгиварлар бар иди. Мәниви дуняйимизниң асасиға ул салғанлар йәнә түркистанлиқ алимлар болуп, баһаддин нәқшибәнди, сәһиһи бухари, әхмәт йәсәвий, әмир султан қатарлиқ шәхсләр мәниви дуняйимизни шәкилләндүрди. Мундақчә қилип ейтқанда анадулийәниң вәтәнлишишидә, мәниви дуняйимизниң қурулушида түркистандин кәлгән әҗдадлиримиз әң чоң төһпә қошти. Мана биз шу әҗдадларниң әвладлири, нәврилири болуп, нәччә йүз йилдин кейин уларниң изида меңип истанбул земиниға кәлдуқ. Көчүшкә мәҗбур болуп кәлдуқ.
Исмаил җенгиз сөзидә йәнә түркистанлиқ көчмәнләрниң қийинчилиқлириниң һәл болуши тоғрисида һөкүмәт әрбаблириға хитаб қилип мундақ деди: әмма панаһлинишқа мәҗбур болған бу тупрақларда пәрзәнтлиримизни оқутидиған мәктәп тапалмидуқ. Мәктәпләрдә меһман оқуғучи әмәс нормал оқуғучи болуп оқушни халаймиз. Биз афғанистандин, түркистандин кәлгән, ирақ вә сүрийәдин кәлгән бизләр түркчә оқушни йезишни халаймиз. Пәрзәнтлиримизгә мәктәп тәләп қилимиз. Сағлиқ мәсилиләрниң һәл қилинишини тәләп қилимиз. Сүрийәдин кәлгән мусапирларға қандақ муамилә қилиниватқан болса бизләргиму охшаш муамилә қилинишини тәләп қилимиз. Әң аддийси қан - қериндашлиримизниң җиддий кесәл болған әһвалда дохтурханиларда һәқсиз давалинишини тәләп қилимиз, бу бизләрниң әң аддий һәққимиздур, биз түрк болуш сүпитимиз билән бу дөләттә әҗнәбийгә муамилә қилинғандәк муамилә көрүшни халимаймиз, вәтән дәп кәлгән бу земинда бешимизни тик тутуп айлинип йүрүшни халаймиз, бизниң бу тәләплиримизниң диққәткә елинишни үмид қилиш билән сөзүмни ахирлаштуримән, деди.
Кейин адаләт вә тәрәққият партийисиниң муавин рәиси шундақла парламент әзаси әкрәм әрдәм әпәнди сөз қилип мундақ деди: бу йәрдә көрситилгән челишиш мусабиқисини хәлқара сәһнигә елип чиқиш керәк. Түрк дуняси олимпиятлири мусабиқиси уюштурулуши керәк.
Һәр заман һәр йәрдә түрк дунясини қоллап келиватқанлиқини ипадилигән парламент әзаси әкрәм әрдәм әпәнди, қан - қериндашлиримизниң дәрди бизниң дәрдимиз. Иқамәт олтурақлишиш рухсити, тәлим - тәрбийә вә сағлиқ җәһәтләрдики дуч келиватқан қийинчилиқларни һәл қилишқа вәдә беримән, деди.