Хәлқаралиқ түрк дуняси әнәнивий тәнтәрбийә паалийитидә уйғур мәдәнийәт көргәзмиси ечилди
2016.08.27
26 - Авғуст күни истанбулниң күчүкчәкмәҗә районидики баризган мәйданида хәлқаралиқ түрк дуняси әнәнивий тәнтәрбийә паалийити өткүзүлгән болуп бу паалийәттә шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң тәртиплиши билән уйғур мәдәнийәт көргәзмиси ечилди.
Бу тәнтәрбийә паалийити түрк дунясиниң әнәнивий тәнтәрбийәлирини йеңидин җанландуруш мәқситидә дуня етноспор конфедрасийиси тәрипидин уюштурулғанлиқи билдүрүлди.
Биз бу паалийәт тоғрисида нәқ мәйдандин аңлитиш беримиз. Бу паалийәттә түрк дунясиниң уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, түркмән, татар, ногай вә түрк хәлқлири үчүн һәр биригә мәхсус чидир қурулған болуп, уйғурларға айрилған чедирда шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити уйғурларниң мәдәнийәт, өрп - адәтлирини, миллий тамақлирини, чалғу әсваблирини вә миллий кийимлирини тонуштуруп көргәзмә ачти.
Бу паалийәт мәйдани ходди қәдими замандики түрк қәбилилириниң иҗтимаий яшаш һаятини тәсвирлигән болуп 40 тин артуқ чедир қурулған, чедирниң алдидики қатар тизилған чоң яғач мумиға һәр қайси қәбилиләрниң байрақлири есилған болуп шәрқий түркситан байриқиму бу байрақлар қатардин орун алған.
Уйғур чедирида, уйғур чалғу әсваблири, тамақлири, миллий кийимләрдин әтләс көйнәк, канвай көйнәк, чимән вә бадам доппа, көрпә, ястуқ, гиләм қатарлиқ уйғурларниң күндилик иҗтимаий һаятида қоллинидиған буюмлар қоюлди. Бу көргәзминиң ечилиш тәйярлиқи басқучида дуня ентоспор әнәнивий тәнтәрбийә федрасийисиниң рәиси билал әрдоған әпәнди зиярәт қилип уйғурларниң мәдәнийәт өрп - адәтлирини қизиқип көрди.
Билал әрдоған түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң оғли болуп, у дуня етноспор конфедрадсийисиниң рәиси болуш сүпити билән бу қетимқи түрк дуняси әнәнивий тәнтәрбийә паалийитиниң уюштурулуши үчүн алаһидә күч чиқарған.
Паалийәтниң ечилиш мурасимиға түркийә яшлар вә тәнтәрбийә министири акиф чағатай қилич, дуня итносипор комфедрасийисиниң рәиси билал әрдоған, парламент әзаси шундақла оқчилар фонди рәиси һайдар али йилдиз, истанбул шәһәр башлиқи қадир топбаш, күчүкчәкмәҗә шәһәр башлиқи тәмәл қарадеңиз қатарлиқ муһим рәһбәрләр қатнашти. Бу паалийәтниң ечилиш мурасимиға һәр қайси түркий хәлқләрниң вәкиллириму тәклип билән қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, абдулһәкимхан мәхсумһаҗим, явроасия түрк җәмийәтлири федрасийисиниң рәиси исмаил ченгиз қатарлиқ шәхсләр қатнашти.
Билал әрдоған ечилиш мурасимида сөз қилип мундақ деди: “биз бу йолға чиққанда өтмүшимизгә, кимликимизгә, мәдәнийитимизгә алақидар унтулушқа қарап йүзләнгән вә бизниң унтулдурушимизни халиған көплигән қиммәтлик мәдәнийәтлиримизниң йеңидин хәлқимиз билән учришишини, йеңидин тонулушини вә омумлишишини шундақла қәдирлинишини мәқсәт қилимиз.”
Паалийәт мәйданида бүгүн ат бәйкиси өткүзүлди, оқ етиш вә челишиш мусабиқилири давам қилди. Нәччә миң киши қатнашқан бу паалийәттә зиярәтчиләр уйғур қатарлиқ түрк хәлқләр ачқан миллий мәдәнийәт көргәзмисини қизиқип көрди.
Бу паалийәт 3 күн давам қилидиған болуп 28 - авғуст йәкшәнбә күни ахирлишидикән. Игилигән хәвәрләргә асасланғанда, бу паалийәткә түркийә җумһурийити рәиси рәҗәп таййип әрдоған шәнбә күни қатнишидикән вә түркий хәлқләрниң мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қилидикән.
Бу паалийәт түрк хәлқлириниң миллий әнәнивий паалийәтлири тоғрисида түнҗи қетим өткүзүлгән бир паалийәт болуп, түрк дуняси хәлқлирини бир йәргә җәм қилишта муһим әһмийәткә игә дәп қаралмақта.
Биз уйғур мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қилған истанбул алпәрән оҗақлири тәшкилатниң рәиси куршад миҗан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Куршад миҗан әпәнди, уйғурларниң қәдими тарихтин башлап мәдәнийәткә бай бир хәлқ икәнликини, бу көргәзмини зиярәт қилғандин кейин уйғурларниң шунчә бесим вә зулум астида яшапму өз миллий мәдәнийәтлирини унтуп қалмай қоғдап келиватқанлиқи үчүн уларға априн оқуйдиғанлиқини, түркийидә яшаватқан көп санда уйғурларниң өз миллий әнәнилири бойичә яшаватқанлиқини көрүп туруватқанлиқини, уйғурларниң миллий мәдәнийитини қоғдаш үчүн әһмийәт бериватқан уйғурларни чин қәлбидин тәбрикләйдиғанлиқини ипадилиди.
Куршад миҗан әпәнди түркийә һөкүмитиниң, сүрийә хәлқини түркийә пуқралиқиға алғанға охшаш, уйғурларниму түркийә пуқралиқиға қобул қилиш керәкликини тилға алди.
Куршад миҗан әпәнди сөзиниң ахирида, уйғурларни һәр заман қоллап қуввәтләйдиғанлиқини мадди вә мәнивий җәһәттә ярдәмлишиш үчүн тәйяр икәнликини билдүрди.
Биз йәнә бу паалийәтни зиярәт қиливатқан қирғизистан хәлқ амсамбили муавин рәиси шундақла қирғизистан уйғур иттипақиниң рәиси артиқ һаҗи, қазақистанда яшайдиған уйғур юрт мөтивәрлиридин турсун һаҗи арзуюф билән сөһбәт елип бардуқ.
Артиқ һаҗи вә турсун һаҗи әпәндиләр бирдәк бу паалийәткә қатнашқанлиқидин мәмнун болғанлиқини, түрк дунясиниң җәм болған бу хил паалийәтләрдә уйғур мәдәнийитинииң тонуштурулушиниң интайин әһмийәткә игә икәнликини ипадилиди.
Биз бу паалийәт тоғрисида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, аяллар бөлүми мәсули мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ.