“шәрқий түркистанда мусулманлар үстидин йүргүзүливатқан хитай зулуми” дегән темида йиғин өткүзүлди
2015.02.26
2015 - Йили 2 - айниң 22 - күни түркийиниң чорум шәһиридә “шәрқий түркистанда мусулманлар үстидин йүргүзүливатқан хитай зулуми” дегән темида йиғин өткүзүлди. Бу йиғинни иклә җәмийити билән и һа һа инсаний һәқ - һоқуқ ярдәм фондиниң чорум шөбиси бирликтә оюштурған болуп, йиғинға шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәис вәкили абдуллаһ қәшқәрли вә яшлар бөлүми мәсули абдусалам тәклиман тәклип билән қатнишип йиғинда сөз қилди.
Йиғинда и һа һа инсаний һәқ - һоқуқ ярдәм фондиниң чорум шөбә мәсуллиридин адвокат өмәр қилич әпәнди ечилиш нутиқи сөзлиди.
Өмәр қилич сөзидә мундақ деди: ислам үммити тәхминән 150 йил илгири үммәт чүшәнчисини йоқитип қойғандин кейин интайин аҗиз һалға чүшүп қалған, нәтиҗидә шәрқий түркистан земиниға охшаш көплигән ислам диярлири ишғал қилинди вә фикри җәһәттиму һазирғичә ишғал астида туруватқан ислам диярлири мәвҗут. Шәрқий түркситан райони ислам мәдәнийитиниң 1000 йиллиқ мирасини сақлап келиватқан бир земиндур. Имам бухари, мәһмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип, ибни сина, фарабиға охшаш нурғунлиған алимлар бу земинда йетишип чиқип илим - мәрипәтни дуняға тарқатти.
Йиғинда сөз қилған шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәис вәкили абдуллаһ қәшқәрли уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: шәрқий түркситан хәлқи 65 йилдин буян инсан көрмигән еғир зулумларни бешидин өткүзиватиду. Ишғалчилар шәрқий түркистанни дунядин мунасивәтни үзүп, айрим тутуп кәлди. Күндин - күнгә, хитай һәр җәһәттин күчәйгәнсери шәрқий түркситандики мусулманларниң қийинчилиқлири техиму еғирлашти. Бүгүнки күндә пүтүн дуняда езилгән милләтләр ойғанған болсиму, зәнҗир - кишәнләр бир - бирләп қирилған болсиму, һәр тәрәптә баһар һәрикәтлири, әркинлик вә азадлиқ мәшәллири йеқилған болсиму, хитай шәрқий түркситанда диний итиқад, виҗдан әркинлики вә кийим - кичәк кийиш шундақла әнәнивий яшаш һоқуқлириға биваситә мудахилә қилип, очуқ - ашкара қарши чиқмақта вә чәклимә қоймақта. Дөләт әмәлдарлириму дуняниң көз алдида һеч тәптартмастин баянат елан қилиду, тәһдит селип һәйвә қилиш характерлик баянатлар бериду. Қарши чиққанни уруп өлтүримиз дәп очуқ тәһдит қилип һеч иккиләнмәстин бастуруш һәрикәтлирини давам қиливатиду.
Йиғинда сөз қилған абдуллаһ қәшқәрли уйғурларниң миллий маарип вә тил йезиқлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: хитай даирилири уйғур тилини мәктәпләрдә дәрстин қалдуруп униң орниға хитай тилида дәрс өтүшни йолға қойди. Йәни миллий маарип хитайлаштурулди. Шәрқий түркистанниң ентик миллий әнәнисини йоқитиш мәқситидә, тәрәққий қилдүрүш нами астида кона шәһәрләрни өрүп - йиқитип йәрлик хәлқни қәстән башқа йәрләргә көчүшкә мәҗбурлиди. Уларниң орниға нәччә милйон хитайни көчүрүп йәрләштүрүш пиланини мәхпи һалда давам қилдүриватиду. Мушундақ давам қилидиған болса алдимиздики йиллар ичидә шәрқий түркистан пүтүнләй хитайлишип кетиши вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида сөз қилишму һечқандақ мәна ипадилимәйдиған һалға келип қелишидин әндишә қиливатимиз.
Абдуллаһ қәшқәрли сөзиниң ахирида мундақ деди: хитай шәрқий түркистан күришини түп йилтизидин йоқитиш үчүн қолидиған келидиған пүтүн имканийәтләрни ишқа селиватиду. Бу мәсилини йоққа чиқириш үчүн шәрқий түркистан тарихини, хәлқниң миллий ирадисини йоққа чиқириш үчүн шәрқий түркситан даваси үчүн күрәш қиливатқан шәхс вә тәшкилатларға террорлуқ қалпақни кәйдүрүш мәқситидә давамлиқ тәтүр тәшвиқат елип бериватиду. Мәхпий паалийәтләр йүргүзүп қаттиқ тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
Абдуллаһ қәшқәрли йиғинда йәнә, уйғурларниң 2015 - йили 1 - айдин башлап диний әркинликни чәкләшни қанунлаштурғанлиқини, диний өлималарни вә өйләрдә олтурған ата - ана, ача - сиңилларни мәйданға топлап усул ойнашқа мәҗбурлаватқанлиқини, ислами етиқад вә миллий қиммәт қарашлирини хорлап кәмстиватқанлиқини билдүрди.
Абдуллаһ қәшқәрли мундақ деди: шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи кишини қаттиқ әндишә қилдүриду. Ислам дуняси болупму түркийә дөлитиниң шәрқий түркситанлиқларниң қийинчилиқ мәсилилирини, хитайниң ички иши дегән тәтүр тәшвиқатиға алданмастин, җиддий бир шәкилдә көңүл бөлүши, керәклик қәдәмләрни бесиши керәк болмақта. Бу һәқтә аммивий тәшкилатлар вә түркийиниң һәр бир аңлиқ кишлири мусулман қериндаш болуш сүпити билән инсанпәрвәтлик җәһәттә керәклик мәҗбурийәт, мәсулийәтни ада қилиши керәк.
Биз бу йиғин тоғрисида толуқ мәлуматқа еришиш үчүн йиғинға қатнашқан абдусалам тәклимакан билән сөһбәт елип бардуқ.