Түркий тиллиқ мәмликәтләр бирләшкән тәшәббуслар вә омумий лайиһиләрни әмәлгә ашурмақчи

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.09.18

Йеқинда қазақистан пайтәхти астана шәһиридә өткән түркий тиллиқ мәмликәтләр рәһбәрлириниң нөвәттики учришишидин кейин бир һәптигә йеқин вақит өткән болсиму, бу һәқтә қазақистанниң аммиви ахбарат васитилиридә ейтарлиқ инкаслар болмиди.

Йәрлик аммиви ахбарат васитилири хәвәрлиридин игилишимизчә, 11-сентәбирдә қазақистан пайтәхти астана шәһиридә түркий тиллиқ мәмликәтләрниң нөвәттики учришиши болуп, униңға әзәрбәйҗан президенти илһам алийеф, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, қирғизистан президенти алмазбек атамбайеф, түркийәниң миллий мәҗлисиниң рәиси исмәт йилмаз вә түркмәнистан баш министириниң орунбасари сапардурди тойлийеф қатнашқан иди.

Әзәрбәйҗанниң “тренд.Аз” агентлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, түркий тиллиқ мәмликәтләрниң һәмкарлиқи даим үстүн дәриҗидә болуп, бу җәһәттә улар әнәниви рәвиштә сиясий вә иқтисадий шерикләр болуп кәлгән һәм хәлқара вәзийәттә улар бир-бирини даим қоллап, алақилирини мустәһкәмлигән. Бүгүнки күнгичә түркий тиллиқ мәмликәтләр көплигән бирләшкән тәшәббусларни вә омумий лайиһиләрни әмәлгә ашурмақта икән. Шуларниң ичидә ахбарат агентлиқлири арисидики һәмкарлиқ күчийип, өткән айда хәлқара түркий йеңилиқ қанилини қуруш қарари қобул қилинған иди. Буниңдин ташқири йәнә, түркий тиллиқ дөләтләрниң билим министирлиқлири омумий түркий хәлқләрниң тарихи, җуғрапийиси вә әдәбияти тоғрилиқ дәрсликләрни тәйярлаш мәсилилириниму муһакимә қилмақта. Мәзкур агентлиқниң хәвиригә қариғанда, түркий тиллиқ мәмликәтләр омумий түркий тиллиқ хәлқләрниң мәдәнийәт вә мирас фондини тәшкил қилишни көзләп, бу иш әзәрбәйҗанда уюштурулмақчи.

Хәвәрләргә қариғанда, түркий тиллиқ дөләтләрниң һәмкарлиқи пәқәт мәдәнийәт вә билим саһәлири биләнла чәклинип қалмай, улар истратегийилик мәқсәтләрниму, атап ейтқанда өз территорийилиридә хитай вә явропани бағлаштуридиған улуғ йипәк йолини қайта орнитишниң йоллириниму көзлимәктә икән. Бу йәрдә баку-тбилис-карс төмүр йоли вә ғәрбий явропа-ғәрбий хитай аптомобил йоли, каспий деңизидики заманиви транспорт қурулуми, хитай-қазақистан вә әзәрбәйҗан төмүр йолини ишқа қошуш муһим әһмийәткә игә болмақта.

“б. Нюс. Кз” агентлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, мәзкур учришишта қазақистан президенти н. Назарбайеф 2017-йили астанада өтидиған “хәлқара 2017 көргәзмиси”гә түркий тиллиқ мәмликәтләрниң актип қатнишидиғанлиқиға ишәнч билдүрүп, мундақ дегән: “...Йеқинда пайдилинишқа берилидиған ғәрбий явропа - ғәрбий хитай- аптомобил йоли бу район үчүн интайин муһимдур. Мән бу ишни қазақистанда тамамлаймиз вә бизниң программимизниң асасий йөнилишлириниң бири ‛нурлуқ йол‚ дәп ойлаймән.” президент бу җәһәттә заманиви йипәк йолиниң һәмдә сияһәт программисиниң интайин муһимлиқини көрсәткән.

Радиомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди түркий тиллиқ мәмликәтләрниң мустәқил болғиниға 25 йил толған болсиму, лекин бүгүнгә қәдәр түрк дунясида иқтисадий, сиясий вә иҗтимаий иттипақлиқниң шәкилләнмигәнликини әпсус билән тилға алди һәм уйғур мәсилисидә түркий хәлқләр бирликиниң муһим рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бакуда, әнқәрәдә, мана әмди астанада төт түркий тиллиқ дөләтләрниң вәкиллири учришип, мәсилиләрни қараватиду. Биринчидин, түрк дунясида бирлик йоқ. Мәсилән, астанада болған йиғинға өзбекистан қатнашмиди. Уйғурларға нисбәтән түрк дунясиниң бирлики әң муһим мәсилиләрниң бири. Түркийә башлиқ түрк дунясида иҗтимаий, сиясий, иқтисадий бирлик қолға кәлсә яхши болатти, дәп ойлаймән. Буниң тарихий, җуғрапий, сиясий әһмийити бар. Чүнки, оттура асияда кейинки йилларда һәм русийә, һәм хитай өз мәнпәәтлирини илгири сүрүп келиватиду. Кейинки 25 йилда хитай оттура асия җумһурийәтлиригә күчлүк сиңип кирди. Хитай түрк бирликиниң шәкиллинишини асасән халимайду. Шуниң үчүн у аталмиш йипәк йолидики наһайити хәтәрлик иқтисадий бәлвағ истратегийисини сәһнигә көтүрүп чиқти. Бу истратегийәгә қазақистан вә қирғизистанниң қошулғуси бар. Мушу истратегийә арқилиқ хитай түркий тиллиқ дөләтләрниң бирликиниң шәкиллинишигә йол қоймайду. Русийәму кейинки вақитта мәркизий асияға наһайити мәнпәәтдар икәнликини билдүрүп, һәр қандақ келишимләр арқилиқ оттура асия җумһурийәтлирини өзигә қаритишқа көп күч чиқириватиду. Русийәму түрк дунясиниң бирликини халимайду.”

Қ. Ғожамбәрди түркий тиллиқ хәлқләрниң келип чиқиш тарихиниң, дининиң, тилиниң охшашлиқиға қаримай, бүгүнгә қәдәр бир пүтүн мәдәний гәвдини тикләлмигәнликини, омумий тарих, мәдәнийәт, әдәбият мәсилилирини оттуриға қоюшта бирликкә келәлмәйватқанлиқини, шундақтиму келәчәктә түрк дуняси бирликиниң сәһнигә чиқиш мумкинликигә ишинидиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.